< 以赛亚书 14 >
1 耶和华要怜恤雅各,必再拣选以色列,将他们安置在本地。寄居的必与他们联合,紧贴雅各家。
Чүнки Пәрвәрдигар Яқупқа рәһимдиллик көрситиду, Йәнә Исраилни таллайду; У уларни өз жут-зиминида маканлаштуриду. Шуниң билән ят адәмләр улар билән бирлишип, Яқуп җәмәтигә қошулиду.
2 外邦人必将他们带回本土;以色列家必在耶和华的地上得外邦人为仆婢,也要掳掠先前掳掠他们的,辖制先前欺压他们的。
Һәр қайси әл-милләтләр уларни елип өз жутиға апириду; Исраил җәмәти болса Пәрвәрдигарниң зиминида уларға қул вә дедәк сүпитидә егидарчилиқ қилиду; Улар өзлирини тутқун қилғанларни тутиду; Өзлирини әзгәнләрниң үстидин идарә қилиду.
3 当耶和华使你脱离愁苦、烦恼,并人勉强你做的苦工,得享安息的日子,
Вә шундақ болидуки, Пәрвәрдигар силәргә азаптин, сарасимидин вә әсир болуп мәҗбурланған мушәққәтлик қуллуқтин арамлиқ бәргән күнидә,
4 你必题这诗歌论巴比伦王说: 欺压人的何竟息灭? 强暴的何竟止息?
Силәр Бабил падишаси тоғрисида мундақ мақал-тәмсилни ейтисиләр: — «Қара, бу җазанихор қандақ һалак болди, Талан-тараҗ қилип алтун топлиғучи қандақ йоқалди!
Пәрвәрдигар рәзилләрниң һасисини, Һакимларниң закон тайиғини,
6 就是在忿怒中连连攻击众民的, 在怒气中辖制列国, 行逼迫无人阻止的。
Йәни хәлиқ-милләтләрни аччиғи билән үзлүксиз урғанни, Әлләргә ғәзәп қилип тизгинсиз зиянкәшлик қилғанни сундурувәтти.
Пүткүл йәр йүзи арам тепип тиничлиниду; Улар нахша ейтип тәнтәнә қилиду.
8 松树和黎巴嫩的香柏树 都因你欢乐,说: 自从你仆倒, 再无人上来砍伐我们。
Қариғайлар болса һалиңдин шатлиниду, Ливандики кедирларму: — «Сән гөрүңдә ятқузулғандин кейин, Һеч бир кәскүчи бизни қорқатмайду!» — дәйду.
9 你下到阴间, 阴间就因你震动来迎接你, 又因你惊动在世曾为首领的阴魂, 并使那曾为列国君王的, 都离位站起。 (Sheol )
Сән чүшүшүң билән тәһтисарадикиләр сени қарши елишқа сарасимә болуп кетиду; Сән үчүн өлүкләрниң роһлири, Җаһандики җимики «өшкә җинлар» қозғилиду; Әлләрниң һәммә падишалири тәхтлиридин турғузулиду; (Sheol )
10 他们都要发言对你说: 你也变为软弱像我们一样吗? 你也成了我们的样子吗?
Уларниң һәммиси саңа қарап мундақ дәйду: — «Сениң һалиңму бизләрниңкидәк бошап кәттиму? Бизгә охшаш болуп қалдиңмусән?!»
11 你的威势和你琴瑟的声音都下到阴间。 你下铺的是虫,上盖的是蛆。 (Sheol )
Сениң шану-һәйвитиң чилтарилириңниң авазлири билән биллә тәһтисараға чүшүрүлүп түгиди; Астиңда чивин қурути мижилдап кетиду, Үстүңни сазаңлар қаплап кетиду. (Sheol )
12 明亮之星,早晨之子啊, 你何竟从天坠落? 你这攻败列国的何竟被砍倒在地上?
И Чолпан, Сәһәр балиси, Сән қандақ қилип асмандин жиқилип чүшкәнсән! И техи өткәндила әлләрни йәргә жиқитқучи, Сән йәр йүзигә ташливетилдиң!
13 你心里曾说: 我要升到天上; 我要高举我的宝座在 神众星以上; 我要坐在聚会的山上,在北方的极处。
Сән әслидә көңлүңдә: — «Мән асманларға чиқимән, Тәхтимни Худаниң юлтузлиридин үстүн қилимән; Мән җамаәтниң теғида, Йәни шимал тәрәпләрдиму олтиримән;
Мән булутларниң егиз җайлиридин жуқуриға өрләймән; Һәммидин Алий билән тәң болимән!» — дедиң.
15 然而,你必坠落阴间, 到坑中极深之处。 (Sheol )
Һалбуки сән тәһтисараға, Чоңқур һаңниң тегилиригә чүшүрүлдуң». (Sheol )
16 凡看见你的都要定睛看你, 留意看你,说: 使大地战抖, 使列国震动,
Сени көргәнләр саңа йеқиндин синчилап қарап: — «Җаһанни зил-зилигә кәлтүргән, падишалиқларни титрәткән адәм мошумиду?
17 使世界如同荒野, 使城邑倾覆, 不释放被掳的人归家, 是这个人吗?
Йәр йүзини чөл-баяван қилип, Униңдики шәһәрләрни ғулатқан, Тутқан әсирләрни өз жутиға һеч қоюп бәрмигән мошумиду?» — дейишиду.
Мана әлләрниң шаһлири бириму қалмай «шан-шәрәп»тә, [қараңғулуқтики] өз өйидә йетишиду,
19 惟独你被抛弃, 不得入你的坟墓, 好像可憎的枝子, 以被杀的人为衣, 就是被刀刺透, 坠落坑中石头那里的; 你又像被践踏的尸首一样。
Бирақ сән кәмситилгән [чиригән] бир шах кәби, Өлтүрүлгәнләрниң догиси астида, Қилич билән санҗилған, һаңниң тәһтигә чүшидиғанларға охшаш, Аяқ астида дәссәп-чәйләнгән өлүктәк, Өз гөрүңдин мәһрум болуп ташливетилдиң.
20 你不得与君王同葬; 因为你败坏你的国,杀戮你的民。 恶人后裔的名,必永不提说。
Сән әшу падишалар билән биргә дәпнә қилинмайсән, Чүнки өз жутуңни вәйран қилғансән, Өз хәлқиңни өлтүрүвәткәнсән; Рәзиллик қилғучиларниң нәсли һәргиз йәнә тилға елинмайду.
21 先人既有罪孽, 就要预备杀戮他的子孙, 免得他们兴起来,得了遍地, 在世上修满城邑。
Ата-бовилириниң қәбиһликлири түпәйлидин, Униң оғуллирини қәтл қилишқа тәйяр қилиңлар; Шундақ қилғанда, улар орнидин туруп йәр-җаһанни ишғал қилмайду, Йәр йүзини шәһәргә тошқузуветәлмәйду.
22 万军之耶和华说: 我必兴起攻击他们, 将巴比伦的名号和所余剩的人, 连子带孙一并剪除。 这是耶和华说的。
Чүнки Мән уларға қарши чиқимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — Мән Бабилдин униң намини вә униң қалдуқлирини, нәсил-пәрзәнтлирини үзүп ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар,
23 我必使巴比伦为箭猪所得, 又变为水池; 我要用灭亡的扫帚扫净它。 这是万军之耶和华说的。
— Вә уни һувқушниң маканиға, сазлиқларға айландуримән; Һалакәт сүпүргиси билән уни сүпүрүп ташлаймән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
24 万军之耶和华起誓说: 我怎样思想,必照样成就; 我怎样定意,必照样成立,
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ қәсәм ичкәнки, — Мән қандақ ойлисам, шундақ болиду; Қандақ мәхсәтни көңлүмгә пүксәм, шу тиклиниду,
25 就是在我地上打折亚述人, 在我山上将他践踏。 他加的轭必离开以色列人; 他加的重担必离开他们的肩头。
Мәхситим Өз зиминимда Асурийәликни қийма-чийма қилиштин ибарәт; Өз тағлиримда уни дәссәп-чәйләймән; У салған боюнтуруқ хәлқимниң бойнидин, У артқан жүк мүрисидин елип ташлиниду.
26 这是向全地所定的旨意; 这是向万国所伸出的手。
Мана бу пүткүл йәр йүзи тоғрилиқ ирадә қилинған мәхсәттур, Мана бу барлиқ әлләрниң үстигә узартилған қолдур.
27 万军之耶和华既然定意,谁能废弃呢? 他的手已经伸出,谁能转回呢?
Пәрвәрдигар мундақ мәхсәтни пүккән екән, Ким уни тосалисун? Униң қоли узартилған екән, ким уни яндуралисун?
Аһаз падиша өлгән жилида мундақ вәһий жүкләнди: —
29 非利士全地啊, 不要因击打你的杖折断就喜乐。 因为从蛇的根必生出毒蛇; 它所生的是火焰的飞龙。
И Филистийә, һәммиңлар, «Бизни урған таяқ сунди» дәп шатланмаңлар; Чүнки иланниң йилтизидин зәһәрлик бир илан чиқиду, Униң нәсли болса дәһшәтлик учар илан болиду.
30 贫寒人的长子必有所食; 穷乏人必安然躺卧。 我必以饥荒治死你的根; 你所余剩的人必被杀戮。
Шуниң билән йоқсулларниң тунҗа балилири озуқлиниду, Мөминләр болса теч-аманлиқта ятиду; Бирақ Мән йилтизиңни ачарчилиқ билән йоқитимән Қалған қисмиңму у тәрәптин өлтүрүлиду.
31 门哪,应当哀号! 城啊,应当呼喊! 非利士全地啊,你都消化了! 因为有烟从北方出来, 他行伍中并无乱队的。
Шуңа и қовуқ, налә көтәргин, И шәһәр, пәряд чәккин! И Филистийә, сән болсаң ерип кәткәнсән! Чүнки шимал тәрәптин ис-түтәклик бир түврүк өрләйду; Униң жиғилған қошунлирида һеч ким сәпсиз қалмайду.
32 可怎样回答外邦的使者呢? 必说:耶和华建立了锡安; 他百姓中的困苦人必投奔在其中。
Әнди бу әлниң әлчилиригә қандақ җавап бериш керәк? — «Зионни тиклигүчи Пәрвәрдигардур; Униң хәлқи ичидики езилгүчиләр униңдин башпанаһ тапиду» — дегин!»