< 何西阿书 14 >
1 以色列啊,你要归向耶和华—你的 神; 你是因自己的罪孽跌倒了。
И Исраил, Пәрвәрдигар Худайиңниң йениға иккиләнмәй қайтип кәл! Чүнки өз қәбиһлигиң билән путлишип жиқилғансән.
2 当归向耶和华, 用言语祷告他说: 求你除净罪孽,悦纳善行; 这样,我们就把嘴唇的祭代替牛犊献上。
Өзүңлар билән биллә сөзләрни епкелиңлар, Пәрвәрдигарниң йениға қайтиңлар; Униңға: — «Барлиқ қәбиһликни кәчүргәйсән, Шапаәт билән бизни қобул қилғайсән, Шуниң билән биз Саңа ләвлиримиздики «буқа [қурбанлиқлар]»ни тутимиз — дәңлар.
3 我们不向亚述求救, 不骑埃及的马, 也不再对我们手所造的说: 你是我们的 神。 因为孤儿在你—耶和华那里得蒙怜悯。
— «Асурийә бизни қутқузмайду, Атларға минмәймиз; Биз һәргиз өз қолимиз ясиғиниға: — «Худайимиз!» демәймиз; Чүнки Сәндинла житим-йесирлар рәһим-шәпқәт тапиду».
4 我必医治他们背道的病, 甘心爱他们; 因为我的怒气向他们转消。
— Мән уларни «арқиға чекинишлири»дин сақайтимән, Мән уларни чин көңлүмдин халап сөйимән; Чүнки Мениң ғәзивим униңдин янди.
5 我必向以色列如甘露; 他必如百合花开放, 如黎巴嫩的树木扎根。
Мән Исраилға шәбнәмдәк болимән; У нилупәрдәк бәрқ уриду, Йилтизлири Ливан [кедир] дәриғидәк йилтиз тартиду;
6 他的枝条必延长; 他的荣华如橄榄树; 他的香气如黎巴嫩的香柏树。
Униң бихлири шахлап йейилиду, Униң гөзәллиги зәйтун дәриғидәк, Пуриғи Ливан [кедириниңкидәк] болиду.
7 曾住在他荫下的必归回, 发旺如五谷,开花如葡萄树。 他的香气如黎巴嫩的酒。
Хәлиқ қайтип келип, униң сайиси астида олтириду; Улар зираәтләрдәк яшнайду, Үзүм телидәк чечәкләйду; Ливанниң шараплири [ағзида қалғандәк], есидә шерин қалиду.
8 以法莲必说: 我与偶像还有什么关涉呢? 我—耶和华回答他,也必顾念他。 我如青翠的松树; 你的果子从我而得。
Әфраим: «Мениң бутлар билән йәнә немә карим!» — дәйдиған болиду. «Мән униңға җавап беримән, униңдин хәвәр алимән! «Мән япйешил бир қариғайдурмән». «Сениң мевәң Мәндиндур!»
9 谁是智慧人?可以明白这些事; 谁是通达人?可以知道这一切。 因为,耶和华的道是正直的; 义人必在其中行走, 罪人却在其上跌倒。
Ким дана болуп, бу ишларни чүшинәр? Чечән болуп, буларни биләр? Чүнки Пәрвәрдигарниң йоллири дурустур, Һәққанийлар уларда маңиду; Бирақ итаәтсизләр уларда путлишип жиқилиду.