< 创世记 45 >
1 约瑟在左右站着的人面前情不自禁,吩咐一声说:“人都要离开我出去!”约瑟和弟兄们相认的时候并没有一人站在他面前。
Йүсүп өз йенида турғанларниң алдида өзини туталмай: — Һәммә адәм алдимдин чиқириветилсун! дәп вақириди. Шуниң билән Йүсүп өзини қериндашлириға ашкарә қилғанда униң қешида һеч ким болмиди. У қаттиқ жиғлап кәтти; мисирлиқлар уни аңлиди, Пирәвнниң ордисикиләрму буниңдин [тезла] хәвәр тапти.
3 约瑟对他弟兄们说:“我是约瑟。我的父亲还在吗?”他弟兄不能回答,因为在他面前都惊惶。
Йүсүп қериндашлириға: — Мән Йүсүп болимән! Атам һазир һаятму?! — дәп сориди. Амма қериндашлири униңға қарап һодуқуп кетип, һеч җавап берәлмәй қалди.
4 约瑟又对他弟兄们说:“请你们近前来。”他们就近前来。他说:“我是你们的兄弟约瑟,就是你们所卖到埃及的。
Лекин Йүсүп уларни: — Қени, маңа йеқин келиңлар, дәп чақириди. Улар йеқин кәлди, у йәнә: — Мән силәрниң иниңлар, йәни силәр Мисирға сетивәткән Йүсүп болимән.
5 现在,不要因为把我卖到这里自忧自恨。这是 神差我在你们以先来,为要保全生命。
Әнди мени мошу йәргә сетивәткиниңлар үчүн азапланмаңлар, өзүңларни әйипкә буйрумаңлар; чүнки Худа адәмләрниң һаятини сақлап қелиш үчүн мени силәрдин бурун бу йәргә әвәтти.
6 现在这地的饥荒已经二年了,还有五年不能耕种,不能收成。
Чүнки һазир зиминдики ачарчилиққа икки жил болди; лекин техи йәнә бәш жилғичә һеч терилғуму болмайду, ормиму болмайду.
7 神差我在你们以先来,为要给你们存留余种在世上,又要大施拯救,保全你们的生命。
Шуниң үчүн силәргә дунияда бир қалдини сақлап қелиш үчүн, улуқ бир ниҗатлиқ көрситип, силәрниң тирик қутулушуңлар үчүн Худа мени силәрдин бурун бу йәргә әвәтти.
8 这样看来,差我到这里来的不是你们,乃是 神。他又使我如法老的父,作他全家的主,并埃及全地的宰相。
Шундақ болған екән, мени мошу йәргә әвәткүчи силәр әмәс, бәлки Худадур. У мени Пирәвнгә атиниң орнида қилип, униң пүткүл өйигә ғоҗа қилип тикләп, пүткүл зиминға баш вәзир қилип қойди.
9 你们要赶紧上到我父亲那里,对他说:‘你儿子约瑟这样说: 神使我作全埃及的主,请你下到我这里来,不要耽延。
Әнди тездин атамниң қешиға берип, униңға: — Сениң оғлуң Йүсүп: «Худа мени пүткүл Мисирға ғоҗа қилип қойди. Сән кечиктүрмәй, мениң қешимға кәлгин;
10 你和你的儿子孙子,连牛群羊群,并一切所有的,都可以住在歌珊地,与我相近。
сән Гошән жутида турисән; шуниң билән сән өзүң, оғуллириң, нәврилириң, қойлириң, калилириң вә һәммә тәәллуқатлириң билән маңа йеқин турисиләр.
11 我要在那里奉养你;因为还有五年的饥荒,免得你和你的眷属,并一切所有的,都败落了。’
Өзүң, аиләң вә һәммә тәәллуқатиңни намратлиқ бесивалмисун дәп мән сени шу йәрдә бақимән; чүнки йәнә бәш жил ачарчилиқ бардур», деди, — дәңлар.
12 况且你们的眼和我兄弟便雅悯的眼都看见是我亲口对你们说话。
— Мана силәрниң көзлириңлар вә иним Биняминниң көзлири силәргә гәп қиливатқан мениң өз ағзим екәнлигини көрүватиду.
13 你们也要将我在埃及一切的荣耀和你们所看见的事都告诉我父亲,又要赶紧地将我父亲搬到我这里来。”
Атамға мениң Мисирдики бу барлиқ шан-шәривим һәмдә силәрниң барлиқ көргиниңлар тоғрисида ейтип, атамни тездин бу йәргә елип келиңлар, — деди.
14 于是约瑟伏在他兄弟便雅悯的颈项上哭,便雅悯也在他的颈项上哭。
Шуниң билән у өзини Биняминға етип униң бойниға гирә селип жиғлап кәтти; Биняминму униң бойниға йөлинип жиғлиди.
15 他又与众弟兄亲嘴,抱着他们哭,随后他弟兄们就和他说话。
Андин Йүсүп барлиқ қериндшалирини сөйүп, уларни бир-бирләп қучағлап жиғлиди. Андин қериндшалири униң билән параңлашти.
16 这风声传到法老的宫里,说:“约瑟的弟兄们来了。”法老和他的臣仆都很喜欢。
Йүсүпниң қериндшалири кәлди, дегән хәвәр Пирәвнниң ордисиға йәткүзүлди; бу Пирәвн вә хизмәткарлириниң нәзиридә қутлуқ иш болди.
17 法老对约瑟说:“你吩咐你的弟兄们说:‘你们要这样行:把驮子抬在牲口上,起身往迦南地去。
Пирәвн Йүсүпкә: — Қериндашлириңға: — «Силәр әнди мундақ қилиңлар; улақлириңларға жүк артип, Қанаан зиминиға берип,
18 将你们的父亲和你们的眷属都搬到我这里来,我要把埃及地的美物赐给你们,你们也要吃这地肥美的出产。
атаңлар вә җәмәтиңларни елип мениң қешимға келиңлар; мән Мисир зиминидин әң есил йәрләрни силәргә берәй; силәр бу зиминдин чиққан назу-немәтләрдин йәйсиләр» — дегин.
19 现在我吩咐你们要这样行:从埃及地带着车辆去,把你们的孩子和妻子,并你们的父亲都搬来。
Саңа болған әмрим шуки, сән уларға: «Балилириңлар вә аяллириңларни елиш үчүн Мисир зиминидин һарвуларни елип бериңлар. Шуниңдәк атаңларниму бу йәргә йәткүзүп келиңлар.
20 你们眼中不要爱惜你们的家具,因为埃及全地的美物都是你们的。’”
Пүткүл Мисир зиминидин әң есил җайлар силәрниңки болғачқа, өз сәрәмҗанлириңларға кариңлар болмисун» дәп буйруғин, — деди.
21 以色列的儿子们就如此行。约瑟照着法老的吩咐给他们车辆和路上用的食物,
Шуниң билән Исраилниң оғуллири шундақ қилди; Йүсүп Пирәвнниң буйруғи бойичә уларға һарвуларни берип, йоли үчүнму озуқ бәрди.
22 又给他们各人一套衣服,惟独给便雅悯三百银子,五套衣服;
Уларниң һәр биригә бир қур кийим бәрди; лекин Биняминға болса у үч йүз күмүч тәңгә, бәш қур кийим бәрди.
23 送给他父亲公驴十匹,驮着埃及的美物,母驴十匹,驮着粮食与饼和菜,为他父亲路上用。
У атисиғиму шу һәдийәләрни, йәни Мисирниң есил мәһсулатлири артилған он һаңга ешәк һәмдә ашлиқ, нан вә атисиға йол тәйярлиғи артилған он мада ешәкни әвәтти.
24 于是约瑟打发他弟兄们回去,又对他们说:“你们不要在路上相争。”
Андин у қериндашлирини йолға селип, уларға: — Йолда җедәлләшмәңлар, дәп җекилиди. Улар йолға раван болди.
25 他们从埃及上去,来到迦南地、他们的父亲雅各那里,
Улар Мисирдин чиқип, Қанаан зиминиға атиси Яқупниң қешиға берип,
26 告诉他说:“约瑟还在,并且作埃及全地的宰相。”雅各心里冰凉,因为不信他们。
униңға Йүсүп өзлиригә ейтқан гәпләрни йәткүзүп: «Йүсүп техи һаят екән! У пүткүл Мисир зиминиға баш вәзир екән!» деди. Амма у уларға ишәнмәй, жүриги қетип һошидин кетәй дәп қалди.
27 他们便将约瑟对他们说的一切话都告诉了他。他们父亲雅各又看见约瑟打发来接他的车辆,心就苏醒了。
Лекин улар Йүсүпниң өзлиригә ейтқан барлиқ сөзлирини униңға дегәндә, шундақла Йүсүпниң өзини елип келишкә әвәткән һарвуларниму көргәндә, уларниң атиси Яқупниң роһиға җан кирди.
28 以色列说:“罢了!罢了!我的儿子约瑟还在,趁我未死以先,我要去见他一面。”
Исраил шуниң билән: — Әнди арминим йоқ! Оғлум Йүсүп техи һаяттур! Мән өлмәстә берип уни көрүвалай, — деди.