< 创世记 42 >

1 雅各见埃及有粮,就对儿子们说:“你们为什么彼此观望呢?
Әнди Яқуп Мисирда ашлиқ барлиғини билгинидә оғуллириға: — Немишкә бир-бириңларға қаришип турисиләр? — деди.
2 我听见埃及有粮,你们可以下去,从那里为我们籴些来,使我们可以存活,不至于死。”
Андин йәнә: — Маңа қараңлар, аңлишимчә Мисирда ашлиқ бар екән. У йәргә берип, андин шу йәрдин бизгә ашлиқ елип келиңлар; буниң билән өлүп кәтмәй, тирик қалимиз, — деди.
3 于是,约瑟的十个哥哥都下埃及籴粮去了。
Буниң билән Йүсүпниң он акиси ашлиқ сетивалғили Мисирға йолға чиқти.
4 但约瑟的兄弟便雅悯,雅各没有打发他和哥哥们同去,因为雅各说:“恐怕他遭害。”
Лекин Яқуп Йүсүпниң иниси Биняминниң бирәр яманлиққа учрап қелишидин қорқуп уни акилири билән биллә әвәтмиди.
5 来籴粮的人中有以色列的儿子们,因为迦南地也有饥荒。
Шуниңдәк ачарчилиқ Қанаан зиминидиму йүз бәргәчкә, Исраилниң оғуллири ашлиқ алғили кәлгәнләр арисида бар еди.
6 当时治理埃及地的是约瑟;粜粮给那地众民的就是他。约瑟的哥哥们来了,脸伏于地,向他下拜。
Йүсүп зиминниң валийси болуп, жутниң барлиқ хәлқигә ашлиқ сетип бәргүчи шу еди. Йүсүпниң акилири келип униң алдида йүзлирини йәргә тәккүзүп тазим қилди.
7 约瑟看见他哥哥们,就认得他们,却装作生人,向他们说些严厉话,问他们说:“你们从哪里来?”他们说:“我们从迦南地来籴粮。”
Йүсүп акилирини көрүпла уларни тонуди; лекин у тонушлуқ бәрмәй, уларға қопал тәләппузда гәп қилип: — Қәйәрдин кәлдиңлар, дәп сориди. Улар җававән: — Қанаан зиминидин ашлиқ алғили кәлдуқ, — деди.
8 约瑟认得他哥哥们,他们却不认得他。
Йүсүп акилирини тонуған болсиму, лекин улар уни тонумиди.
9 约瑟想起从前所做的那两个梦,就对他们说:“你们是奸细,来窥探这地的虚实。”
Йүсүп әнди улар тоғрисида көргән чүшлирини есигә елип, уларға: — Силәр җасус, бу әлниң мудапиәсиз җайлирини күзәткили кәлдиңлар, — деди.
10 他们对他说:“我主啊,不是的。仆人们是籴粮来的。
Амма улар униңға җавап берип: — Әй ғоҗам, ундақ әмәс! Бәлки кәминилири ашлиқ сетивалғили кәлди!
11 我们都是一个人的儿子,是诚实人;仆人们并不是奸细。”
Биз һәммимиз бир адәмниң оғуллири, сәмимий адәмләрмиз. Кәминилири җасус әмәс! — деди.
12 约瑟说:“不然,你们必是窥探这地的虚实来的。”
У уларға йәнә: — Ундақ әмәс! Бәлки зиминниң мудапиәсиз җайлирини көргили кәлдиңлар, — деди.
13 他们说:“仆人们本是弟兄十二人,是迦南地一个人的儿子,顶小的现今在我们的父亲那里,有一个没有了。”
Улар җавап берип: — Кәминилири әслидә он икки қериндаш едуқ; биз һәммимиз Қанаан зиминидики бир адәмниң оғуллиридурмиз; лекин кәнҗи инимиз атимизниң қешида қелип қалди; йәнә бир инимиз йоқап кәтти, — деди.
14 约瑟说:“我才说你们是奸细,这话实在不错。
Амма Йүсүп уларға йәнә: — Мана мән дәл силәргә ейтқинимдәк, җасус екәнсиләр!
15 我指着法老的性命起誓,若是你们的小兄弟不到这里来,你们就不得出这地方,从此就可以把你们证验出来了。
Пирәвнниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, кичик иниңлар бу йәргә кәлмигичә силәр бу йәрдин чиқип кетәлмәйсиләр; силәр шуниң билән синилисиләр.
16 须要打发你们中间一个人去,把你们的兄弟带来。至于你们,都要囚在这里,好证验你们的话真不真,若不真,我指着法老的性命起誓,你们一定是奸细。”
Иниңларни елип кәлгили бириңларни әвәтиңлар, қалғанлириңлар болса солап қоюлисиләр. Буниң билән ейтқиниңларниң раст-ялғанлиғи испатлиниду; болмиса, Пирәвнниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, силәр җәзмән җасус! — деди.
17 于是约瑟把他们都下在监里三天。
Шуниң билән у уларни үч күнгичә солап қойди.
18 到第三天,约瑟对他们说:“我是敬畏 神的;你们照我的话行就可以存活。
Үчинчи күни Йүсүп уларға мундақ деди: — Мән Худадин қорқидиған адәммән; тирик қелишиңлар үчүн мошу ишни қилиңлар: —
19 你们如果是诚实人,可以留你们中间的一个人囚在监里,但你们可以带着粮食回去,救你们家里的饥荒。
Әгәр сәмимий адәмләр болсаңлар, қериндашлириңлардин бири силәр соланған гундиханида солақлиқ туривәрсун, қалғиниңлар ачарчилиқта қалған аиләңлар үчүн ашлиқ елип кетиңлар;
20 把你们的小兄弟带到我这里来,如此,你们的话便有证据,你们也不至于死。”他们就照样而行。
Андин кичик иниңларни қешимға елип келиңлар. Шуниң билән сөзлириңлар испатланса, өлмәйсиләр!, — деди. Улар шундақ қилидиған болди.
21 他们彼此说:“我们在兄弟身上实在有罪。他哀求我们的时候,我们见他心里的愁苦,却不肯听,所以这场苦难临到我们身上。”
Андин улар өз ара: — Бәрһәқ, биз инимизға қилған ишимиз билән гунакар болуп қалдуқ; у бизгә ялвурсиму униң азавини көрүп туруп униңға қулақ салмидуқ. Шуниң үчүн бу азап-оқубәт бешимизға чүшти, — дейишти.
22 吕便说:“我岂不是对你们说过,不可伤害那孩子吗?只是你们不肯听,所以流他血的罪向我们追讨。”
Рубән уларға җававән: — Мән силәргә: балиға зулум қилмаңлар, дегән әмәсмидим? Лекин унимидиңлар. Мана әнди униң қан қәрзи биздин сориливатиду, — деди.
23 他们不知道约瑟听得出来,因为在他们中间用通事传话。
Амма Йүсүп улар билән тәрҗиман арқилиқ сөзләшкәчкә, улар Йүсүпниң өз гәплирини уқуп туруватқинини билмиди.
24 约瑟转身退去,哭了一场,又回来对他们说话,就从他们中间挑出西缅来,在他们眼前把他捆绑。
У улардин өзини чәткә елип, жиғлап кәтти. Андин уларниң қешиға йенип келип, уларға йәнә сөз қилип, уларниң арисидин Шимеонни тутуп, уларниң көз алдида бағлиди.
25 约瑟吩咐人把粮食装满他们的器具,把各人的银子归还在各人的口袋里,又给他们路上用的食物,人就照他的话办了。
Андин Йүсүп әмир чүшүрүп, уларниң тағарлириға ашлиқ толдуруп, һәр бирисиниң пулини қайтуруп тағириға селип қоюп, сәпәр һазирлиқлириму берилсун дәп буйрувиди, уларға шундақ қилинди.
26 他们就把粮食驮在驴上,离开那里去了。
Шуниң билән акилири ешәклиригә ашлиқлирини артип, шу йәрдин кәтти.
27 到了住宿的地方,他们中间有一个人打开口袋,要拿料喂驴,才看见自己的银子仍在口袋里,
Амма өтәңгә кәлгәндә улардин бири ешигигә йәм бәргили тағирини ечивиди, мана, өз пули тағарниң ағзида туратти.
28 就对弟兄们说:“我的银子归还了,看哪,仍在我口袋里!”他们就提心吊胆,战战兢兢地彼此说:“这是 神向我们做什么呢?”
У қериндашлириға: — Мениң пулумни қайтуруветипту. Мана у тағиримда туриду, деди. Буни аңлап уларниң жүриги су болуп, титришип бир-биригә: — Бу Худаниң бизгә зади немә қилғиниду? — дейишти.
29 他们来到迦南地、他们的父亲雅各那里,将所遭遇的事都告诉他,说:
Улар Қанаан зиминиға, атиси Яқупниң қешиға келип, бешидин өткән һәммә вақиәләрни униңға сөзләп берип:
30 “那地的主对我们说严厉的话,把我们当作窥探那地的奸细。
— һелиқи киши, йәни шу зиминниң ғоҗиси бизгә қопал гәп қилди, бизгә зиминни пайлиғучи җасустәк муамилә қилди;
31 我们对他说:‘我们是诚实人,并不是奸细。
әнди биз униңға: «Биз болсақ сәмимий адәмләрмиз, җасус әмәсмиз.
32 我们本是弟兄十二人,都是一个父亲的儿子,有一个没有了,顶小的如今同我们的父亲在迦南地。’
Биз бир атидин болған оғуллар болуп, он икки ака-ука едуқ; бири йоқап кәтти, кичик инимиз һазир Қанаан зиминида атимизниң йенида қалди» десәк,
33 那地的主对我们说:‘若要我知道你们是诚实人,可以留下你们中间的一个人在我这里,你们可以带着粮食回去,救你们家里的饥荒。
Һелиқи киши, йәни шу зиминниң ғоҗиси бизгә мундақ деди: «Мениң силәрниң сәмимий екәнлигиңларни билишим үчүн, қериндашлириңларниң бирини мениң йенимда қалдуруп қоюп, ач қалған аиләңлар үчүн ашлиқ елип кетиңлар;
34 把你们的小兄弟带到我这里来,我便知道你们不是奸细,乃是诚实人。这样,我就把你们的弟兄交给你们,你们也可以在这地做买卖。’”
андин кичик иниңларни қешимға елип келиңлар; шундақ қилсаңлар, силәрниң җасус әмәс, бәлки сәмимий адәмләр екәнлигиңларни биләләймән. Андин қериндишиңларни силәргә қайтуруп беримән вә силәр зиминда сода-сетиқ қилсаңлар болиду» — деди.
35 后来他们倒口袋,不料,各人的银包都在口袋里;他们和父亲看见银包就都害怕。
Амма шундақ болдики, улар тағарлирини төккәндә, мана һәр бириниң пулдини өз тағарлирида туратти! Улар вә атиси өзлириниң чигиклик пуллирини көргәндә, қорқуп қелишти.
36 他们的父亲雅各对他们说:“你们使我丧失我的儿子:约瑟没有了,西缅也没有了,你们又要将便雅悯带去;这些事都归到我身上了。”
Атиси Яқуп уларға: — Мени оғлумдин җуда қилдиңлар! Йүсүп йоқ болди, Шимеонму йоқ, әнди Биняминниму елип кәтмәкчи болуватисиләр! Мана бу ишларниң һәммиси мениң бешимғила кәлди! — деди.
37 吕便对他父亲说:“我若不带他回来交给你,你可以杀我的两个儿子。只管把他交在我手里,我必带他回来交给你。”
Рубән атисиға: — Әгәр мән Биняминни қешиңға қайтуруп елип кәлмисәм, мениң икки оғлумни өлтүрүвәткин; уни мениң қолумға тапшурғин; мән уни қешиңға яндуруп елип келимән, — деди.
38 雅各说:“我的儿子不可与你们一同下去;他哥哥死了,只剩下他,他若在你们所行的路上遭害,那便是你们使我白发苍苍、悲悲惨惨地下阴间去了。” (Sheol h7585)
Лекин Яқуп җавап берип: — Оғлум силәр билән биллә у йәргә чүшмәйду; чүнки униң акиси өлүп кетип, у өзи ялғуз қалди. Мабада йолда кетиватқанда униңға бирәр келишмәслик кәлсә, силәр мәндәк бир ақ чачлиқ адәмни дәрд-әләм билән тәхтисараға чүшүриветисиләр, — деди. (Sheol h7585)

< 创世记 42 >