< 创世记 30 >
1 拉结见自己不给雅各生子,就嫉妒她姊姊,对雅各说:“你给我孩子,不然我就死了。”
Амма Раһилә өзиниң Яқупқа бала туғуп берәлмигинини көргәндә, һәдисиға һәсәт қилип Яқупқа: — Маңа бала бәргин; болмиса өлимән, — деди.
2 雅各向拉结生气,说:“叫你不生育的是 神,我岂能代替他作主呢?”
Шуниң билән Яқупниң Раһиләгә ғәзиви келип: — Мән балиятқуниң мевисини сәндин айиған Худаниң орнидиму?! — деди.
3 拉结说:“有我的使女辟拉在这里,你可以与她同房,使她生子在我膝下,我便因她也得孩子。”
— Мана, дедигим Билһаһ бу йәрдә туриду; сән униң қешиға киргин, у мениң қучиғимға туғсун; мән у арқилиқ балилиқ болай, — деди Раһилә.
4 拉结就把她的使女辟拉给丈夫为妾;雅各便与她同房,
Шуниң билән у дедиги Билһаһни униңға хотун қилип бәрди; Яқуп униң қешиға кирди.
Билһаһ һамилдар болуп, Яқупқа бир оғул туғуп бәрди.
6 拉结说:“神伸了我的冤,也听了我的声音,赐我一个儿子”,因此给他起名叫但。
Раһилә: — «Худа мән үчүн адаләт жүргүзүп пәрядимни аңлап, маңа бир оғул бәрди», дәп униң исмини Дан қойди.
Раһиләниң дедиги Билһаһ йәнә һамилдар болуп, Яқупқа иккинчи оғлини туғуп бәрди.
8 拉结说:“我与我姊姊大大相争,并且得胜”,于是给他起名叫拿弗他利。
Раһилә: — «Мән һәдәм билән бәслишип қаттиқ тутушуп, йәңдим» дәп униң исмини Нафтали қойди.
Леяһ өзиниң туғуттин тохтап қалғанини көрүп, дедиги Зилпаһни Яқупқа хотун қилип бәрди.
Леяһниң дедиги Зилпаһ Яқупқа бир оғул туғуп бәрди.
Леяһ: — «Немидегән тәләйлик-һә!» дәп униң исмини Гад қойди.
Леяһниң дедиги Зилпаһ Яқупқа иккинчи оғлини туғуп бәрди.
13 利亚说:“我有福啊,众女子都要称我是有福的”,于是给他起名叫亚设。
Леяһ: «Мән бәхитликтурмән! Чүнки хотун-қизлар мени бәхитлик дейишиду!» дәп униң исмини Ашир қойди.
14 割麦子的时候,吕便往田里去,寻见风茄,拿来给他母亲利亚。拉结对利亚说:“请你把你儿子的风茄给我些。”
Буғдай ормиси күнлиридә Рубән чиқип етизлиққа барди вә етиздин бир қанчә муһәббәтгүлини терип, буларни аниси Леяһниң қешиға әкәлди. Әнди Раһилә Леяһқа: — Өтүнүп қалай, оғлуңниң муһәббәтгүлидин бир нәччини маңа бәргин! — деди.
15 利亚说:“你夺了我的丈夫还算小事吗?你又要夺我儿子的风茄吗?”拉结说:“为你儿子的风茄,今夜他可以与你同寝。”
[Леяһ] униңға җававән: — Еримни тартивалғиниң йәтмәмду? Әнди оғлумниң муһәббәтгүлиниму тартивалмақчимусән? — деди. Раһилә җавап берип: — Ундақ болса у оғлуңниң муһәббәтгүллири үчүн бүгүн кечә сән билән ятсун, — деди.
16 到了晚上,雅各从田里回来,利亚出来迎接他,说:“你要与我同寝,因为我实在用我儿子的风茄把你雇下了。”那一夜,雅各就与她同寝。
Яқуп кәчқурун етиздин қайтип кәлгинидә, Леяһ униң алдиға чиқип: — Мениң қешимға киришиң керәк; чүнки мән оғлумниң муһәббәтгүллири билән сени иҗаригә алдим, — деди. Шундақ девиди, у бу кечә униң билән ятти.
17 神应允了利亚,她就怀孕,给雅各生了第五个儿子。
Худа Леяһниң дуасини аңлиди; у һамилдар болуп, Яқупқа бәшинчи оғлини туғуп бәрди.
18 利亚说:“神给了我价值,因为我把使女给了我丈夫”,于是给他起名叫以萨迦。
Шуниң билән Леяһ: «Дедигимни еримгә бәргинимгә Худа әнди маңа «иҗарә һәққим»ни ата қилди» дәп униң исмини Иссакар қойди.
Леяһ йәнә һамилдар болуп, Яқупқа алтинчи оғлини туғуп бәрди.
20 利亚说:“神赐我厚赏;我丈夫必与我同住,因我给他生了六个儿子”,于是给他起名西布伦。
Леяһ: — «Худа маңа яхши тойлуқ ата қилди; әнди ерим мениң билән биллә туридиған болди; чүнки мән униңға алтә оғул туғуп бәрдим» дәп униң исмини Зәбулун қойди.
Шуниңдин кейин, у бир қиз туғуп, униң исмини Динаһ қойди.
Амма Худа Раһиләни яд қилип, дуасини аңлап уни туғидиған қилди,
У һамилдар болуп, бир оғул туғди. У: — «Худа мени номустин халас қилди», деди.
24 就给他起名叫约瑟,意思说:“愿耶和华再增添我一个儿子。”
У: — «Пәрвәрдигар маңа йәнә бир бала бәрсә» дәп, униң исмини Йүсүп қойди.
25 拉结生约瑟之后,雅各对拉班说:“请打发我走,叫我回到我本乡本土去。
Раһилә Йүсүпни туққандин кейин Яқуп Лабанға: — Мени өз жутумға, өз вәтинимгә кәткили қойғин.
26 请你把我服事你所得的妻子和儿女给我,让我走;我怎样服事你,你都知道。”
Мениң саңа ишләп еришкән иш һәққим болған аяллирим билән балилиримни маңа бәргин; мән кетәй; чүнки мениң саңа ишлигән җапалиқ хизмитим өзүңгә аян, — деди.
27 拉班对他说:“我若在你眼前蒙恩,请你仍与我同住,因为我已算定,耶和华赐福与我是为你的缘故”;
Лабан униңға җававән: Нәзириңдә илтипат тапқан болсам, өтүнүп қалай, [йенимдин кәтмә]. Чүнки мән Пәрвәрдигарниң сениң сәвәвиңдин маңа бәрикәт бәргинини тонуп йәттим, девиди, [Яқуп] йәнә: —
Маңа алидиған һәққиңни тохтатқин; мән саңа шуни берәй, деди.
29 雅各对他说:“我怎样服事你,你的牲畜在我手里怎样,是你知道的。
[Яқуп] униңға җавап берип: — Мән саңа қандақ хизмәт қилип кәлгиним, мениң қолумда маллириңниң қандақ болғини өзүңгә аян.
30 我未来之先,你所有的很少,现今却发大众多,耶和华随我的脚步赐福与你。如今,我什么时候才为自己兴家立业呢?”
Чүнки мән кәлмәстә мелиң аз еди; әнди наһайити зор бир топ болди. Мениң қедимим қәйәргә йәтсә, Пәрвәрдигар саңа бәрикәт ата қилди. Әнди мән қачан өз аиләм үчүн егилик тикләймән? — деди.
31 拉班说:“我当给你什么呢?”雅各说:“什么你也不必给我,只有一件事,你若应承,我便仍旧牧放你的羊群。
Шуниң билән Лабан: — Мән саңа немә берәй, девиди, Яқуп: — Сән маңа һеч немә бәрмигин; пәқәт мениң шу ишимға қошулсаңла, мән йәнә падаңни беқип, улардин хәвәр алимән.
32 今天我要走遍你的羊群,把绵羊中凡有点的、有斑的,和黑色的,并山羊中凡有斑的、有点的,都挑出来;将来这一等的就算我的工价。
Мән бүгүн пүткүл падаңни арилап, ала-чипар қойларни, қара-қоңур пахланларни, шундақла өшкиләрниң ичидинму ала-чипарлирини айрип чиқимән. Булар мениң иш һәққим болсун.
33 以后你来查看我的工价,凡在我手里的山羊不是有点有斑的,绵羊不是黑色的,那就算是我偷的;这样便可证出我的公义来。”
Кейин, мениң һәққимни тәкшүрүп кәлгән вақтиңда, һәққаний болғиним көз алдиңда испатлиниду; өшкиләр арисида ала-чипар болмиғанлириниң һәммиси, пахланлар арисида қара-қоңур болмиғанлириниң һәммиси оғрилап келингән һесаплансун, — деди.
у вақитта Лабан: — Мақул, дегиниңдәк болсун, — деди.
35 当日,拉班把有纹的、有斑的公山羊,有点的、有斑的、有杂白纹的母山羊,并黑色的绵羊,都挑出来,交在他儿子们的手下,
Шу күни [Лабан] тағил вә ала-чипар текиләрни, ала-чипар чиши өшкиләрни, шундақла аз-паз ақ чикими болған барлиқ өшкиләрни, барлиқ қара-қоңур қозиларни айрип, өз оғуллириниң қолиға тапшуруп,
36 又使自己和雅各相离三天的路程。雅各就牧养拉班其余的羊。
өзи билән Яқупниң оттурисида үч күнлүк арилиқни қойди. Яқуп болса Лабанниң падилириниң қалғинини бақти.
37 雅各拿杨树、杏树、枫树的嫩枝,将皮剥成白纹,使枝子露出白的来,
Лекин Яқуп терәк, бадам вә чинар дәрәқлиридин юмран чивиқларни елип, қовзиқини йоллуқ қилип шилип, ақ сизиқларни чиқарди.
38 将剥了皮的枝子,对着羊群,插在饮羊的水沟里和水槽里,羊来喝的时候,牝牡配合。
Андин мал күйлигән вақитлирида су ичкили кәлгәндә, у мошу шилған чивиқларни падилар су ичидиған йәрләрдики улақларға малниң алдиға тикләп қоятти. Мал бу [тағил] чивиқларниң алдида җүпләшкәндин кейин улар тағил вә ала-чипар қозиларни туғди.
39 羊对着枝子配合,就生下有纹的、有点的、有斑的来。
40 雅各把羊羔分出来,使拉班的羊与这有纹和黑色的羊相对,把自己的羊另放一处,不叫他和拉班的羊混杂。
Андин Яқуп бу қозиларни Лабанниң падисидин айрип чиқарди; андин у Лабанниң падисиниң йүзлирини тағил вә қоңур қойлириға қаритип җүпләштүрди; шундақ қилип, у өз мелини Лабанниң мелиға қошмай бөләк қоюп, өзи үчүн айрим бадиларни қилди.
41 到羊群肥壮配合的时候,雅各就把枝子插在水沟里,使羊对着枝子配合。
Сағлам күчлүк мал җүпләшкинидә, Яқуп чивиқларни падиниң көз алдиға улақларда қоятти; маллар шу чивиқларниң йенида җүплишәтти.
42 只是到羊瘦弱配合的时候就不插枝子。这样,瘦弱的就归拉班,肥壮的就归雅各。
Лекин җүплишиватқан мал аҗиз болса, у чивиқларни қоймайтти. Бу тәриқидә аҗизлири Лабанға, күчлүклири Яқупқа тәвә болди.
43 于是雅各极其发大,得了许多的羊群、仆婢、骆驼,和驴。
Шундақ қилип, бу киши наһайити бай болуп, маллири, дедәклири, қуллири, төгилири вә ешәклири хелә көп болди.