< 创世记 20 >

1 亚伯拉罕从那里向南地迁去,寄居在加低斯和书珥中间的基拉耳。
Ибраһим у йәрдин чиқип, җәнуп тәрәптики Нәгәвгә көчүп келип, Қадәш билән Шурниң арилиғида туруп қалди; бир мәзгилдин кейин Гәрарда олтирақлашти.
2 亚伯拉罕称他的妻撒拉为妹子,基拉耳王亚比米勒差人把撒拉取了去。
Шу йәрдә Ибраһим аяли Сараһ тоғрисида: «У мениң сиңлимдур», дегән еди. Шуниң билән Гәрарниң падишаси Абимәләк адәм әвәтип, Сараһни [өзигә] хотун болушқа еливалди.
3 但夜间, 神来,在梦中对亚比米勒说:“你是个死人哪!因为你取了那女人来;她原是别人的妻子。”
Лекин [бир күни] кечиси чүшидә Худа Абимәләккә келип униңға: — Мана, сән өзүңгә еливалған аял сәвәвидин әнди өлгән адәмдурсән; чүнки у башқа бирисиниң аялидур — деди.
4 亚比米勒却还没有亲近撒拉;他说:“主啊,连有义的国,你也要毁灭吗?
Амма Абимәләк униңға техи йеқинчилиқ қилмиған еди. У Худаға: — И Рәб, һәққаний бир хәлиқниму һалак қиламсән?
5 那人岂不是自己对我说‘她是我的妹子’吗?就是女人也自己说:‘他是我的哥哥。’我做这事是心正手洁的。”
У өзиму маңа: «У мениң сиңлим» дәп ейтмидиму? Йәнә келип, бу аялму «У мениң акам», дәп ейтқан еди. Мән болсам сап көңлүм вә дурус нийитим билән бу ишни қилдим, — деди.
6 神在梦中对他说:“我知道你做这事是心中正直;我也拦阻了你,免得你得罪我,所以我不容你沾着她。
Худа чүшидә униңға йәнә: — Бу ишни сап көңүл билән қилғиниңни билимән; шу сәвәптин Мән сени алдимда гуна қилиштин тосуп, униңға тегишиңгә қоймидим.
7 现在你把这人的妻子归还他;因为他是先知,他要为你祷告,使你存活。你若不归还他,你当知道,你和你所有的人都必要死。”
Әнди у кишиниң аялини өзигә қайтуруп бәр; чүнки у Пәйғәмбәр, у сениң һәққиңдә дуа қилиду вә сән тирик қалисән. Әгәр уни яндуруп бәрмисәң шуни билип қойғинки, сән вә һәммә адәмлириң қошулуп җәзмән өлисиләр, — деди.
8 亚比米勒清早起来,召了众臣仆来,将这些事都说给他们听,他们都甚惧怕。
Абимәләк әтигән таң сәһәрдә қопуп, һәммә хизмәткарлирини чақирип, бу сөзләрниң һәммисини уларниң қулақлириға салди; бу адәмләр наһайити қорқушуп кәтти.
9 亚比米勒召了亚伯拉罕来,对他说:“你怎么向我这样行呢?我在什么事上得罪了你,你竟使我和我国里的人陷在大罪里?你向我行不当行的事了!”
Андин Абимәләк Ибраһимни чақирип униңға: — Бу бизгә немә қилғиниң? Мән саңа зади немә гуна қилдим, сән мән вә падишалиғимға еғир бир гунани жүкләп қойдуң? Маңа қилмайдиған ишларни қилдиң! — деди.
10 亚比米勒又对亚伯拉罕说:“你见了什么才做这事呢?”
Абимәләк Ибраһимға йәнә: — Сән зади бизниң немә ишимизни көргиниң үчүн мошу ишни қилдиң? — деди.
11 亚伯拉罕说:“我以为这地方的人总不惧怕 神,必为我妻子的缘故杀我。
Ибраһим җавап берип: — «Бу йәрдә шүбһисизки һеч ким Худадин қорқмайдикән, улар мени аялим түпәйлидин өлтүрүветиду», дәп ойлиған едим.
12 况且她也实在是我的妹子;她与我是同父异母,后来作了我的妻子。
Әмәлийәттә, униң мениң сиңлим екәнлиги раст, лекин у мениң ата бир, ана бөләк сиңлим; кейин у мениң аялим болди.
13 当 神叫我离开父家、飘流在外的时候,我对她说:‘我们无论走到什么地方,你可以对人说:他是我的哥哥;这就是你待我的恩典了。’”
Лекин Худа мени атамниң өйидин чиқирип сәргәрданлиққа жүргүзгинидә, мән аялимға: — Биз қәйәргила барсақ, сән маңа шундақ шапаәт көрсәткәйсәнки, мениң тоғрамда: «Бу мениң акам болиду», дегин, — дәп ейтқан едим — деди.
14 亚比米勒把牛、羊、仆婢赐给亚伯拉罕,又把他的妻子撒拉归还他。
Андин Абимәләк қой-калилар, қуллар вә дедәкләрни елип уларни Ибраһимға бәрди вә аяли Сараһниму униңға қайтуруп бәрди.
15 亚比米勒又说:“看哪,我的地都在你面前,你可以随意居住”;
Абимәләк: — Мана мениң зиминим болса алдиңда турупту; көзүңгә қайси йәр яқса шу йәрдә турғин, — деди.
16 又对撒拉说:“我给你哥哥一千银子,作为你在合家人面前遮羞的,你就在众人面前没有不是了。”
У Сараһқа: «Мана, мән акаңға миң күмүч тәңгә бәрдим; мана булар өз йениңдикиләр, шундақла һәммә адәмләрниң көз алдида уятни япқучи болиду; шуниң билән сән һәр қандақ дағ-әйиптин халас болисән».
17 亚伯拉罕祷告 神, 神就医好了亚比米勒和他的妻子,并他的众女仆,她们便能生育。
Ибраһим Худаға дуа қилди, Худа Абимәләк, аяли вә кенизәклирини сақайтти; андин улар [йәнә] бала туғалайдиған болди; чүнки Пәрвәрдигар Ибраһимниң аяли Сараһ түпәйлидин Абимәләкниң өйидики һәммә хотунларниң балиятқулирини етип қойған еди.
18 因耶和华为亚伯拉罕的妻子撒拉的缘故,已经使亚比米勒家中的妇人不能生育。

< 创世记 20 >