< 创世记 12 >
1 耶和华对亚伯兰说:“你要离开本地、本族、父家,往我所要指示你的地去。
Пәрвәрдигар [әслидә] Абрамға мундақ дегән еди: — Сән өз жутуңдин, өз уруқ-туққанлириңдин вә өз ата җәмәтиңдин айрилип, Мән саңа көрситидиған зиминға барғин.
2 我必叫你成为大国。我必赐福给你,叫你的名为大;你也要叫别人得福。
Шундақ қилсаң Мән сени улуқ бир хәлиқ қилип, саңа бәхит-бәрикәт ата қилип, намиңни улуқ қилимән; шуниң билән сән өзүң башқиларға бәхит-бәрикәт болисән;
3 为你祝福的,我必赐福与他;那咒诅你的,我必咒诅他。地上的万族都要因你得福。”
кимләр саңа бәхит-бәрикәт тилисә Мән уларни бәрикәтләймән, кимки сени хорлиса, Мән чоқум уни ләнәткә қалдуримән; сән арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилә-қәбилиләргә бәхит-бәрикәт ата қилиниду! — деди.
4 亚伯兰就照着耶和华的吩咐去了;罗得也和他同去。亚伯兰出哈兰的时候年七十五岁。
Абрам Пәрвәрдигар униңға ейтқини бойичә [Һарандин] айрилди; Лутму униң билән биллә маңди. Абрам Һарандин чиққинида йәтмиш бәш яшта еди.
5 亚伯兰将他妻子撒莱和侄儿罗得,连他们在哈兰所积蓄的财物、所得的人口,都带往迦南地去。他们就到了迦南地。
Абрам аяли Сарай билән инисиниң оғли Лутни елип, уларниң жиққан барлиқ мал-мүлүгини қошуп, Һаранда егидарчилиқ қилған адәмләрни биллә қетип, Қанаан зиминиға бериш үчүн йолға чиқти; шундақ қилип улар Қанаан зиминиға йетип кәлди.
6 亚伯兰经过那地,到了示剑地方、摩利橡树那里。那时迦南人住在那地。
Абрам зиминни кезип, Шәкәм дегән җайдики «Морәһниң дуб дәриғи»ниң йениға кәлди (у чағда у зиминда Ⱪананийлар туратти).
7 耶和华向亚伯兰显现,说:“我要把这地赐给你的后裔。”亚伯兰就在那里为向他显现的耶和华筑了一座坛。
Пәрвәрдигар Абрамға көрүнүп, униңға: — Мән бу зиминни сениң нәслиңгә ата қилимән, — деди. Шуниң билән у шу йәрдә өзигә көрүнгән Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ салди.
8 从那里他又迁到伯特利东边的山,支搭帐棚;西边是伯特利,东边是艾。他在那里又为耶和华筑了一座坛,求告耶和华的名。
Андин у бу йәрдин йөткилип, Бәйт-Әлниң шәрқидики таққа барди; ғәрип тәрипидә Бәйт-Әл, шәриқ тәрипидә Айи дегән җай бар еди; у шу йәрдә чедир тикти. У шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ ясап, Пәрвәрдигарниң намини чақирип ибадәт қилди.
Андин кейин Абрам тәдриҗий көчүп, җәнубидики Нәгәв райониға қарап йөткәлди.
10 那地遭遇饥荒。因饥荒甚大,亚伯兰就下埃及去,要在那里暂居。
Зиминда ачарчилиқ болған еди; Абрам Мисирға чүшти; у шу йәрдә вақтинчә турмақчи болған еди, чүнки зиминда ачарчилиқ бәк еғир еди.
11 将近埃及,就对他妻子撒莱说:“我知道你是容貌俊美的妇人。
Амма шундақ болдики, у Мисирға йеқинлашқанда, аяли Сарайға: — Мана, мән сениң һөсүн-җамалиңниң гөзәллигини билимән.
12 埃及人看见你必说:‘这是他的妻子’,他们就要杀我,却叫你存活。
Шундақ болидуки, мисирлиқлар сени көрсә, «Бу униң аяли екән» дәп, мени өлтүрүветип, сени тирик қалдуриду.
13 求你说,你是我的妹子,使我因你得平安,我的命也因你存活。”
Шуниң үчүн сениң: «Мән униң сиңлиси» дейишиңни өтинимән. Шундақ қилсаң, мән сениңдин яхшилиқ тепип, сән арқилиқ тирик қалимән, — деди.
14 及至亚伯兰到了埃及,埃及人看见那妇人极其美貌。
Абрам Мисирға киргәндә шундақ болдики, мисирлиқлар дәрвәқә аялниң гөзәл екәнлигини көрди.
15 法老的臣宰看见了她,就在法老面前夸奖她。那妇人就被带进法老的宫去。
Пирәвнниң әмирлириму уни көрүп, Пирәвнгә униң тәрипини қилди; шуниң билән аял Пирәвнниң ордисиға елип кирилди.
16 法老因这妇人就厚待亚伯兰,亚伯兰得了许多牛、羊、骆驼、公驴、母驴、仆婢。
Пирәвн Сарайниң сәвәвидин Абрамға яхши муамилә қилди; шуниң билән у қой, кала, һаңга ешәкләр, қул-дедәкләр, мада ешәкләр вә төгиләргә еришти.
17 耶和华因亚伯兰妻子撒莱的缘故,降大灾与法老和他的全家。
Амма Пәрвәрдигар Пирәвн вә өйидикилирини Абрамниң аяли Сарайниң сәвәвидин толиму еғир вабаларға муптила қилди.
18 法老就召了亚伯兰来,说:“你这向我做的是什么事呢?为什么没有告诉我她是你的妻子?
Шуниң үчүн Пирәвн Абрамни чақирип униңға: — «Бу зади сениң маңа немә қилғиниң? Немишкә униң өз аялиң екәнлигини маңа ейтмидиң?
19 为什么说她是你的妹子,以致我把她取来要作我的妻子?现在你的妻子在这里,可以带她走吧。”
Немишкә уни «сиңлим» дәп мениң уни хотунлуққа елишимға сәвәпкар болғили тас қалисән! Мана бу аялиң! Уни елип кәткин! — деди.
20 于是法老吩咐人将亚伯兰和他妻子,并他所有的都送走了。
Пирәвн өз адәмлиригә Абрам тоғрисида әмир қилди; улар уни, аялини вә униң барлиғини қошуп йолға селивәтти.