< 以西结书 7 >
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 “人子啊,主耶和华对以色列地如此说:结局到了,结局到了地的四境!
«Сән аңла, и инсан оғли, Рәб Пәрвәрдигар Исраил зиминиға мундақ деди: Хатимә! Зиминниң төрт булуңиға хатимә берилиду!
3 现在你的结局已经临到,我必使我的怒气归与你,也必按你的行为审判你,照你一切可憎的事刑罚你。
Саңа һазир хатимә берилиду! Өз ғәзивимни бешиңға чүшүримән, өз йоллириң бойичә үстүңгә һөкүм чиқирип җазалап, өзүңниң барлиқ жиркиничлик ишлириңни өз бешиңға яндуримән.
4 我眼必不顾惜你,也不可怜你,却要按你所行的报应你,照你中间可憎的事刑罚你。你就知道我是耶和华。
Мениң көзүм саңа рәһим қилмайду һәм ичимниму саңа ағритмаймән; әксичә өз йоллириңни бешиңға яндуримән, өз жиркиничликлириң өз араңда болиду; андин силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр».
5 “主耶和华如此说:有一灾,独有一灾;看哪,临近了!
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Балаю-апәт! Һеч болуп бақмиған балаю-апәт келиду! Мана, у кәлди!
Хатимә, хатимә! У саңа қарши қозғалди! Мана, у келиватиду!
7 境内的居民哪,所定的灾临到你,时候到了,日子近了,乃是哄嚷并非在山上欢呼的日子。
Һалакәт йениңға кәлди, и зиминда турғучи; вақит-саити тошти, әшу күн йеқинлашти; хошаллиқ вақирашлири әмәс, бәлки давалғулуқ бир қийқас-сүрән тағларда аңлиниду.
8 我快要将我的忿怒倾在你身上,向你成就我怒中所定的,按你的行为审判你,照你一切可憎的事刑罚你。
Мән тезла қәһримни үстүңгә төкүп, саңа қаратқан ғәзивим билән пиғандин чиқимән; Мән өз йоллириң бойичә үстүңгә һөкүм чиқирип җазалап, өзүңниң барлиқ жиркиничликлириңни бешиңға қайтуруп чүшүримән.
9 我眼必不顾惜你,也不可怜你,必按你所行的报应你,照你中间可憎的事刑罚你。你就知道击打你的是我耶和华。
Мениң көзүм саңа рәһим қилмайду һәм ичимниму саңа ағритмаймән; Мән өз йоллириңни бешиңға яндуримән, вә өз жиркиничлик ишлириң өз араңға чүшиду; шуниң билән силәр өзүңларни урғучиниң Мән Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
10 “看哪,看哪,日子快到了;所定的灾已经发出!杖已经开花,骄傲已经发芽。
Мана, әшу күн! Мана у кәлди! Һалакәт чиқип жүриватиду! — таяқ бихланди, һакавурлуқ чечәклиди!
11 强暴兴起,成了罚恶的杖。以色列人,或是他们的群众,或是他们的财宝,无一存留;他们中间也没有得尊荣的。
Зораванлиқ йетилип рәзиллик тайиғи болуп чиқти; уларниңкидин һеч нәрсә қалмайду — уларниң адәмләр топидин, дөләт-байлиқлиридин яки һәйвисидин һеч немә қалмайду.
12 时候到了,日子近了,买主不可欢喜,卖主不可愁烦,因为烈怒已经临到他们众人身上。
Вақит-саити кәлди, күни йеқинлашти; алғучи хушал болуп кәтмисун, сатқучи матәм тутмисун; чүнки қаттиқ ғәзәп мошу бир топ кишиләрниң һәммисиниң үстигә чүшиду.
13 卖主虽然存活,却不能归回再得所卖的,因为这异象关乎他们众人。谁都不得归回,也没有人在他的罪孽中坚立自己。”
Чүнки гәрчә алғучи билән сатқучи тирик қалсиму, сатқучи өзи сетивәткинигә қайтидин егә болмайду; чүнки бу топ кишиләр тоғрилиқ көрүнгән бешарәт инавәтсиз болмайду; улардин һеч қайсиси қәбиһлиги билән өз һаятини сақлалмайду.
14 “他们已经吹角,预备齐全,却无一人出战,因为我的烈怒临到他们众人身上。
Улар канайни челип һәммини тәйярлиди, бирақ һеч ким җәңгә чиқмайду; чүнки Мениң ғәзивим мошу бир топ кишиләрниң һәммисигә қаритилған.
15 在外有刀剑;在内有瘟疫、饥荒。在田野的,必遭刀剑而死;在城中的,必有饥荒、瘟疫吞灭他。
Талада қилич, ичидә ваба вә ачарчилиқ туриду; далада болған кишини қилич, шәһәрдә болған кишини болса, ваба вә ачарчилиқ уни жутуветиду.
16 其中所逃脱的就必逃脱,各人因自己的罪孽在山上发出悲声,好像谷中的鸽子哀鸣。
Вә улардин қутулуп қелип булардин қачқанлар тағларда жүрүп һәр бири өз қәбиһлиги үчүн җилғидики пахтәкләрдәк буқулдап матәм тутиду.
Һәр бириниң қоли дәрмансизлиниду, тизлири сүйдүк билән чилиқ-чилиқ һөл болуп кетиду;
18 要用麻布束腰,被战兢所盖;各人脸上羞愧,头上光秃。
Улар өзигә бөз кийимини бағлайду, вәһшәт уларни басиду; һәр қайсиниң йүзидә хиҗаләт, башлири тақир көрүниду.
19 他们要将银子抛在街上,金子看如污秽之物。当耶和华发怒的日子,他们的金银不能救他们,不能使心里知足,也不能使肚腹饱满,因为这金银作了他们罪孽的绊脚石。
Улар өз күмүчлирини кочиларға ташлайду, уларниң алтунлири булғанған нәрсидәк болиду; уларниң алтун-күмүчлири Пәрвәрдигар ғәзивини көрсәткән күнидә уларни қутқузмайду; улар булардин ачлиғини қандуралмайду, қосиғини толдуралмайду, чүнки бу нәрсиләр уларға адәмләрни путлаштуридиған қәбиһлик болди.
20 论到耶和华妆饰华美的殿,他建立得威严,他们却在其中制造可憎可厌的偶像,所以这殿我使他们看如污秽之物。
У Униң гөзәл безәкини һәйвә билән тиклиди; бирақ улар униң ичидә жиркиничлик мәбудларни һәмдә ләнәтлик нәрсилирини ясиди; шуңа Мән уни улар үчүн паскинчилиққа айландуримән.
21 我必将这殿交付外邦人为掠物,交付地上的恶人为掳物;他们也必亵渎这殿。
Мән уни олҗа сүпитидә ят адәмләрниң қолиға, ғәнимәт қилип йәр йүзидики рәзилләргә тапшуримән; улар буни булғайду.
22 我必转脸不顾以色列人,他们亵渎我隐密之所,强盗也必进去亵渎。
Мән йүзүмни улардин өрүймән, вә кишиләр Мениң әзиз җайимни булғайду; зораванлар кирип у йәрни булғайду.
23 “要制造锁链;因为这地遍满流血的罪,城邑充满强暴的事。
Зәнҗирни тәйярлаңлар; чүнки зимин қанлиқ җинайәтләргә, шәһәр зораванлиққа толған.
24 所以,我必使列国中最恶的人来占据他们的房屋;我必使强暴人的骄傲止息,他们的圣所都要被亵渎。
Шуңа Мән әлләр ичидики әң рәзилини кәлтүримән, улар уларниң өйлиригә егә болиду; Мән зомигәрләрниң һакавурлуғини йоқитимән; уларниң «муқәддәс җайлири» булғиниду.
Вәһшәт келиватиду! Улар теч-аманлиқни издәйдиған болиду, бирақ һеч тапалмайду.
26 灾害加上灾害,风声接连风声;他们必向先知求异象,但祭司讲的律法、长老设的谋略都必断绝。
Апәт үстигә апәт, шум хәвәр үстигә шум хәвәр келиду; улар пәйғәмбәрдин бешарәт сорайду, бирақ каһинлардин Тәвратниң билими, ақсақаллардин, мойсипитләрдин несиһәт йоқап кетиду.
27 君要悲哀,王要披凄凉为衣,国民的手都发颤。我必照他们的行为待他们,按他们应得的审判他们,他们就知道我是耶和华。”
Падиша матәм тутиду, шаһзадә үмүтсизликкә чөмүлиду, зиминдики хәлиқләрниң қоллири титрәп кетиду; Мән уларни өз йоллири бойичә бир тәрәп қилимән, өз һөкүмлири бойичә уларға һөкүм чиқирип җазалаймән; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.