< 以西结书 5 >

1 “人子啊,你要拿一把快刀,当作剃头刀,用这刀剃你的头发和你的胡须,用天平将须发平分。
«Вә сән, и инсан оғли, өзүң өткүр бир қилични ал; уни устира сүпитидә ишлитип, чечиң вә сақилиңға сүртүп қой; андин таразини елип алған чачларни тәң бөлгин.
2 围困城的日子满了,你要将三分之一在城中用火焚烧,将三分之一在城的四围用刀砍碎,将三分之一任风吹散;我也要拔刀追赶。
Муһасирә күнлири түгигәндә, үчтин бирини шәһәр ичидә көйдүргин; йәнә үчтин бирини елип шәһәр әтрапиға чепивәткин; йәнә үчтин бирини шамалға соривәткин; Мән бир қилични суғуруп уларни қоғлаймән.
3 你要从其中取几根包在衣襟里,
Сән йәнә улардин бир нәччә тални елип тонуңниң пешигә тиқип қойғин;
4 再从这几根中取些扔在火中焚烧,从里面必有火出来烧入以色列全家。
булардин йәнә нәччә тални елип от ичигә ташлап көйдүривәткин; булардин пүтүн Исраил җәмәтигә от тутишип кетиду».
5 主耶和华如此说:这就是耶路撒冷。我曾将她安置在列邦之中;列国都在她的四围。
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, бу Йерусалим; Мән уни әлләрниң дәл оттурисиға орунлаштурдум; башқа мәмликәтләр униң өп-чөрисидә туриду;
6 她行恶,违背我的典章,过于列国;干犯我的律例,过于四围的列邦,因为她弃掉我的典章。至于我的律例,她并没有遵行。
Бирақ у Мениң һөкүмлиримгә қаршилишип рәзилликтә әлләрдинму ашурувәтти, бәлгүлимилиримгә қаршилишишта өп-чөрисидики мәмликәтләрдинму ашурувәтти; чүнки Мениң һөкүмлиримни улар рәт қилди, Мениң бәлгүлимилирим болса, уларда ақмайду.
7 所以主耶和华如此说:因为你们纷争过于四围的列国,也不遵行我的律例,不谨守我的典章,并以遵从四围列国的恶规尚不满意,
Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки силәр өп-чөрәңләрдики әлләрдинму бәкрәк башбаштақлиқ қилғанлиғиңлардин, Мениң бәлгүлимилиримдә маңмаслиғиңлардин вә һөкүмлиримни тутмаслиғиңлардин, һәтта өп-чөрәңләрдики әлләрниң һөкүмлиридиму маңмаслиғиңлар түпәйлидин,
8 所以主耶和华如此说:看哪,我与你反对,必在列国的眼前,在你中间,施行审判;
Әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Мән Өзүмки саңа қаршимән, [и Йерусалим]; сениң араңға әлләрниң көз алидила җазаларни жүргүзимән;
9 并且因你一切可憎的事,我要在你中间行我所未曾行的,以后我也不再照着行。
Вә сениң барлиқ жиркиничликлириң түпәйлидин араңда Өзүм қилип бақмиған һәмдә кәлгүси иккинчи қилмайдиған ишни қилимән.
10 在你中间父亲要吃儿子,儿子要吃父亲。我必向你施行审判,我必将你所剩下的分散四方。”
Шуниң билән атилар өз балилирини йәйдиған болиду, балилар өз атилирини йәйдиған болиду; вә Мән саңа җазаларни жүргүзимән, вә сениң барлиқ қалғанлириңниң һәммисини һәр тәрәптин чиққан шамалға сориветимән.
11 主耶和华说:“我指着我的永生起誓,因你用一切可憎的物、可厌的事玷污了我的圣所,故此,我定要使你人数减少,我眼必不顾惜你,也不可怜你。
Шуңа, Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — чүнки сән Мениң муқәддәс җайимни өзүңниң барлиқ ләнәтлик нәрсилириң һәм барлиқ жиркиничликлириң билән булғиғиниң түпәйлидин, бәрһәқ, Мән силәрни қирғин қилимән; көзүм саңа рәһим қилмайду, ичимниму саңа ағритмаймән.
12 你的民三分之一必遭瘟疫而死,在你中间必因饥荒消灭;三分之一必在你四围倒在刀下;我必将三分之一分散四方,并要拔刀追赶他们。
Шәһәрдикиләрдин үчтин бир қисми ваба кесили билән өлиду һәмдә араңларда болидиған ачарчилиқтин бешини йәйду; үчтин бир қисми өп-чөрәңләрдә қиличлиниду; вә Мән үчтин бир қисмини һәр тәрәптин чиққан шамалға сориветимән, андин бир қилични ғилаптин суғуруп уларни қоғлаймән.
13 “我要这样成就怒中所定的;我向他们发的忿怒止息了,自己就得着安慰。我在他们身上成就怒中所定的那时,他们就知道我—耶和华所说的是出于热心;
Шуниң билән Мениң ғәзивим бесиқиду, Мениң қәһримни уларниң үстигә чүшүрүп қонғузуп, пиғандин чиқимән; Мән Өз қәһримни улар үстигә төкүп түгәткәндин кейин, улар Мән Пәрвәрдигарниң рәзилликкә чидимайдиған отумдин сөз қилғанлиғимни тонуп йетиду.
14 并且我必使你在四围的列国中,在经过的众人眼前,成了荒凉和羞辱。
Вә Мән сениң өп-чөрәңдики әлләр арисида һәмдә өтүп кетиватқанларниң көз алдида сени вәйранә қилимән вә мәсқирә объекти қилимән;
15 这样,我必以怒气和忿怒,并烈怒的责备,向你施行审判。那时,你就在四围的列国中成为羞辱、讥刺、警戒、惊骇。这是我—耶和华说的。
сениң үстүңгә ғәзәп һәм қәһр вә қәһрлик әйипләр билән җазаларни жүргүзгинимдә сән өп-чөрәңдики әлләргә хорлуқ вә тапа-тәниниң объекти, бир ибрәт һәм алақзадилик чиқарғучи болисән; чүнки Мән Пәрвәрдигар шундақ сөз қилдим!
16 那时,我要将灭人、使人饥荒的恶箭,就是射去灭人的,射在你们身上,并要加增你们的饥荒,断绝你们所倚靠的粮食;
Мән уларға һалакәт елип кәлгүчи, ачарчилиқ зәһәрлик оқлирини яғдурғинимда, силәрниң үстүңлардики ачарчилиқни күчәйтимән, вә йөләнчүк болған нениңни қурутиветимән.
17 又要使饥荒和恶兽到你那里,叫你丧子,瘟疫和流血的事也必盛行在你那里;我也要使刀剑临到你。这是我—耶和华说的。”
Вә үстүңларға өз балилириңларни өзүңлардин җуда қилидиған ачарчилиқ һәм житқуч һайванларни әвәтимән; ваба кесиллири вә қан төккүчиләр араңларға ямрап кетиду; үстүңларға қилич чүшүримән; Мәнки Пәрвәрдигар сөз қилдим!».

< 以西结书 5 >