< 以西结书 3 >
1 他对我说:“人子啊,要吃你所得的,要吃这书卷,好去对以色列家讲说。”
Вә У маңа: — И инсан оғли, еришкиниңни йегин; бу язмини йәп, берип Исраил җәмәтигә сөз қилғин, деди.
Шуниң билән мән ағзимни ачтим, У маңа язмини йегүзди.
3 又对我说:“人子啊,要吃我所赐给你的这书卷,充满你的肚腹。”我就吃了,口中觉得其甜如蜜。
У маңа: — И инсан оғли, қосиғиңни тоқ қилип, ичи-бағриңни Мән саңа бәргән бу орам язма билән толдурғин, — деди. Шуниң билән мән йедим, ағзимда у һәсәлдәк татлиқ еди.
4 他对我说:“人子啊,你往以色列家那里去,将我的话对他们讲说。
Вә У маңа мундақ деди: «И инсан оғли, барғин, Исраил җәмәтигә барғин, Мениң сөзлиримни уларға йәткүзгин.
5 你奉差遣不是往那说话深奥、言语难懂的民那里去,乃是往以色列家去;
Чүнки сән ғәйрий йезиқтики яки тили тәс бир әлгә әмәс, бәлки Исраил җәмәтигә әвәтилдиң;
6 不是往那说话深奥、言语难懂的多国去,他们的话语是你不懂得的。我若差你往他们那里去,他们必听从你。
— ғәйрий йезиқтики һәм тили тәс, сөзлирини чүшәнгили болмайдиған көп әлләргә әвәтилмидиң; Мән сени шуларға әтәткән болсам, улар саңа қулақ салатти!
7 以色列家却不肯听从你,因为他们不肯听从我;原来以色列全家是额坚心硬的人。
Бирақ Исраил җәмәти саңа қулақ салмайду, чүнки уларниң һеч бири Маңа қулақ селишни халимайду; чүнки пүтүн Исраил җәмәтиниң қапиқи тоң вә көңли қаттиқтур.
8 看哪,我使你的脸硬过他们的脸,使你的额硬过他们的额。
Мана, Мән йүзүңни уларниң йүзлиригә қарши таштәк, вә сениң пешанәңни уларниң пешанилириға қарши таштәк қилдим.
9 我使你的额像金钢钻,比火石更硬。他们虽是悖逆之家,你不要怕他们,也不要因他们的脸色惊惶。”
Бәрһәқ, сениң пешанәңни чақмақ тешидин қаттиқ, һәтта алмастәк қилдим. Улардин қорқма, вә улар түпәйлидин дәккә-дүккигә чүшмә; чүнки улар асий бир җәмәттур».
10 他又对我说:“人子啊,我对你所说的一切话,要心里领会,耳中听闻。
Вә У маңа: — И инсан оғли, Мениң саңа ейтмақчи болған һәммә сөзлиримни көңлүңгә пүкүп қойғин, уларни көңүл қоюп аңлиғин.
11 你往你本国被掳的子民那里去,他们或听,或不听,你要对他们讲说,告诉他们这是主耶和华说的。”
Вә һазир барғин, сүргүн болғанларға, йәни өз елиңдикиләргә сөз қил, улар аңлисун, аңлимисун уларға: «Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду!» — дегин! — деди.
12 那时,灵将我举起,我就听见在我身后有震动轰轰的声音,说:“从耶和华的所在显出来的荣耀是该称颂的!”
Шуниң билән Роһ мени көтәрди, мән арқамдин зор шарқириған бир авазни аңлидим — «Пәрвәрдигарниң шан-шәривигә тәшәккүр-мәдһийә өз җайлирида оқулсун!» —
13 我又听见那活物翅膀相碰,与活物旁边轮子旋转震动轰轰的响声。
— Һаят мәхлуқларниң қанатлириниң бир-биригә тегишкән авази, вә уларниң йенидики чақларниң авазлири бәһәйвәт шарқирақ бир сада еди.
14 于是灵将我举起,带我而去。我心中甚苦,灵性忿激,并且耶和华的灵在我身上大有能力。
Вә Роһ мени көтирип, жираққа апарди; вә мән қаттиқ азап, роһумдики ғәзәп билән бардим, вә Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумда күчлүк еди.
15 我就来到提勒·亚毕,住在迦巴鲁河边被掳的人那里,到他们所住的地方,在他们中间忧忧闷闷地坐了七日。
Шуниң билән мән Тәл-Абиб шәһиридә сүргүн болғанлар, йәни Кевар дәрияси бойида турғанларниң йениға йетип кәлдим; мән улар турған җайда олтардим; уларниң арисида йәттә күн һаң-таң қетип олтардим.
Мана йәттә күн тошуп, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
17 “人子啊,我立你作以色列家守望的人,所以你要听我口中的话,替我警戒他们。
«И инсан оғли, Мән сени Исраил җәмәти үчүн күзәтчи қилип тиклидим; сән Мениң ағзимдин сөзни аңлап, уларға Мәндин болған агаһни йәткүзгин.
18 我何时指着恶人说:他必要死;你若不警戒他,也不劝戒他,使他离开恶行,拯救他的性命,这恶人必死在罪孽之中;我却要向你讨他丧命的罪。
Мән рәзилләргә: «Сән җәзмән өлисән» — десәм, бирақ сән уни агаһландурмисаң — йәни бу рәзил адәмни һаятқа еришсун дәп рәзил йолидин яндуруп, уни һаятқа еришсун дәп агаһландурмисаң, шу рәзил адәм өз қәбиһлигидә өлиду; бирақ Мән униң қени үчүн сәндин һесап алимән.
19 倘若你警戒恶人,他仍不转离罪恶,也不离开恶行,他必死在罪孽之中,你却救自己脱离了罪。
Бирақ сән әшу рәзил адәмни агаһландурсаңму, у рәзиллигидин, йәни өз рәзил йолидин янмиса, у өз қәбиһлигидә өлиду; лекин сән өз җениңни қутқузуп қалисән.
20 再者,义人何时离义而犯罪,我将绊脚石放在他面前,他就必死;因你没有警戒他,他必死在罪中,他素来所行的义不被记念;我却要向你讨他丧命的罪。
Яки болмиса бир һәққаний адәм өз һәққанийлиғидин йенип, қәбиһлик қилидиған болса, униң алдиға чомақ салсам, у өлиду; чүнки сән уни агаһландурмидиң, у өз гунайида өлиду, вә у қилған һәққаний ишлар әсләнмәйду; бирақ униң қени үчүн сәндин һесап алимән.
21 倘若你警戒义人,使他不犯罪,他就不犯罪;他因受警戒就必存活,你也救自己脱离了罪。”
Вә әгәр сән һәққаний адәмни гуна садир қилма дәп агаһландуруп турсаң, вә у гуна садир қилмиса, у чағда у җәзмән һаят қалиду, чүнки у агаһқа көңүл қойди; шуниң билән сән өз җениңни қутқузуп қалисән».
22 耶和华的灵在那里降在我身上。他对我说:“你起来往平原去,我要在那里和你说话。”
Вә Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумда туратти; У маңа: — Орнуңдин тур, түзләңликкә барғин, Мән шу йәрдә сән билән сөзлишимән, — деди.
23 于是我起来往平原去,不料,耶和华的荣耀正如我在迦巴鲁河边所见的一样,停在那里,我就俯伏于地。
Шуниң билән мән орнумдин туруп, түзләңликкә чиқтим; вә мана, мән Кевар дәрияси бойида туруп көргән шан-шәрәптәк, Пәрвәрдигарниң шан-шәриви шу йәрдә туратти; көрүпла мән дүм жиқилдим.
24 灵就进入我里面,使我站起来。耶和华对我说:“你进房屋去,将门关上。
Вә Роһ ичимгә кирип мени тик турғузди; У маңа сөз қилип мундақ деди: — «Барғин, өйгә кирип өзүңни бәнд қилғин.
25 人子啊,人必用绳索捆绑你,你就不能出去在他们中间来往。
Вә сән, и инсан оғли, мана, улар арғамчиларни үстүңгә селип, улар билән сени бағлайду; буниң билән сән талаға чиқалмай, әл-жут ичигә һеч кирәлмәйсән.
26 我必使你的舌头贴住上膛,以致你哑口,不能作责备他们的人;他们原是悖逆之家。
Шундақла уларға тәнбиһ бәргүчи болмаслиғиң үчүн, Мән сени гача қилип, тилиңни таңлийиңға чаплаштуримән; чүнки улар асий бир җәмәттур.
27 但我对你说话的时候,必使你开口,你就要对他们说:‘主耶和华如此说。’听的可以听,不听的任他不听,因为他们是悖逆之家。”
Вә Мән сән билән сөзләшкинимдә, ағзиңни ечип, сән уларға: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду!» дәйсән; ким аңлаймән десә аңлисун, ким аңлимаймән десә аңлимисун; чүнки улар асий бир җәмәттур.