< 以西结书 21 >
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 “人子啊,你要面向耶路撒冷和圣所滴下预言,攻击以色列地。
И инсан оғли, йүзүңни Йерусалимға қаритип, «муқәддәс җайлар»ни әйипләп, Исраил зиминини әйипләп бешарәт берип,
3 对以色列地说,耶和华如此说:我与你为敌,并要拔刀出鞘,从你中间将义人和恶人一并剪除。
Йәни Исраил зиминиға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән саңа қаршидурмән; қиличимни ғилаптин суғуруп, сәндин һәм һәққанийлар һәм рәзилләрни үзүп ташлаймән.
4 我既要从你中间剪除义人和恶人,所以我的刀要出鞘,自南至北攻击一切有血气的;
Мән сәндин һәм һәққанийлар һәм рәзилләрни үзүп ташлимақчи болғиним үчүн, қиличим барлиқ әт егилири, йәни җәнуптин шималғичә болған һәммәйлән билән қаршилишишға ғилаптин чиқиду;
5 一切有血气的就知道我—耶和华已经拔刀出鞘,必不再入鞘。
шуниң билән барлиқ әт егилири Мәнки Пәрвәрдигарниң Өз қиличимни ғилаптин суғурғанлиғимни тонуп йетиду; қилич ғилапқа қайтидин йенип кирмәйду.
6 人子啊,你要叹息,在他们眼前弯着腰,苦苦地叹息。
Әнди уһ тартқин, и инсан оғли; ич-бағриң ечишқидәк дәрд-әләм билән уларниң көз алдида уһ-зар қил.
7 他们问你说:‘为何叹息呢?’你就说:‘因为有风声、灾祸要来。人心都必消化,手都发软,精神衰败,膝弱如水。看哪,这灾祸临近,必然成就。这是主耶和华说的。’”
Вә шундақ болидуки, улар сәндин: «Немишкә уһ тартисән?» дәп сориғанда, сән уларға: «Болған шум хәвәр түпәйлидин! Мана, у келиду! Барлиқ жүрәкләр ерип, барлиқ қоллар бошап кетиду, барлиқ роһлар зәиплишип, барлиқ тизлар сүйдүк билән чилиқ-чилиқ һөл болуп кетиду; мана у келиватиду! У йетип кәлди! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар» — дегин.
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
9 “人子啊,你要预言。耶和华吩咐我如此说: 有刀、有刀, 是磨快擦亮的;
И инсан оғли, бешарәт берип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, бир қилич, бир қилич, бисланған, пақиритилған!
10 磨快为要行杀戮, 擦亮为要像闪电。 我们岂可快乐吗?罚我子的杖藐视各树。
У зор қирғинчилиқ үчүн бисланған, уни ялтирашқа пақиратқан; Өз оғлумниң шаһанә һасиси һәр қандақ аддий таяқни кәмситкәнлиги түпәйлидин, хошал болуп кетишимизгә тоғра келәмду?
11 这刀已经交给人擦亮,为要应手使用。这刀已经磨快擦亮,好交在行杀戮的人手中。
У қилични пақиритилишқа, қол билән тутушқа бекиткән; Қилич биләнгән, пақиритилған, Қәтл қилғучиниң қолиға тутқузушқа тәйярланғандур!
12 人子啊,你要呼喊哀号,因为这刀临到我的百姓和以色列一切的首领。他们和我的百姓都交在刀下,所以你要拍腿叹息。
Налә-пәряд көтирип пиған чәккин, и инсан оғли, Чүнки [қилич] Мениң хәлқимгә қарши чиққан; У Исраилниң барлиқ шаһзадилиригә қарши чиққан; Улар Өз хәлқим билән тәң қиличқа тапшурулған; Шуңа янпишиңға қаттиқ уруп қойғин!
13 有试验的事;若那藐视的杖归于无有,怎么样呢?这是主耶和华说的。
Чүнки синақ кәлди; әнди бу «шаһанә һаса » башқа яғачларни кәмситкини билән, у бәрибир түгишиду әмәсму?! — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
14 “人子啊,你要拍掌预言。我—耶和华要使这刀,就是致死伤的刀,一连三次加倍刺人,进入他们的内屋,使大人受死伤的就是这刀。
— Әнди сән, и инсан оғли, бешарәт бәргин, чавак чалғин! Қилич икки қетим, үч қетим уруп қирсун! У қирғучи қилич, уларни һәр тәрәптин қоршивалған зор қәтл қилғучи қиличтур!
15 我设立这恐吓人的刀,攻击他们的一切城门,使他们的心消化,加增他们跌倒的事。哎!这刀造得像闪电,磨得尖利,要行杀戮。
Уларниң жүрәклирини ерисун дәп, улардин нурғунлири путлишип кәтсун дәп, Мән уларниң барлиқ дәрвазилириға тәһдит салғучи қилични қаритип қойдум. Вай! У чақмақтәк пақиритилған, у қиришқа суғурулған;
16 刀啊,你归在右边,摆在左边;你面向哪方,就向那方杀戮。
и қилич, оң тәрәпкә өткүр бол! Сол тәрәпкә бурулуп чап! Бисиңни қәйәргә қаратқан болса шу йәргә чап!
17 我也要拍掌,并要使我的忿怒止息。这是我—耶和华说的。”
Мәнки Пәрвәрдигар Өз қолум билән чавак чалимән, Өз қәһримни төкүп пиғандин чиқимән; Мәнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилдим.
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
19 “人子啊,你要定出两条路,好使巴比伦王的刀来。这两条路必从一地分出来,又要在通城的路口上画出一只手来。
Сән и инсан оғли, Бабил падишасиниң қиличиниң меңишиға тәйярланған икки йолни бекитип қойғин; иккилиси бир зиминдин чиқидиған болсун; [Йерусалим] шәһиригә маңидиған йолниң бешида бир йол бәлгүсини тикләп қойғин;
20 你要定出一条路,使刀来到亚扪人的拉巴;又要定出一条路,使刀来到犹大的坚固城耶路撒冷。
йәни қиличниң йетип келиши үчүн Аммонийларниң Раббаһ шәһиригә бир йол һәмдә Йәһудаға, йәни истиһками мәстәһкәм Йерусалим шәһиригә йәнә бир йолни бекитип қойғин;
21 因为巴比伦王站在岔路那里,在两条路口上要占卜。他摇签求问神像,察看牺牲的肝;
чүнки Бабилниң падишаси һәдә йолда, йәни икки йолниң бешида пал ачқузиду; у оқларни силкийду, «көчмә мәбудлар»дин сорайду, җигәрни тәкшүриду.
22 在右手中拿着为耶路撒冷占卜的签,使他安设撞城锤,张口叫杀,扬声呐喊,筑垒造台,以撞城锤,攻打城门。
Әнди сепилни бөскүчи базғанларни тикләшни, қан төкүшкә пәрман қилишни, җәң елан қилип товлашни, дәрвазиларға урулғучи базғанларни тикләшни, сепилға чиқидиған дөңлүкләрни ясашни, потәйләрни қурушни, Йерусалимни [муһасиригә елишни] көрситидиған пал униң оң қолиға чүшиду;
23 据那些曾起誓的犹大人看来,这是虚假的占卜;但巴比伦王要使他们想起罪孽,以致将他们捉住。”
гәрчә бу пал уларға ялған көрүнгини билән, улар ичкән қәсәмләр түпәйлидин, Йәһудадикиләрни чаңгилиға алсун дәп падиша уларниң қәбиһлигини есигә кәлтүриду.
24 主耶和华如此说:“因你们的过犯显露,使你们的罪孽被记念,以致你们的罪恶在行为上都彰显出来;又因你们被记念,就被捉住。
— Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Силәрниң асийлиғиңлар ашкарилинип, барлиқ қилмишлириңларда гуналириңлар көрүнгәчкә, қәбиһлигиңларни әскә кәлтүргиниңлар түпәйлидин — йәни өзүңлар паш қилинип әскә елинғиниңлар түпәйлидин, силәр қолға елинисиләр.
25 你这受死伤行恶的以色列王啊,罪孽的尽头到了,受报的日子已到。
Әнди сән, и Исраилниң мунапиқ һәм рәзил шаһзадиси, қәбиһлигиңниң җазалиниш вақти-саити тошқинида, көридиған күниң келиду!
26 主耶和华如此说:当除掉冠,摘下冕,景况必不再像先前;要使卑者升为高,使高者降为卑。
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сәллини униңдин еливәт, таҗни еливәт; ишлар өз петида туривәрмәйду; пәс турғанни егиз қил, егиз турғанни пәс қил;
27 我要将这国倾覆,倾覆,而又倾覆;这国也必不再有,直等到那应得的人来到,我就赐给他。”
униң [тәхтини] өрүвәт, өрүвәт, өрүвәт! Униң һоқуқиниң Егиси кәлмигичә, у йәнә мәвҗут болмайду; Мән уни Униңға тәқдим қилимән.
28 “人子啊,要发预言说:主耶和华论到亚扪人和他们的凌辱,吩咐我如此说:有刀,有拔出来的刀,已经擦亮,为行杀戮,使他像闪电以行吞灭。
Әнди и инсан оғли, бешарәт берип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар Аммонийлар вә уларниң мазақлири тоғрисида мундақ дәйду: «Бир қилич, бир қилич қәтл қилишқа суғурулған; у адәмни йәветишкә, чақмақтәк ялтирашқа пақиритилған!» — дегин!
29 人为你见虚假的异象,行谎诈的占卜,使你倒在受死伤之恶人的颈项上。他们罪孽到了尽头,受报的日子已到。
Чүнки палчилар сән қилич тоғруңда қуруқ аламәт көрүнүшләрни көрүп, сән үчүн ялғандин бир пал салиду; рәзилләрниң көридиған күни кәлгәндә, қәбиһликниң җазалиниш вақти-саити тошқанда, булар сени шу қирилған рәзилләрниң боюнлири үстигә қошуп ятқузиду!
30 你将刀收入鞘吧!在你受造之处、生长之地,我必刑罚你。
Бу қилични өз ғилапиға қайтуруп сал! Мән сениң үстүңгә өзүң яритилған җайда, йәни сән төрүлгән җайда һөкүм чиқирип җазалаймән.
31 我必将我的恼恨倒在你身上,将我烈怒的火喷在你身上;又将你交在善于杀灭的畜类人手中。
Шуниң билән Мән үстүңгә қәһримни төкүп яғдуруп, Ғәзивимниң оти қилип пүвләймән; Мән сени қатиллиққа маһир явуз адәмләрниң қолиға тапшуруп беримән;
32 你必当柴被火焚烧;你的血必流在国中。你必不再被记念,因为这是我—耶和华说的。”
Сән отқа йеқилғу болисән; Сениң қениң өз зиминиңдә төкүлиду; Сән қайтидин әсләнмәйсән; Чүнки Мәнки Пәрвәрдигар сөз қилған.