< 出埃及记 26 >
1 “你要用十幅幔子做帐幕。这些幔子要用捻的细麻和蓝色、紫色、朱红色线制造,并用巧匠的手工绣上基路伯。
Муқәддәс чедирни он парчә йопуқтин ясатқин; йопуқлар непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнсун; униңға керубларниң сүритини чевәр қолларға нәпис қилип кәштиләп чиқарғузғин.
2 每幅幔子要长二十八肘,宽四肘,幔子都要一样的尺寸。
Һәр бир йопуқниң узунлуғи жигирмә сәккиз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, һәр бир йопуқ охшаш чоң-кичикликтә болсун.
3 这五幅幔子要幅幅相连;那五幅幔子也要幅幅相连。
Йопуқларниң бәши бир-биригә улансун, қалған бәш йопуқму һәм бир-биригә улансун.
4 在这相连的幔子末幅边上要做蓝色的钮扣;在那相连的幔子末幅边上也要照样做。
Сән улап чиқилған биринчи чоң парчиниң әң четидики қисмиға бир тәрипигә рәңги көк измә қадиғин, шуниңдәк улап чиқилған иккинчи чоң парчиниң әң четидикисиниң бир тәрипигиму һәм шундақ қилғин.
5 要在这相连的幔子上做五十个钮扣;在那相连的幔子上也做五十个钮扣,都要两两相对。
Биринчи чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиғин, иккинчи чоң парчиниң әң четидикисигиму әллик измә қадиғин. Измиләр бир-биригә удулмуудул болсун.
6 又要做五十个金钩,用钩使幔子相连,这才成了一个帐幕。
Муқәддәс чедир бир пүтүн болсун үчүн алтундин әллик илғу ясап, икки чоң парчә йопуқни шу илғулар билән бир-биригә туташтурғин.
7 “你要用山羊毛织十一幅幔子,作为帐幕以上的罩棚。
Муқәддәс чедирни йепиш үчүн өшкә тивитидин йопуқларни ясиғин; йопуқтин он бир парчә ясиғин.
8 每幅幔子要长三十肘,宽四肘;十一幅幔子都要一样的尺寸。
Йопуқларниң һәр бириниң узунлуғи оттуз гәз, кәңлиги төрт гәз болуп, он бир йопуқниң һәммиси охшаш чоң-кичикликтә болсун.
9 要把五幅幔子连成一幅,又把六幅幔子连成一幅,这第六幅幔子要在罩棚的前面折上去。
Йопуқларниң бәшини улап бир қилип, қалған алтә йопуқниму улап бир қилип, алтинчи йопуқни икки қат қилип, чедирниң алди тәрипигә саңгилитип қойғин.
10 在这相连的幔子末幅边上要做五十个钮扣;在那相连的幔子末幅边上也做五十个钮扣。
Сән биринчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә, иккинчи улап чиқилған чоң парчиниң әң четидики қисмиға әллик измә қадиғин.
11 又要做五十个铜钩,钩在钮扣中,使罩棚连成一个。
Сән һәм мистин әллик илғу ясап, чедир бир пүтүн болсун үчүн уларни измиләргә өткүзүп икки чоң парчини улап қойғин.
12 罩棚的幔子所余那垂下来的半幅幔子,要垂在帐幕的后头。
Лекин йопуқниң чедирниң кәйнидин ешип қалған қисми, йәни ешип қалған йерим парчиси чедирниң кәйни тәрипидә саңгилап турсун.
13 罩棚的幔子所余长的,这边一肘,那边一肘,要垂在帐幕的两旁,遮盖帐幕。
Чедир йопуқлириниң чедирниң бойидин артуқ қисми, йәни у тәрипидин бир гәз, бу тәрипидин бир гәз, чедирниң икки тәрипидин саңгилап, уни [толуқ] япсун.
14 又要用染红的公羊皮做罩棚的盖;再用海狗皮做一层罩棚上的顶盖。
Буниңдин башқа, чедирға қизил боялған қочқар терисидин йопуқ ясап япқин, андин униң үстидинму делфин терисидин ясалған йәнә бир йопуқни қаплиғин.
Муқәддәс чедирниң тик тахтайлирини акатсийә яғичидин ясап тиклигин.
Һәр бир тахтайниң узунлуғи он гәз, кәңлиги бир йерим гәз болсун.
Һәр бир тахтайниң иккидин туруми болсун, һәр икки тахтай шулар билән бир-биригә четилсун; чедирниң барлиқ тахтайлирини шундақ ясиғин.
Чедирниң тахтайлирини шундақ ясиғин; жигирмисини җәнуп тәрәпкә тиклигин;
19 在这二十块板底下要做四十个带卯的银座,两卯接这块板上的两榫,两卯接那块板上的两榫。
бу жигирмә тахтайниң тегигә күмүчтин қириқ тәглик ясиғин; бир тахтайниң [астидики] икки туруми үчүн иккидин тәглик, йәнә бир тахтайниң икки туруми үчүн иккидин тәглик ясиғин.
Шуниңдәк чедирниң удул тәрипидә, йәни шимал тәрипидә жигирмә тахтай болсун;
21 和带卯的银座四十个;这板底下有两卯,那板底下也有两卯。
буларниң қириқ тәглиги күмүчтин болсун; бир тахтайниң тегигә иккидин тәглик, йәнә бир тахтайниң тегигә иккидин тәглик орунлаштурулсун.
Чедирниң кәйни тәрипигә, йәни ғәрип тәрәпкә алтә тахтай ясап тиклигин.
Чедирниң кәйни тәрипидики икки булуңға икки тахтай ясап орнатқин.
24 板的下半截要双的,上半截要整的,直顶到第一个环子;两块都要这样做两个拐角。
Бу [булуң тахтайлири] астидин үстигичә икки қат қилинип [тахтайларни] өз ара четиштурсун, үсти бир һалқиға бекитилсун. Һәр иккиси шундақ қилинип, икки булуңға тикләнсун.
25 必有八块板和十六个带卯的银座;这板底下有两卯,那板底下也有两卯。
Арқа тәрәптә сәккиз тахтай болиду, уларниң күмүчтин ясалған он алтә тәглиги болиду; бир тахтайниң тегидә икки тәглик, йәнә бир тахтайниң тегидә икки тәглик болиду.
Буниңдин башқа сән акатсийә яғичидин балдақ ясиғин; чедирниң бу тәрипидики тахтайларға бәш балдақни,
27 为帐幕那面的板做五闩,又为帐幕后面的板做五闩。
чедирниң у тәрипидики тахтайларға бәш балдақни, чедирниң арқа тәрипидики тахтайларға, йәни ғәрип тәрипидики тахтайларға бәш балдақни ясиғин.
Тахтайларниң оттурисидики оттура балдақ бу тәрәптин у тәрәпкә йетидиған болсун.
29 板要用金子包裹,又要做板上的金环套闩;闩也要用金子包裹。
Тахтайларни алтун билән қаплап, балдақлар өткүзүлидиған һалқиларни алтундин ясап, балдақларни алтун билән қаплиғин.
Чедирни саңа тағда аян қилинған нусха бойичә ясап тиклигин.
31 “你要用蓝色、紫色、朱红色线,和捻的细麻织幔子,以巧匠的手工绣上基路伯。
Сән непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән бир пәрдә ясиғин; уни чевәр қоллар керубларниң сүритини нәпис қилип чүшүрүп кәштиләп чиқсун.
32 要把幔子挂在四根包金的皂荚木柱子上,柱子上当有金钩,柱子安在四个带卯的银座上。
Уни акатсийә яғичидин ясалған төрт хадиға есип қойғин. Бу хадилар алтун билән қаплансун, һәр бириниң алтун илмики болсун; хадилар күмүчтин ясалған төрт тәгликкә орнитилсун.
33 要使幔子垂在钩子下,把法柜抬进幔子内;这幔子要将圣所和至圣所隔开。
Пәрдә чедир йопуғидики илмәкләргә есилип саңгилитип қоюлсун; андин һөкүм-гувалиқ сандуғини шу йәргә кәлтүрүп, пәрдиниң ичигә елип киргин. Шуниң билән пәрдә силәр үчүн муқәддәс җай билән әң муқәддәс җайниң оттурисидики бир айрима пәрдә болсун.
Андин сән «кафарәт тәхти»ни әң муқәддәс җайдики һөкүм-гувалиқ сандуғиниң үстигә қойғин.
35 把桌子安在幔子外帐幕的北面;把灯台安在帐幕的南面,彼此相对。
Ширә болса пәрдиниң тешиға орунлаштурулсун; чирақданни ширәниң удулиға, чедирниң җәнуп тәрипигә қойғин; ширәни шимал тәрипигә қойғин.
36 “你要拿蓝色、紫色、朱红色线,和捻的细麻,用绣花的手工织帐幕的门帘。
Буниңдин башқа сән чедирниң кириш еғизиға непиз тоқулған ақ канап рәхткә көк, сөсүн вә қизил жиплар арилаштурулуп ишләнгән бир пәрдә ясиғин; у кәштичи тәрипидин кәштиләнсун.
37 要用皂荚木为帘子做五根柱子,用金子包裹。柱子上当有金钩;又要为柱子用铜铸造五个带卯的座。”
Бу пәрдә үчүн акатсийә яғичидин бәш хада ясап, уларни алтун билән қаплиғин; һәр бириниң алтун илмики болсун; уларниң тегигә бәш данә тәгликни мистин қуюп тәйярлатқин.