< 出埃及记 22 >
1 “人若偷牛或羊,无论是宰了,是卖了,他就要以五牛赔一牛,四羊赔一羊。
Әгәр бириси бир кала яки қойни оғрилап, уни сойса я сетивәтсә, у бир калиниң орниға бәш кала, бир қойниң орниға төрт қой төлисун.
2 人若遇见贼挖窟窿,把贼打了,以至于死,就不能为他有流血的罪。
Оғри там тәшкәндә тутулуп қелип, таяқ йәп өлүп қалса, өлтүргүчигә хун җазаси кәлмисун.
3 若太阳已经出来,就为他有流血的罪。贼若被拿,总要赔还。若他一无所有,就要被卖,顶他所偷的物。
Лекин шу вақиә болған пәйттә күн чиқип қалған болса, ундақта өлтүргүчи хун җазасиға тартилсун. Оғри оғрилиғинини төләп зиянни толуқлап бериши керәк; униңда бир немә болмиса, қуллуққа сетилип, оғрилиған нәрсини төлиши керәк.
4 若他所偷的,或牛,或驴,或羊,仍在他手下存活,他就要加倍赔还。
Оғри тутулғанда оғрилиған нәрсә, кала болсун, ешәк болсун, қой болсун униң қолида тирик һаләттә тепилса, у икки һәссә қиммәттә төләп бәрсун.
5 “人若在田间或在葡萄园里放牲畜,任凭牲畜上别人的田里去吃,就必拿自己田间上好的和葡萄园上好的赔还。
Әгәр бириси өз мал-чарвилирини етизлиққа яки үзүмзарлиққа отлашқа қоюветип, башқиларниң бағ-етизлиғида отлашқа йол қойса, ундақта у өзиниң әң есил мәһсулатлиридин яки үзүмзарлиғиниң әң есил мевисидин зиянни төләп бәрсун.
6 “若点火焚烧荆棘,以致将别人堆积的禾捆,站着的禾稼,或是田园,都烧尽了,那点火的必要赔还。
Әгәр от кетип, тикәнликкә тутишип кетип, андин өнчиләрни, баш тартип пишқан зираәтни көйдүрүп, пүткүл етизлиқни күл қиливәтсә, ундақта от қойғучи барлиқ зиянни төләп бәрсун.
7 “人若将银钱或家具交付邻舍看守,这物从那人的家被偷去,若把贼找到了,贼要加倍赔还;
Әгәр бириси хошнисиға пул яки мал-дуниясини аманәт қилған болса, булар өйидин оғрилинип кәтсә, шундақла оғри кейин тутулса, у оғрилиғинини икки һәссә қиммәттә төләп бәрсун.
8 若找不到贼,那家主必就近审判官,要看看他拿了原主的物件没有。
Лекин оғри тепилмиса, өй егисиниң хошнисиниң мелиға қол тәккүзгән я тәккүзмигәнлиги мәлум болсун дәп, һакимларниң алдиға кәлтүрүлсун.
9 “两个人的案件,无论是为什么过犯,或是为牛,为驴,为羊,为衣裳,或是为什么失掉之物,有一人说:‘这是我的’,两造就要将案件禀告审判官,审判官定谁有罪,谁就要加倍赔还。
Һәр хил хиянәт, у мәйли кала, ешәк, қой, кийим-кечәк болсун, жүтүрүп қойған нәрсә болсун, улар тоғрилиқ бир хошниси: «әмәлийәттә мундақ еди» дәп талашқан болса, һәр иккисиниң дәваси һакимларниң алдиға кәлтүрүлсун; һакимлар қайсиға гуна бекитсә, шу хошнисиға икки һәссә қиммәттә төләп бәрсун.
10 “人若将驴,或牛,或羊,或别的牲畜,交付邻舍看守,牲畜或死,或受伤,或被赶去,无人看见,
Әгәр бириси хошнисиға ешәк, кала, қой яки башқа бир чарпайни аманәт қилса, бу аманәт мели киши көрмәй өлүп кәтсә, яки зәхимләнсә, яки һайдап әкитилсә,
11 那看守的人要凭着耶和华起誓,手里未曾拿邻舍的物,本主就要罢休,看守的人不必赔还。
ундақта хошнисиниң мелиға қол тәккүзгән я тәккүзмигәнлиги мәлум болсун дәп, Пәрвәрдигарниң алдида уларниң оттурисида бир қәсәм ичүрүлсун. Мал егиси бу қәсәмни қобул қилсун; хошниси униңға төләм төләп бәрмисун.
Лекин мал оғриланған болса, у егисигә төләп бәрсун.
13 若被野兽撕碎,看守的要带来当作证据,所撕的不必赔还。
Әгәр уни вәһший һайван боғуп қойған болса, у малниң қалдуғини гувалиқ үчүн көрситип, уни төләп бәрмисиму болиду.
14 “人若向邻舍借什么,所借的或受伤,或死,本主没有同在一处,借的人总要赔还;
Әгәр бириси хошнисидин бир улақни өтнә елип, улақ егиси йоқ йәрдә зәхимләнсә яки өлүп қалса, өтнә алғучи толуқ төләп бәрсун.
15 若本主同在一处,他就不必赔还;若是雇的,也不必赔还,本是为雇价来的。”
Лекин егиси нәқ мәйданда болса, өтнә алғучи төләп бәрмисун; улақ иҗаригә елинған болса, алғучи төләм төлимисун; чүнки уни иҗарә төләп әкәлгән.
16 “人若引诱没有受聘的处女,与她行淫,他总要交出聘礼,娶她为妻。
Әгәр бир адәм техи ятлиқ болмиған бир қизни аздуруп, униң билән биллә ятса, ундақта у униң тойлуғини бериши керәк, андин уни хотунлуққа алсун.
17 若女子的父亲决不肯将女子给他,他就要按处女的聘礼,交出钱来。
Лекин қизниң атиси уни униңға бәргили унимиса, зина қилғучи пак қизларниң тойлуғиға баравәр келидиған күмүч пулни таразида өлчәп бәрсун.
Җадугәр хотунни тирик қоймиғин.
Һайван билән җинсий мунасивәт өткүзгән һәр бири җәзмән өлүмгә мәһкүм қилинсун.
20 “祭祀别神,不单单祭祀耶和华的,那人必要灭绝。
Кимдәким бирдин-бир Пәрвәрдигардин башқа һәр қандақ илаһға қурбанлиқ сунса, һарам дәп мутләқ һалакәткә мәһкүм қилинсун.
21 “不可亏负寄居的,也不可欺压他,因为你们在埃及地也作过寄居的。
Силәрму Мисирда мусапир болуп турған екәнсиләр, мусапир болған кишини һеч харлимаңлар вә яки униңға һеч зулум қилмаңлар.
Һәр қандақ тул хотун яки житим балини хорлимаңлар.
23 若是苦待他们一点,他们向我一哀求,我总要听他们的哀声,
Сән уларни һәр қандақ тәрәптә хорлисаң, улар маңа пәряд көтәрсә, Мән уларниң авазини чоқум аңлаймән;
24 并要发烈怒,用刀杀你们,使你们的妻子为寡妇,儿女为孤儿。
шуниң билән ғәзивим тутишип, силәрни қиличлап өлтүримән, силәрниң хотунлириңлар тул қилинип, балилириңлар житим болуп қалиду.
25 “我民中有贫穷人与你同住,你若借钱给他,不可如放债的向他取利。
Әгәр сән Мениң хәлқимниң ичидин саңа хошна болған кәмбәғәлгә қәриз бәргән болсаң, униңға җазанихорлардәк муамилә қилмиғин; униңдин өсүм алмаңлар.
26 你即或拿邻舍的衣服作当头,必在日落以先归还他;
Әгәр сән хошнаңниң чапинини гөрүгә алған болсаң, күн олтармаста униңға яндуруп бәр.
27 因他只有这一件当盖头,是他盖身的衣服,若是没有,他拿什么睡觉呢?他哀求我,我就应允,因为我是有恩惠的。
Чүнки чапини униң бирдин-бир йепинчиси болуп, бәдинини япидиған кийим шудур. У болмиса, у немини йепинип ятиду? Бу сәвәптин Маңа пәряд қилса, пәрядини аңлаймән; чүнки Мән шәпқәтликтурмән.
Худаға күпүрлүк қилма, вә хәлқиңниң әмирлириниму қарғап тиллима.
29 “你要从你庄稼中的谷和酒榨中滴出来的酒拿来献上,不可迟延。 “你要将头生的儿子归给我。
Хаминиңниң һосулиниң ашқинидин вә шарап-зәйтун мейи көлчигиңдин ташқинидин Маңа һәдийә сунушни кечиктүрмигин. Сән оғуллириңниң тунҗисини Маңа атиғин.
30 你牛羊头生的,也要这样;七天当跟着母,第八天要归给我。
Кала билән қойлириңниң тунҗа балилириниму һәм шундақ атиғин; тунҗа бала йәттә күнгичә аниси билән биллә турсун; амма сәккизинчи күни уни Маңа атап сунғин.
31 “你们要在我面前为圣洁的人。因此,田间被野兽撕裂牲畜的肉,你们不可吃,要丢给狗吃。”
Силәр Маңа аталған муқәддәс кишиләр болисиләр; шуңа далада житқуч һайван тәрипидин боғулған һайванниң гөшини йемәңлар, бәлки уни иштларға ташлап бериңлар.