< 申命记 9 >
1 “以色列啊,你当听!你今日要过约旦河,进去赶出比你强大的国民,得着广大坚固、高得顶天的城邑。
Аңла, и Исраил! Сән бүгүн өзүңдин чоң вә күчлүк әлләргә егә болуш үчүн, сепиллири асманға тақишидиған чоң шәһәрләрни егиләш үчүн, Анакийларни қоғлап чиқириш үчүн Иордан дәриясидин өтисән (сән уларни билисән, улар тоғрилиқ «ким Анакийлар алдида туралисун!» дәп аңлиғансән).
2 那民是亚衲族的人,又大又高,是你所知道的;也曾听见有人指着他们说:‘谁能在亚衲族人面前站立得住呢?’
3 你今日当知道,耶和华—你的 神在你前面过去,如同烈火,要灭绝他们,将他们制伏在你面前。这样,你就要照耶和华所说的赶出他们,使他们速速灭亡。
Сән бүгүнки күндә шуни билип қойғинки, сениң алдиңда маңғучи Пәрвәрдигар Худайиңниң Өзидур, У ялмап жутқучи оттур; у мошу әлләрни һалак қилиду, алдиңда уларни тездин жиқитиду; сән уларниң тәвәлигини егиләп, Пәрвәрдигар саңа ейтқандәк уларни тездин йоқитисән.
4 “耶和华—你的 神将这些国民从你面前撵出以后,你心里不可说:‘耶和华将我领进来得这地是因我的义。’其实,耶和华将他们从你面前赶出去是因他们的恶。
Пәрвәрдигар уларни алдиңдин һайдиғандә сән көңлүңдә: «Һәққанийлиғим сәвәвидин Пәрвәрдигар мени зиминни егиләш үчүн униңға йетәкләп кирди» демигин; бәлки шу әлләрниң рәзиллиги түпәйлидин Пәрвәрдигар сениң алдиңда уларни тәәллуқатидин мәһрум қилиду.
5 你进去得他们的地,并不是因你的义,也不是因你心里正直,乃是因这些国民的恶,耶和华—你的 神将他们从你面前赶出去,又因耶和华要坚定他向你列祖亚伯拉罕、以撒、雅各起誓所应许的话。
Сән уларниң зиминиға кирип уни егилишиң сениң һәққаний болғанлиғиңдин яки көңлүңниң дуруслуғидин әмәс, бәлки бу әлләрниң рәзиллигидин вә Пәрвәрдигар ата-бовилириң Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа қәсәм қилған сөзигә әмәл қилиш үчүнму Пәрвәрдигар Худайиң уларни сениң алдиңда тәәллуқатидин мәһрум қилиду.
6 “你当知道,耶和华—你 神将这美地赐你为业,并不是因你的义;你本是硬着颈项的百姓。
Әнди шуни билип қойғинки, Пәрвәрдигар Худайиң бу яхши зиминни саңа мирас қилғини сениң һәққанийлиғиңдин әмәс, чүнки сән әсли бойни қаттиқ бир хәлиқсән.
7 你当记念不忘,你在旷野怎样惹耶和华—你 神发怒。自从你出了埃及地的那日,直到你们来到这地方,你们时常悖逆耶和华。
Әнди сениң чөл-баяванда Пәрвәрдигар Худайиңни қандақ ғәзәпләндүргәнлигиңни есиңдә тутқин — Уни унтума. Сән Мисир зиминидин чиққан күндин бери таки бу йәргә кәлгичә Пәрвәрдигарға асийлиқ қилип кәлдиң.
8 你们在何烈山又惹耶和华发怒;他恼怒你们,要灭绝你们。
Силәр Һорәб теғида Пәрвәрдигарни ғәзәпләндүргән вә Пәрвәрдигар силәргә аччиқлинип, силәрни һалак қилмақчи болди.
9 我上了山,要领受两块石版,就是耶和华与你们立约的版。那时我在山上住了四十昼夜,没有吃饭,也没有喝水。
Шу чағда мән таш тахтайларни, йәни Пәрвәрдигар силәр билән түзгән әһдә тахтайлирини тапшурувелиш үчүн таққа чиққан едим; мән тағда қириқ кечә-күндүз турдум (мән нә тамақ йемидим, нә су ичмидим);
10 耶和华把那两块石版交给我,是 神用指头写的。版上所写的是照耶和华在大会的日子、在山上、从火中对你们所说的一切话。
Шуниң билән Пәрвәрдигар маңа Өз бармиғи билән пүткән икки тахтайни тапшурди; уларда Пәрвәрдигар тағда от ичидә силәргә сөзлигән чағда, җамаәт жиғилған күни ейтқан барлиқ сөзләр пүтүлгән еди.
11 过了四十昼夜,耶和华把那两块石版,就是约版,交给我。
Вә шундақ болдики, қириқ кечә-күндүз өтүп, Пәрвәрдигар маңа икки таш тахтай, йәни әһдә тахтайлирини бәрди.
12 对我说:‘你起来,赶快下去!因为你从埃及领出来的百姓已经败坏了自己;他们快快地偏离了我所吩咐的道,为自己铸成了偶像。’
Вә Пәрвәрдигар маңа: «Орнуңдин турғин, мошу йәрдин чүшкин; чүнки сән Мисирдин чиқарған хәлқиң өзлирини булғиди; улар тезла Мән уларға тапилиған йолдин чәтнәп өзлиригә қуйма бир бутни ясиди» деди.
13 “耶和华又对我说:‘我看这百姓是硬着颈项的百姓。
Пәрвәрдигар маңа сөз қилип: «Мән бу хәлиқни көрүп йәттим; мана, у бойни қаттиқ бир хәлиқтур.
14 你且由着我,我要灭绝他们,将他们的名从天下涂抹,使你的后裔比他们成为更大更强的国。’
Мени тосма, Мән уларни йоқитимән, уларниң намини асманниң тегидин өчүрүветимән вә шундақ қилип, сени улардин чоң вә улуқ бир хәлиқ қилимән» — деди.
15 于是我转身下山,山被火烧着,两块约版在我两手之中。
Мән бурулуп, тағдин чүштүм; тағ болса от билән ялқунлавататти; икки әһдә тахтийи икки қолумда еди.
16 我一看见你们得罪了耶和华—你们的 神,铸成了牛犊,快快地偏离了耶和华所吩咐你们的道,
Мән көрдүм, мана силәр Пәрвәрдигар Худайиңлар алдида гуна қилипсиләр; силәр өзүңлар үчүн қуйма бир мозайни ясапсиләр; силәр тезла Пәрвәрдигар силәргә тапилиған йолдин чәтнәп кетипсиләр.
17 我就把那两块版从我手中扔下去,在你们眼前摔碎了。
Мән икки тахтайни икки қолумға елип, чөрүп ташлап, уларни көз алдиңларда чеқивәттим.
18 因你们所犯的一切罪,行了耶和华眼中看为恶的事,惹他发怒,我就像从前俯伏在耶和华面前四十昼夜,没有吃饭,也没有喝水。
Силәр Пәрвәрдигарни ғәзәпләндүрүп барлиқ өткүзгән гунайиңлар, йәни Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилғиниңлар үчүн, йәнә авалқидәк Пәрвәрдигар алдида жиқилип, қириқ кечә-күндүз дүм яттим (мән һеч нәрсә йемидим, су ичмидим)
19 我因耶和华向你们大发烈怒,要灭绝你们,就甚害怕;但那次耶和华又应允了我。
чүнки мән Пәрвәрдигарниң силәрни йоқитидиған қаттиқ ғәзиви һәм қәһридин қорқтум. Пәрвәрдигар шу чағдиму мениң тилигимни аңлиди.
20 耶和华也向亚伦甚是发怒,要灭绝他;那时我又为亚伦祈祷。
Пәрвәрдигар Һарундин ғәзәплинип, униму йоқатмақчи болди; мән Һарун үчүнму дуа қилдим.
21 我把那叫你们犯罪所铸的牛犊用火焚烧,又捣碎磨得很细,以致细如灰尘,我就把这灰尘撒在从山上流下来的溪水中。
Мән силәрниң гунайиңларни, йәни ясиған мозайни елип уни отта көйдүрдүм вә уни янчип кукум-талқан қилип езивәттим; униң тописини елип тағдин чүшидиған ериқ сүйигә чечивәттим
22 “你们在他备拉、玛撒、基博罗·哈他瓦又惹耶和华发怒。
(силәр йәнә Табәраһ, Массаһ, Киброт-Һаттаваһдиму Пәрвәрдигарни ғәзәпләндүрдүңлар.
23 耶和华打发你们离开加低斯·巴尼亚,说:‘你们上去得我所赐给你们的地。’那时你们违背了耶和华—你们 神的命令,不信服他,不听从他的话。
Пәрвәрдигар силәрни Қадәш-Барнеадин [Қанаанға] маңдурмақчи болуп силәргә: «Чиқип, Мән силәргә тәқдим қилған зиминни егиләңлар» — дегәндиму, силәр Униң сөзигә қарши чиқип асийлиқ қилдиңлар, нә Униңға ишәнмидиңлар, нә авазиға һеч қулақ салмидиңлар.
Мән силәрни тонуған күндин тартип силәр Пәрвәрдигар Худайиңларға асийлиқ қилип кәлдиңлар).
25 “我因耶和华说要灭绝你们,就在耶和华面前照旧俯伏四十昼夜。
Шуниң билән мән әшу чағда Пәрвәрдигар алдида өзүмни йәргә етип йәнә қириқ кечә-күндүз дүм яттим; дәрвәқә дүм яттим; чүнки Пәрвәрдигар силәргә қарап «уларни йоқитимән» дегән еди.
26 我祈祷耶和华说:‘主耶和华啊,求你不要灭绝你的百姓。他们是你的产业,是你用大力救赎的,用大能从埃及领出来的。
Шуңа мән Пәрвәрдигарға дуа қилип: «И Рәб Пәрвәрдигар, Сән Өз улуқлуғуң арқилиқ Өзүң үчүн һөрлүк бәдили төләп сетивалған, Мисирдин күчлүк қолуң билән чиқарған Өз хәлқиң болған мирасиңни йоқатмиғайсән;
27 求你记念你的仆人亚伯拉罕、以撒、雅各,不要想念这百姓的顽梗、邪恶、罪过,
Өз қуллириң Ибраһим, Исһақ вә Яқупни есиңдә тутқайсән; бу хәлиқниң башбаштақлиғиға, уларниң рәзиллиги яки гунайиға қаримиғайсән;
28 免得你领我们出来的那地之人说,耶和华因为不能将这百姓领进他所应许之地,又因恨他们,所以领他们出去,要在旷野杀他们。
болмиса, сән бизни елип чиққан шу зиминдикиләр: «Пәрвәрдигар бу хәлиқни уларға вәдә қилған зиминни егиләшкә елип кирәлмәйдиғанлиғи үчүн вә уларға нәпрәтләнгини түпәйлидин уларни чөл-баяванда йоқитишқа [Мисирдин] чиқарди» — дәйду.
29 其实他们是你的百姓,你的产业,是你用大能和伸出来的膀臂领出来的。’”
Қандақла болмисун, улар зор күчүң вә узартилған билигиң билән [Мисирдин] чиқарған хәлқиң вә сениң мирасиңдур» — дедим.