< 申命记 33 >
Худаниң адими болған Мусаниң өлүмидин илгири Исраилларни бәрикәтләшкә тилигән бәхит-тиләклири мунулар: —
2 他说:耶和华从西奈而来, 从西珥向他们显现, 从巴兰山发出光辉, 从万万圣者中来临, 从他右手为百姓传出烈火的律法。
У мундақ деди: — «Пәрвәрдигар Өзи Синай теғидин келип, Сеирдин чиқип [Исраил] үстигә парлиди; Паран теғидин пәйда болуп чақниди, У түмәнлигән муқәддәсләрниң оттурисидин чиқип кәлди; Оң қолидин Исраилға аталған отлуқ бир қанун чиқти.
3 他疼爱百姓; 众圣徒都在他手中。 他们坐在他的脚下, 领受他的言语。
Дәрһәқиқәт, У хәлиқни сөйиду; Сениң барлиқ муқәддәс бәндилириң қолуңдидур; Уларниң һәр бири айиғиң алдида олтирип, Сөзлириңгә муйәссәр болиду.
Муса бизгә бир қанун буйруп, Буни Яқупниң җамаитигә мирас қилип бәрди;
5 百姓的众首领, 以色列的各支派, 一同聚会的时候, 耶和华在耶书 中为王。
Хәлиқниң сәрдарлири җәм болуп, Исраилниң қәбилилири бир йәргә жиғилғанда, У Йәшурунниң оттурисида падишадәк болди.
«Рубән болса, адәмлири өлүп кәтмәй, һаят турсун; Униң адәмлири аз болмисун».
7 为犹大祝福说: 求耶和华俯听犹大的声音, 引导他归于本族; 他曾用手为自己争战, 你必帮助他攻击敌人。
[Муса]ниң Йәһуда тоғрисида тилигән бәхити мундақ: — «Йәһуданиң авазини аңлиғайсән, и Пәрвәрдигар; Уни өз хәлқигә қобул қилдурғайсән; Униң қоллири улар үчүн күрәш қилсун; Әнди өзини әзгүчиләргә қарши турушқа униңға мәдәт болғайсән».
8 论利未说: 耶和华啊,你的土明和乌陵 都在你的虔诚人那里。 你在玛撒曾试验他, 在米利巴水与他争论。
У Лавий тоғрисида мундақ деди: — «Сениң урим вә туммим ташлириң Сениң бу муқәддәс бәндәңгә тапшурулған; Сән уни Массаһда синидиң, Мәрибаһниң сулириниң йенида униң билән талаштиң.
9 他论自己的父母说: 我未曾看见; 他也不承认弟兄, 也不认识自己的儿女。 这是因利未人遵行你的话, 谨守你的约。
У өз ата-аниси тоғрисида: «Уларға йүз-хатирә қилмаймән», дәп ейтти, Өз қериндашлириниң һеч йүзини қилмай, Өз балилириниму тонушни халимай, Бәлки Сениң сөзүңгә әмәл қилип, әһдәңни чиң тутти.
10 他们要将你的典章教训雅各, 将你的律法教训以色列。 他们要把香焚在你面前, 把全牲的燔祭献在你的坛上。
Мана, [Лавийлар] Яқупқа һөкүмлириңни уқтуриду, Улар Исраилға қанунуңни үгитиду; Улар димиғиңға хушбуйни суниду, Қурбангаһиңға пүтүн көйдүрмә қурбанлиқларни кәлтүриду.
11 求耶和华降福在他的财物上, 悦纳他手里所办的事。 那些起来攻击他和恨恶他的人, 愿你刺透他们的腰, 使他们不得再起来。
И Пәрвәрдигар, униң тәәллуқатини бәрикәтлигәйсән, Униң қоллириниң әҗри Сени хуш қилғидәк болғай, Униңға қарши чиққанлар вә униңдин нәпрәтләнгәнләр болса, Уларни қопалмиғидәк һалда бәллирини сундурғайсән!»
12 论便雅悯说: 耶和华所亲爱的必同耶和华安然居住; 耶和华终日遮蔽他,也住在他两肩之中。
У Бинямин тоғрисида мундақ деди: — «Пәрвәрдигарниң сөйгини болса, У Униң йенида бехәтәр макан қилиду, Пәрвәрдигар сайә болуп пүтүн күн уни сақлайду, У уни мүриси оттурисида маканлаштуриду»
13 论约瑟说: 愿他的地蒙耶和华赐福, 得天上的宝物、甘露, 以及地里所藏的泉水;
Йүсүп тоғрисида у мундақ деди: — «Униң зимини Пәрвәрдигар тәрипидин бәрикәтлик болғай! Асманларниң есил немәтлири билән, Шәбнәм билән, Йәр тегидики немәтлири билән,
Күндин һасил болидиған есил мәһсулатлири билән, Айдин һасил болидиған есил немәтлири билән,
Қедимки тағларниң алий немәтлири билән, Мәңгүлүк дөңләрниң есил немәтлири билән,
16 得地和其中所充满的宝物, 并住荆棘中上主的喜悦。 愿这些福都归于约瑟的头上, 归于那与弟兄迥别之人的顶上。
Йәрниң есил немәтлири вә униңға толған һәммә мәвҗудатлири билән, Азғанлиқта турғучи Затниң шапаити билән бәрикәтләнсун! Буларниң һәммиси Йүсүпниң бешиға, Йәни өз қериндашлиридин айрилғанниң чоққисиға чүшсун.
17 他为牛群中头生的,有威严; 他的角是野牛的角, 用以抵触万邦,直到地极。 这角是以法莲的万万, 玛拿西的千千。
Униң һәйвиси өз буқисиниң тунҗисидәктур; Униң мүңгүзлири явайи калиниң мүңгүзлиридәктур, Улар билән у әл-жутларниң һәммисини бирақла йәр йүзиниң чәтлиригичә үсиду. Мана Әфраимниң түмәнлигән адәмлири, Манассәһниң миңлиған адәмлири шундақ болиду».
18 论西布伦说: 西布伦哪,你出外可以欢喜。 以萨迦啊,在你帐棚里可以快乐。
Зәбулун тоғрисида у мундақ деди: — «Әй Зәбулун, сән чиққиниңда шатланғин; Әй сән Иссакар, өз чедирлириңда хуш болғин!
19 他们要将列邦召到山上, 在那里献公义的祭; 因为他们要吸取海里的丰富, 并沙中所藏的珍宝。
Мана улар хәлиқләрни таққа чақириду, Шу йәрдә улар һәққанийлиқниң қурбанлиқлирини суниду, Чүнки улар деңиздики мол дөләтләрни, Қумға көмүлгән гөһәрләрни сүмүрүп уларға муйәссәр болиду».
20 论迦得说: 使迦得扩张的应当称颂! 迦得住如母狮; 他撕裂膀臂,连头顶也撕裂。
Гад тоғрисида у мундақ деди: — «Гадниң зиминини кеңәйткүчигә бәхит-бәрикәт болғай; Гад болса чиши ширдәк олтирақлашти; У биләк һәм баш терисини титма-титма қиливетиду;
21 他为自己选择头一段地, 因在那里有设立律法者的分存留。 他与百姓的首领同来; 他施行耶和华的公义 和耶和华与以色列所立的典章。
Шу йәрдә у әң есил несивини талливалди; Чүнки шу йәрдиму у һөкүм бекиткүчиниң үлүши болған җай сақлақлиқтур; У хәлиқниң сәрдарлири билән келип, Исраил билән биргә Пәрвәрдигарниң адалити билән һөкүмлирини жүргүзди».
Дан тоғрисида у мундақ деди: — «Дан болса яш бир ширдур; У Башандин тақлап өтиду».
23 论拿弗他利说: 拿弗他利啊,你足沾恩惠, 满得耶和华的福, 可以得西方和南方为业。
Нафтали тоғрисида у мундақ деди: — «Әй Нафтали, илтипатқа тоюнғансән, Пәрвәрдигар тәрипидин кәлгән бәхит-бәрикәткә толуп, Мәғрип билән җәнупни өзүңгә мүлүк қилип егиләйсән».
24 论亚设说: 愿亚设享受多子的福乐, 得他弟兄的喜悦, 可以把脚蘸在油中。
Ашир тоғрисида у мундақ деди: — «Ашир оғуллар билән бәрикәтлиниду; У қериндашлири арисида илтипат көрсун; Пути майға чилансун.
25 你的门闩是铜的,铁的。 你的日子如何,你的力量也必如何。
Дәрваза балдақлириң төмүр билән мистин болиду; Күнлириң қандақ болса, күчүңму шуниңға мувапиқ тәң болиду».
26 耶书 哪,没有能比 神的。 他为帮助你,乘在天空, 显其威荣,驾行穹苍。
«— Әй Йәшурун, Тәңриңдәк башқа һеч ким йоқтур; У саңа ярдәмгә асманлар үстигә, Зор һәйвиси билән булутларниң үстигә минип келиду.
27 永生的 神是你的居所; 他永久的膀臂在你以下。 他在你前面撵出仇敌, 说:毁灭吧。
Әзәлий Худа сениң башпанаһиңдур, Астиңда әбәдий биләкләр туриду. У сениң алдиңдин дүшмәнни һайдап: — «Уларни һалак қилғин!» дәп [саңа] буйруйду.
28 以色列安然居住; 雅各的本源独居五谷新酒之地。 他的天也滴甘露。
Шуниң билән Исраил ашлиқ билән йеңи шарап мол болған бир зиминда туруп, Ялғуз аман-есән макан тутиду, Яқупниң булиқи охшашла аман-есән болиду; Униң асманлириму шәбнәм темитип туриду.
29 以色列啊,你是有福的! 谁像你这蒙耶和华所拯救的百姓呢? 他是你的盾牌,帮助你, 是你威荣的刀剑。 你的仇敌必投降你; 你必踏在他们的高处。
Бәхитликсән, и Исраил! Сәндәк Пәрвәрдигарниң Өзи қутқузған хәлиқтин йәнә ким бар? У болса сениң мәдәткар қалқиниң, Һәйвәтлик қиличиңдур! Сениң дүшмәнлириң саңа зәиплишип бойсуниду; Сән уларниң егиз җайлирида дәссәп маңисән».