< 但以理书 6 >

1 大流士随心所愿,立一百二十个总督,治理通国。
Падиша Дариус пүтүн падишалиқни идарә қилиш үчүн бир йүз жигирмә вәзирни һәр қайси жутларни башқурушқа тайинлашни мувапиқ көрди.
2 又在他们以上立总长三人(但以理在其中),使总督在他们三人面前回复事务,免得王受亏损。
Буниңдин башқа у бу вәзирләрни назарәт қилип, бу вәзирләрниң һесавини елиш, шундақла падишаниң һоқуқ-мәнпәәти зиянға учримисун дәп Даниял вә башқа икки кишини назарәтчиликкә тайинлиди.
3 因这但以理有美好的灵性,所以显然超乎其余的总长和总督,王又想立他治理通国。
Даниялда алаһидә бир роһий хусусийәт бар болғачқа, у башқа назарәтчиләрдин вә вәзирләрдин иқтидарлиқ чиқти. Шуңа падиша уни пүткүл падишалиқни идарә қилишқа тайинлимақчи болди.
4 那时,总长和总督寻找但以理误国的把柄,为要参他;只是找不着他的错误过失,因他忠心办事,毫无错误过失。
Шуниң билән башқа назарәтчи вә вәзирләр униң падишалиқтики мәмурий ишлиридин сәһвәнлик издиди. Лекин улар әрз қилғидәк һеч қандақ банә-сәвәп яки сәһвәнлик тапалмиди. Чүнки Даниял диянәтлик вә ишәшлик болуп, униңдин қилчә кәмчилик яки сәһвәнлик чиқиралмиған еди.
5 那些人便说:“我们要找参这但以理的把柄,除非在他 神的律法中就寻不着。”
Шуңа шу адәмләр өз ара: — Даниялниң Худасиниң қануниға мунасивәтлик ишлиридин башқа, униңдин әйиплигидәк һеч қандақ банә тапалмаймиз, — дейишти.
6 于是,总长和总督纷纷聚集来见王,说:“愿大流士王万岁!
Шуңа улар өз ара тил бириктүруп падишаниң алдиға кирип: — Падиша Дариус алийлири мәңгү яшиғайла!
7 国中的总长、钦差、总督、谋士,和巡抚彼此商议,要立一条坚定的禁令,三十日内,不拘何人,若在王以外,或向神或向人求什么,就必扔在狮子坑中。
Алийлириниң падишалиқлиридики барлиқ назарәтчи, валий, вәзир, мәслиһәтчи, һаким вә әмәлдарлар бирликтә мәслиһәтләштуқ; һәр қандақ киши оттуз күн ичидә һәр қандақ илаһқа һәр қандақ дуа-тилавәт қилишқа вә яки һәр қандақ кишидин бир нәрсә тиләшкә рухсәт болмисун, и алийлири, пәқәт силидинла тилиши рухсәт болсун дегән шаһанә ярлиқниң чүшүрүлүшини лайиқ көрдуқ. Бу пәрман қәтъий болсун, кимки бу пәрманға хилаплиқ қилса, у ширлар өңкүригә ташлансун!
8 王啊,现在求你立这禁令,加盖玉玺,使禁令决不更改;照米底亚和波斯人的例是不可更改的。”
Әнди, и алийлири бу пәрманни бекитип чүшүргәйла, униң өзгәртилмәслиги үчүн ярлиқнамигә имза қойғайла; чүнки Медиа вә Парс қануни бойичә, пәрман чиқирилиши биләнла өзгәртишкә болмайду, — деди.
9 于是大流士王立这禁令,加盖玉玺。
Шуниң билән Дариус пәрманни бекитип ярлиқнамиға қол қойди.
10 但以理知道这禁令盖了玉玺,就到自己家里(他楼上的窗户开向耶路撒冷),一日三次,双膝跪在他 神面前,祷告感谢,与素常一样。
Даниял бу ярлиқнамигә имза қоюлғанлиғини аңлап, өйигә қайтти. Униң өйиниң өгүзидә бир балихана болуп, деризиси Йерусалимға қарайдиған болуп, очуқ туратти. У адити бойичә деризиниң алдида тизлинип олтирип, һәр күни үч қетим Худаға дуа-тилавәт қилип шүкүр ейтатти.
11 那些人就纷纷聚集,见但以理在他 神面前祈祷恳求。
Лекин һелиқи адәмләр биллә келип Даниялниң Худаға дуа вә тилавәт қиливатқинини көрди.
12 他们便进到王前,提王的禁令,说:“王啊,三十日内不拘何人,若在王以外,或向神或向人求什么,必被扔在狮子坑中。王不是在这禁令上盖了玉玺吗?”王回答说:“实有这事,照米底亚和波斯人的例是不可更改的。”
Андин улар бирликтә падишаниң алдиға берип пәрман тоғрисида гәп ечип: — И алийлири, өзлири: Оттуз күн ичидә өзлиридин башқа һәр қандақ илаһдин яки һәр қандақ инсандин бирәр немини тилигән һәр қандақ киши ширлар өңкүригә ташлансун, дегән бир пәрманға имза қойған әмәсму? — дәп сориди. Падишаһ: — Дәрвәқә шундақ қилдим, Медиа вә Парс қануни бойичә пәрманни өзгәрткили болмайду, — деди.
13 他们对王说:“王啊,那被掳之犹大人中的但以理不理你,也不遵你盖了玉玺的禁令,他竟一日三次祈祷。”
Андин улар падишаға җававән: — Йәһудадин әсир елип келингән кишиләрдин һелиқи Даниял, и алийлири, силини вә сили имза қойған пәрманни көзгә илмайду, бәлки һәр күндә үч қетим өз дуа-тилавитини қиливатиду, — дейишти.
14 王听见这话,就甚愁烦,一心要救但以理,筹划解救他,直到日落的时候。
Буни аңлиған падиша өз-өзигә кайип, көңүл қоюп Даниялни қутқушушқа амал тапмақчи болуп, у күн патқичә һәр хил қутқузуш амали үстидә издинип жүрди.
15 那些人就纷纷聚集来见王,说:“王啊,当知道米底亚人和波斯人有例,凡王所立的禁令和律例都不可更改。”
Лекин ахирда у кишиләр йәнә өз ара тил бириктүрүп падишаниң алдиға җәм болуп униңға: — И алийлири, өзлиригә мәлумки, Медиалар вә Парсларниң қануни дәл шуки, падишаниң бекиткән һәр қандақ қарари яки пәрманини өзгәртишкә болмайду, — дейишти.
16 王下令,人就把但以理带来,扔在狮子坑中。王对但以理说:“你所常事奉的 神,他必救你。”
Шуниң билән падишаниң әмир қилиши билән Даниял тутуп келинип, ширлар өңкүригә ташланди. Падиша Даниялға: — Сән үзүлдүрмәй ибадәт қилидиған Худайиң сени қутқузивалиду! — деди.
17 有人搬石头放在坑口,王用自己的玺和大臣的印,封闭那坑,使惩办但以理的事毫无更改。
Бир таш елинип, өңкүрниң ағзи униң билән етилди; Даниялниң ишлириға һеч ким арилашмисун дәп уни падиша өз мөһүри вә униң әмир-әмәлдарлириниң мөһүрлири билән мөһүрлиди.
18 王回宫,终夜禁食,无人拿乐器到他面前,并且睡不着觉。
Андин падиша ордиға қайтип келип кечини роза тутуп өткүзди; өзиниң тоқал-кенизәклиридин һеч қайсисини өз йениға кәлтүрмиди, у кечичә ухлалмиди.
19 次日黎明,王就起来,急忙往狮子坑那里去。
Таң етиши биләнла падиша орнидин туруп, алдирап ширлар өңкүригә барди.
20 临近坑边,哀声呼叫但以理,对但以理说:“永生 神的仆人但以理啊,你所常事奉的 神能救你脱离狮子吗?”
Падиша өңкүргә йеқинлишип азапланған һалда Даниялни чақирип: — Әй Даниял, Мәңгү Һаят Худаниң қули, сән үзүлмәс ибадәт қилидиған Худайиң сени ширлардин қутқузивалмидиму? — дәп товлиди.
21 但以理对王说:“愿王万岁!
Даниял җававән: — И алийлири, мәңгү яшиғайла!
22 我的 神差遣使者,封住狮子的口,叫狮子不伤我;因我在 神面前无辜,我在王面前也没有行过亏损的事。”
Худайимниң пәриштисини әвәтип ширларниң ағзини жумдуруши билән улар маңа һеч зиян-зәхмәт йәткүзәлмиди; чүнки У мәндин һеч қандақ әйип көрмиди. Алийлириниң алдидиму мән һеч қандақ зиян йәткүзгидәк иш қилмидим, — деди.
23 王就甚喜乐,吩咐人将但以理从坑里系上来。于是但以理从坑里被系上来,身上毫无伤损,因为信靠他的 神。
Буни аңлап падиша интайин хошал болуп, адәмлирини Даниялни өңкүрдин елип чиқишни буйруди. Шуниң билән улар Даниялни өңкүрдин елип чиқти. Униңдин қилчә зедә-зәхмәт тапалмиди; чүнки у Худасиға таянған еди.
24 王下令,人就把那些控告但以理的人,连他们的妻子儿女都带来,扔在狮子坑中。他们还没有到坑底,狮子就抓住他们,咬碎他们的骨头。
Андин падиша буйруқ чүшүрди, [нәвкәрлири] Даниялниң үстидин шикайәт қилғанларниң һәммисини тутуп, уларни бала-җақилири вә хотунлири билән қошуп ширлар өңкүригә ташливәтти. Улар өңкүр тегигә чүшүп болмайла ширлар етилип келип, уларниң устиханлириниму чайнап қийма-чийма қиливәтти.
25 那时,大流士王传旨,晓谕住在全地各方、各国、各族的人说:“愿你们大享平安!
Шу иштин кейин Дариус падиша йәр йүзидә туруватқан һәр қайси әл-жут, һәммә таипиләр, һәр тилда сөзлишидиған қовмларниң һәммисигә мундақ пүтүк чүшүрди: — «Һәммиңларға аманлиқ ешип-тешип турғай!
26 现在我降旨晓谕我所统辖的全国人民,要在但以理的 神面前,战兢恐惧。 因为他是永远长存的活 神, 他的国永不败坏; 他的权柄永存无极!
Мән ушбу ярлиқни чүшүримәнки, падишалиғимдики һәр бир жуттики пухралар Даниялниң Худаси алдида титрәп қорқсун! — Чүнки У Мәңгү Һаят Худадур, Мәңгү мустәһкәм өзгәрмәстур, Униң падишалиғи һалак қилинмас, Униң һакимийити әбәдил-әбәткичә болиду.
27 他护庇人,搭救人, 在天上地下施行神迹奇事, 救了但以理脱离狮子的口。”
У балайиқазадин қоғдайду вә қутқузиду, У асманлардиму, йәр йүзидиму аламәт-карамәтләрни яритиду, У Даниялни ширларниң чаңгилидин қутқузди».
28 如此,这但以理,当大流士王在位的时候和波斯王塞鲁士在位的时候,大享亨通。
Даниялниң болса шу ишлардин кейин Дариус һөкүм сүргән мәзгилдә, шундақла Парс падишаси Қурәш һөкүм сүргән вақитларда ишлири раван жүрүшти.

< 但以理书 6 >