< 列王纪下 16 >

1 利玛利的儿子比加十七年,犹大王约坦的儿子亚哈斯登基。
Рәмалияниң оғли Пикаһниң он йәттинчи жилида, Йотамниң оғли Аһаз Йәһудаға падиша болди.
2 他登基的时候年二十岁,在耶路撒冷作王十六年;不像他祖大卫行耶和华—他 神眼中看为正的事,
Аһаз падиша болғанда жигирмә яшқа киргән болуп, Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилған еди. У атиси Давут қилғандәк әмәс, әксичә Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилмиди.
3 却效法以色列诸王所行的,又照着耶和华从以色列人面前赶出的外邦人所行可憎的事,使他的儿子经火,
У Исраилниң падишалириниң йолида маңатти, һәтта Пәрвәрдигар Исраилниң алдидин һайдап чиқарған әлләрниң жиркиничлик гуналириға әгишип, өз оғлини оттин өткүзүп көйдүрди.
4 并在邱坛上、山冈上、各青翠树下献祭烧香。
У «жуқури җайлар»да, дөңләрдә вә һәр бир көк дәрәқләрниң астида қурбанлиқ қилип, күҗә көйдүрәтти.
5 亚兰王利汛和以色列王利玛利的儿子比加上来攻打耶路撒冷,围困亚哈斯,却不能胜他。
Шу вақитта Сурийәниң падишаси Рәзин билән Исраилниң падишаси, Рәмалияниң оғли Пикаһ Йерусалимға һуҗум қилип, [падиша] Аһазни муһасиригә елип қоршивалғини билән, лекин уни мәғлуп қилалмиди.
6 当时亚兰王利汛收回以拉他归与亚兰,将犹大人从以拉他赶出去。亚兰人就来到以拉他,住在那里,直到今日。
Әшу вақитта Сурийәниң падишаси Рәзин Елат шәһирини Сурийәгә қайтурувалди вә шу йәрдә туруватқан Йәһудаларни һайдивәтти. Андин Сурийләр келип у йәрдә олтирақлашти; улар бүгүнгичә шу йәрдә турмақта.
7 亚哈斯差遣使者去见亚述王提革拉·毗列色,说:“我是你的仆人、你的儿子。现在亚兰王和以色列王攻击我,求你来救我脱离他们的手。”
Аһаз Асурийәниң падишаси Тиглат-Пиләсәргә әлчиләрни әвәтип: Мән силиниң қуллири, силиниң оғуллири болимән; маңа һуҗум қиливатқан Сурийәниң падишасиниң қолидин вә Исраилниң падишасиниң қолидин қутқузушқа чиққайла, деди.
8 亚哈斯将耶和华殿里和王宫府库里所有的金银都送给亚述王为礼物。
Шуни ейтип Аһаз Пәрвәрдигарниң өйи вә падишаниң ордисидики ғәзниләрдики күмүч билән алтунни соға қилип, Асурийәниң падишасиға әвәтти.
9 亚述王应允了他,就上去攻打大马士革,将城攻取,杀了利汛,把居民掳到吉珥。
Асурийәниң падишаси униң тәливигә қошулди; шуниң билән Асурийәниң падишаси Дәмәшққә һуҗум қилип уни ишғал қилди; униңдики аһалини тутқун қилип Кир шәһиригә елип барди вә Рәзинни өлтүрди.
10 亚哈斯王上大马士革去迎接亚述王提革拉·毗列色,在大马士革看见一座坛,就照坛的规模样式作法画了图样,送到祭司乌利亚那里。
Аһаз падиша әнди Асурийәниң падишаси Тиглат-Пиләсәр билән көрүшкили Дәмәшққә барди вә шундақла Дәмәшқтики қурбангаһни көрди. Андин Аһаз падиша шу қурбангаһниң рәсимини, униң барлиқ ясилиш тәпсилатлириниң лайиһисини сизип, уни Урия каһинға йәткүзди.
11 祭司乌利亚照着亚哈斯王从大马士革送来的图样,在亚哈斯王没有从大马士革回来之先,建筑一座坛。
Шуниң билән Урия каһин Аһаз падиша Дәмәшқтин әвәткән барлиқ тәпсилатлар бойичә бир қурбангаһ ясиди. Аһаз падиша Дәмәшқтин йенип кәлмәстә, Урия каһин уни шундақ тәйяр қилған еди.
12 王从大马士革回来看见坛,就近前来,在坛上献祭;
Падиша Дәмәшқтин йенип келип, қурбангаһни көрүп, қурбангаһқа берип, униң үстигә қурбанлиқ сунди;
13 烧燔祭、素祭、浇奠祭,将平安祭牲的血洒在坛上,
у қурбангаһниң үстигә көйдүрмә қурбанлиқ вә ашлиқ һәдийәсини көйдүрүп, «шарап һәдийә»сини төкүп, «енақлиқ қурбанлиғи»ниң қенини чачти.
14 又将耶和华面前的铜坛从耶和华殿和新坛的中间搬到新坛的北边。
Шундақ қилип у Пәрвәрдигарниң һозуриниң алдидики мис қурбангаһни елип уни Пәрвәрдигарниң өйи билән өзиниң қурбангаһиниң оттурисидин өткүзүп, өз қурбангаһиниң шимал тәрипигә қойдурди.
15 亚哈斯王吩咐祭司乌利亚说:“早晨的燔祭、晚上的素祭,王的燔祭、素祭,国内众民的燔祭、素祭、奠祭都要烧在大坛上。燔祭牲和平安祭牲的血也要洒在这坛上,只是铜坛我要用以求问耶和华。”
Аһаз падиша Урия каһинға буйруқ қилип: Мошу чоң қурбангаһ үстигә әтигәнлик көйдүрмә қурбанлиқ билән кәчлик ашлиқ һәдийәсини, падишаниң көйдүрмә қурбанлиғи билән ашлиқ һәдийәсини, һәммә жутниң пүтүн хәлқиниң көйдүрмә қурбанлиғи, ашлиқ һәдийә вә шарап һәдийәлирини көйдүрүп сунисән. Көйдүрмә қурбанлиқларниң барлиқ қанлири вә башқа қурбанлиқларниң барлиқ қанлирини ушбу қурбанлиқниң үстигә төкисән. Мис қурбангаһ болса мениң йол соришим үчүн болсун, деди.
16 祭司乌利亚就照着亚哈斯王所吩咐的行了。
Шуниң билән Урия каһин Аһаз падиша буйруғанниң һәммисини ада қилди.
17 亚哈斯王打掉盆座四面镶着的心子,把盆从座上挪下来,又将铜海从驮海的铜牛上搬下来,放在铺石地;
Аһаз падиша дас тәгликлиригә бекитилгән тахтайларни кесип аҗритип, дасларни тәгликлиридин еливәтти; у мис «деңиз»ни тегидики мис уйларниң үстидин көтирип елип, уни таш тахтайлиқ бир мәйданға қойдурди.
18 又因亚述王的缘故,将耶和华殿为安息日所盖的廊子和王从外入殿的廊子挪移,围绕耶和华的殿。
У Асурийә падишасини рази қилиш үчүн Пәрвәрдигарниң өйигә тутишидиған «Шабат күнидики айванлиқ йол» билән падиша ташқиридин киридиған йолни етивәтти.
19 亚哈斯其余所行的事都写在犹大列王记上。
Аһазниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
20 亚哈斯与他列祖同睡,葬在大卫城他列祖的坟地里。他儿子希西家接续他作王。
Аһаз өз ата-бовилири арисида ухлиди; у ата-бовилириниң арисида «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилинди; оғли Һәзәкия орнида падиша болди.

< 列王纪下 16 >