< 哥林多后书 6 >
Әнди [Худаниң] һәмкарлири сүпитидә силәрдин Униң меһри-шәпқитини қобул қилип туруп уни бекарға кәткүзмәңлар дәп өтүнимиз
2 因为他说:“在悦纳的时候,我应允了你;在拯救的日子,我搭救了你。”看哪,现在正是悦纳的时候!现在正是拯救的日子;
(чүнки у: «Шапаәт көрситилидиған бир пәйттә дуайиңни иҗабәт қилишни бекиткәнмән, ниҗат-қутулуш йәткүзүлидиған бир күнидә Мән саңа ярдәмдә болушумни бекиткәнмән» — деди. Мана, һазир болса «шапаәт көрситилидиған яхши пәйт»; мана, һазир «ниҗат-қутулуш күни»дур!).
[Рәбниң] хизмитигә дағ кәлтүрүлмисун дәп һеч қандақ ишта һеч кимниң иманиға тосалғулуқ қилмаймиз;
4 反倒在各样的事上表明自己是 神的用人,就如在许多的忍耐、患难、穷乏、困苦、
бәлки һәр бир ишта өзимизни Худаниң хизмәткарлири сүпитидә нәмунә қилип жүримиз; зор чидамлиқ билән, җәбир-зулумларда, җапа-мушәққәтләрдә, бесим-қистақларда,
камча ярилирида, зинданларда, қозғилаң-топилаңлар ичидә, еғир меһнәтләрдә, түнәшләрдә, роза тутушларда,
6 廉洁、知识、恒忍、恩慈、圣灵的感化、无伪的爱心、
паклиқ билән, билимләр билән, сәвир-тақәтлик билән, меһриванлиқлар билән, Муқәддәс Роһ билән, сахтилиқсиз меһир-муһәббәт билән,
һәқиқәтниң сөз-калами билән, Худаниң күч-қудрити билән, һәққанийлиқниң оң-сол қоллардики қураллири билән,
8 荣耀、羞辱,恶名、美名;似乎是诱惑人的,却是诚实的;
һәм иззәт-шөһрәттә һәм һақарәт ичидә, төһмәт һәм тәриплинишләр ичидә [өзимизни Худаниң хизмәкарлири сүпитидә намайән қилдуқ]; ялғанчилар дәп қаралған болсақму сәмимий-садиқ болуп,
9 似乎不为人所知,却是人所共知的;似乎要死,却是活着的;似乎受责罚,却是不至丧命的;
намсиз болдуқ-ю, амма мәшһормиз; өләй дәп қалдуқ-ю, амма мана, һаяттурмиз; тәрбийидә җазаландуқ-ю, амма өлүмгә мәһкүм қилинмидуқ;
10 似乎忧愁,却是常常快乐的;似乎贫穷,却是叫许多人富足的;似乎一无所有,却是样样都有的。
дәрд-әләм тарттуқ-ю, амма дайим шат-хурамлиқта туримиз; намрат болғинимиз билән, амма көп адәмләрни бай қилғучимиз; һеч немимиз йоқ болғини билән, амма һәммигә егидармиз.
11 哥林多人哪,我们向你们,口是张开的,心是宽宏的。
Силәргә очуқ-йоруқ сөзлидуқ, әй Коринтлиқлар, бизниң бағримиз силәргә кәң ечилди!
12 你们狭窄,原不在乎我们,是在乎自己的心肠狭窄。
Силәр биз тәрәптин қисилған әмәс, лекин өз ич-бағриңларниң тарлиғидин қисилисиләр;
13 你们也要照样用宽宏的心报答我。我这话正像对自己的孩子说的。
әнди адил алмаштурушта болуп — (өз пәрзәнтлиримгә сөзлигәндәк сөзләймән) — бағриңларни бизгиму кәң ечиңлар.
14 你们和不信的原不相配,不要同负一轭。义和不义有什么相交呢?光明和黑暗有什么相通呢?
Етиқатсизлар билән бир боюнтуруққа четилип тәңсизликтә болмаңлар; чүнки һәққанийлиқ вә қәбиһлик оттурисида қандақму ортақлиқ болсун? Йоруқлуқниң қараңғулуқ билән қандақ һәмраһлиғи болсун?
15 基督和彼列有什么相和呢?信主的和不信主的有什么相干呢?
Мәсиһниң Белиал билән немә енақлиғи болсун? Ишәнгүчиниң ишәнмигүчи билән қандақ ортақ несивиси болсун?
16 神的殿和偶像有什么相同呢?因为我们是永生 神的殿,就如 神曾说: 我要在他们中间居住, 在他们中间来往; 我要作他们的 神; 他们要作我的子民。
Худаниң ибадәтханисиниң бутлар билән қандақ бирлиги болсун? Чүнки силәр тирик Худаниң ибадәтханисидурсиләр — Худаниң: «Мән уларда туримән, уларниң арисида жүримән; уларниң Худаси болимән вә улар Мениң хәлқим болиду» дегинидәк [силәр Униң ибадәтханисидурсиләр];
17 又说:你们务要从他们中间出来, 与他们分别; 不要沾不洁净的物,我就收纳你们。
Шуниң үчүн «Уларниң арисидин чиқип кетиңлар, Маңа айрилиңлар», — дәйду Рәб, — «һеч напак нәрсигә тәккүчи болмаңлар», «шундила Мән силәрни қобул қилимән»,
18 我要作你们的父; 你们要作我的儿女。 这是全能的主说的。
вә: «Мән силәргә Ата болимән, силәр Маңа оғул-қизлирим болисиләр» — дәйду Һәммигә Қадир болған Рәб.