< 历代志下 9 >

1 示巴女王听见所罗门的名声,就来到耶路撒冷,要用难解的话试问所罗门;跟随她的人甚多,又有骆驼驮着香料、宝石,和许多金子。她来见了所罗门,就把心里所有的对所罗门都说出来。
Шебаниң аял падишаси болса Сулайманниң даңқ-шөһритини аңлап, уни қийин чигиш-соаллар билән синиғили Йерусалимға кәлди. У хушбуй буюмлар, интайин тола алтун вә яқут-гөһәрләр артилған төгиләрни елип, чоң дәбдәбә билән кәлди. Сулайманниң қешиға кәлгәндә өз көңлигә пүккән һәммә иш тоғрилиқ униң билән сөзләшти.
2 所罗门将她所问的都答上了,没有一句不明白、不能答的。
Сулайман униң һәммә сориғанлириға җавап бәрди. Һеч немә Сулайманға қараңғу әмәс еди, бәлки һәммисидә униңға җавап бәрди.
3 示巴女王见所罗门的智慧和他所建造的宫室、
Шебаниң аял падишаси Сулайманниң даналиғиға, ясиған орда-сарайға,
4 席上的珍馐美味、群臣分列而坐、仆人两旁侍立,以及他们的衣服装饰、酒政,和酒政的衣服装饰,又见他上耶和华殿的台阶,就诧异得神不守舍,
дәстихандики таамларға, әмәлдарларниң қатар-қатар олтиришлириға, хизмәткарлириниң қатар-қатар турушлириға, уларниң кийгән кийимлиригә, униң сақийлири вә уларниң кийгән кийимлиригә вә униң Пәрвәрдигарниң өйидә атап сунған көйдүрмә қурбанлиқлириға қарап, үни ичигә чүшүп кәтти.
5 对王说:“我在本国里所听见论到你的事和你的智慧实在是真的!
У падишаға: — Мән өз жутумда силиниң ишлири вә даналиқлири тоғрисида аңлиған хәвәр раст екән;
6 我先不信那些话,及至我来亲眼见了,才知道你的大智慧;人所告诉我的,还不到一半;你的实迹越过我所听见的名声。
амма мән келип өз көзлирим билән көрмигичә бу сөзләргә ишәнмигән едим; вә мана, мән һәтта йериминиму аңлимиған екәнмән; силиниң даналиқлири билән бәрикәт-баяшатлиқлири мән аңлиған хәвәрдин зиядә екән.
7 你的群臣、你的仆人常侍立在你面前听你智慧的话是有福的。
Силиниң адәмлири немидегән бәхитлик-һә! Һемишә силиниң алдилирида туруп даналиқлирини аңлайдиған бу хизмәткарлири нәқәдәр бәхитликтур!
8 耶和华—你的 神是应当称颂的!他喜悦你,使你坐他的国位,为耶和华—你的 神作王;因为你的 神爱以色列人,要永远坚立他们,所以立你作他们的王,使你秉公行义。”
Силидин сөйүнгән, силини өзи үчүн Исраилниң тәхтигә олтарғузған Пәрвәрдигар Худалири мубарәктур! Худалири Исраилға бағлиған муһәббити үчүн, уларни мәңгү мәзмут турсун дәп У силини тоғра һөкүм вә адаләт сүргили улар үстигә падиша қилди, деди.
9 于是示巴女王将一百二十他连得金子和宝石,与极多的香料送给所罗门王;她送给王的香料,以后再没有这样的。
У падишаға бир йүз жигирмә талант алтун, интайин көп хушбуй буюмлар вә яқут-гөһәрләрни соға қилди. Шебаниң аял падишаси Сулайман падишаға сунған шунчә зор миқдардики хушбуй буюмлар шуниңдин кейин һеч көрүнгән әмәс
10 希兰的仆人和所罗门的仆人从俄斐运了金子来,也运了檀香木和宝石来。
(Офирдин алтунларни әпкелидиған Һурамниң хизмәткарлири вә Сулайманниң хизмәткарлири йәнә интайин зор миқдардики сәндәл яғичини вә яқут-гөһәрләрниму елип кәлди.
11 王用檀香木为耶和华殿和王宫做台,又为歌唱的人做琴瑟;犹大地从来没有见过这样的。
Падиша сәндәл яғичидин Пәрвәрдигарниң өйи үчүн вә падишаниң ордиси үчүн пәләмпәйләр ясап һәм нәғмә-навачилар үчүн чилтарлар вә сазларни шуниңдин ясатти. Шундақ есил сәндәл яғичи Йәһуда зиминида бу вақитқичә һеч көрүлүп бақмиған еди).
12 所罗门王按示巴女王所带来的,还她礼物,另外照她一切所要所求的,都送给她。于是女王和她臣仆转回本国去了。
Сулайман падиша Шебаниң аял падишасиға униң өзигә қилған соғилиридин ашуруп соға тутти, аял падишаниң көңли тартқан һәммини — немә сориса, шуни бәрди; андин у хизмәткарлири билән йолға чиқип өз жутиға қайтип кәтти.
13 所罗门每年所得的金子共有六百六十六他连得,
Сулайманға һәр жили кәлтүрүлгән алтунниң өзи алтә йүз атмиш алтә талант еди.
14 另外还有商人所进的金子,并且阿拉伯诸王与属国的省长都带金银给所罗门。
Бу киримдин башқа, оқәтчи-тиҗарәтчиләр, барлиқ әрәб падишалар вә өз зиминидики әмәлдарларму алтун-күмүчләрни елип Сулайманға тапшуратти.
15 所罗门王用锤出来的金子打成挡牌二百面,每面用金子六百舍客勒;
Сулайман падиша икки йүз чоң сипарни соқтурди вә һәр сипарға алтә йүз шәкәл алтун кәтти.
16 又用锤出来的金子打成盾牌三百面,每面用金子三百舍客勒,都放在黎巴嫩林宫里。
Шундақла үч йүз қалқанни япилақланған алтундин ясиди; һәр бир қалқанни ясашқа үч йүз шәкәл алтун ишлитилди; падиша уларни «Ливан ормини сарийи»ға есип қойди.
17 王用象牙制造一个大宝座,用精金包裹。
Падиша пил чишлиридин чоң бир тәхт ясап, уни сап алтун билән қаплатти.
18 宝座有六层台阶,又有金脚凳,与宝座相连。宝座两旁有扶手,靠近扶手有两个狮子站立。
Тәхтниң алтә қәвәтлик пәләмпийи бар еди, униң бир алтун путпәриси тәхт билән тутишип туратти; орундуқниң икки йенида таянғучиси бар еди, һәр бир таянғучниң йенида бирдин өрә турған ширниң һәйкили бар еди.
19 六层台阶上有十二个狮子站立,每层有两个:左边一个,右边一个;在列国中没有这样做的。
Алтә қәвәтлик пәләмпәйниң үстидә, оң вә сол тәрипидә өрә турған он икки ширниң һәйкили болуп, һәр бир басқучниң оң-сол тәрипидә бирдин бар еди; башқа һеч қандақ әлдә униңға охшаш ясалғини йоқ еди.
20 所罗门王一切的饮器都是金的,黎巴嫩林宫里的一切器皿都是精金的。所罗门年间,银子算不了什么。
Сулайман падишаниң барлиқ җам-пиялилири алтундин ясалған; «Ливан ормини Сарайи»дики барлиқ қача-қучилар тавланған алтундин ясалған; Сулайманниң күнлиридә күмүч һеч немә һесаплинатти.
21 因为王的船只与希兰的仆人一同往他施去;他施船只三年一次装载金、银、象牙、猿猴、孔雀回来。
Чүнки падишаниң кемилири Һурамниң хизмәткарлири билән биллә Таршишқа берип туратти; «Таршиш кемә»ләр һәр үч жилда бир қетим келип алтун-күмүч, пил чишлири, маймунлар вә тозларни әкеләтти.
22 所罗门王的财宝与智慧胜过天下的列王。
Сулайман падиша йәр йүзидики барлиқ падишалардин байлиқта вә даналиқта үстүн еди.
23 普天下的王都求见所罗门,要听 神赐给他智慧的话。
Худаниң Сулайманниң көңлигә салған даналиқини аңлаш үчүн йәр йүзидики барлиқ падишалар униң билән дидарлишиш арзуси билән келәтти;
24 他们各带贡物,就是金器、银器、衣服、军械、香料、骡马,每年有一定之例。
кәлгәнләрниң һәммиси өз соғитини елип келәтти; йәни күмүч қача-қучилар, алтун қача-қучилар, кийим-кечәкләр, дубулға-савутлар, тетитқулар, атлар вә қечирларни елип келәтти. Һәр жили улар бәлгүлик миқдарда шундақ қилатти.
25 所罗门有套车的马四千棚,有马兵一万二千,安置在屯车的城邑和耶路撒冷,就是王那里。
Вә Сулайманниң җәң һарвусиға қатидиған атлири үчүн төрт миң еғили бар еди, шуниңдәк он икки миң атлиқ әскири бар еди; у уларни «җәң һарвуси шәһәрлири»гә вә өзи туридиған Йерусалимға орунлаштурди.
26 所罗门统管诸王,从大河到非利士地,直到埃及的边界。
Сулайман [Әфрат] дәриясидин Филистийә зиминиғичә таки Мисирниң чегарисиға қәдәр болған барлиқ падишалиқлар үстидин һөкүмранлиқ қилди.
27 王在耶路撒冷使银子多如石头,香柏木多如高原的桑树。
Падиша Йерусалимда күмүчни таштәк көп, кедир дәрәқлирини җәнубий түзләңликтики үҗмә дәрәқлиригә охшаш нурғун қилди.
28 有人从埃及和各国为所罗门赶马群来。
Кишиләр атларни Мисирдин вә һәр қайси жутлардин Сулайманға йәткүзүп берип туратти.
29 所罗门其余的事,自始至终,不都写在先知拿单的书上和示罗人亚希雅的预言书上,并先见易多论尼八儿子耶罗波安的默示书上吗?
Сулайманниң башқа әмәллири баштин ахириғичә «Натан пәйғәмбәрниң баянлири», «Шилоһлуқ Ахияһниң бишарити», шундақла Нибатниң оғли Йәробоам тоғрилиқ «Алдин көргүчи Иддо көргүн аламәт көрүнүшләр» дегән китапларға пүтүлгән әмәсмиди?
30 所罗门在耶路撒冷作以色列众人的王共四十年。
Сулайман Йерусалимда туруп пүтүн Исраилниң үстидин қириқ жил сәлтәнәт қилди.
31 所罗门与他列祖同睡,葬在他父大卫城里。他儿子罗波安接续他作王。
Сулайман ата-бовилири арисида ухлиди; халайиқ уни атиси Давутниң шәһиридә дәпнә қилди; униң оғли Рәһобоам униң орниға падиша болди.

< 历代志下 9 >