< 历代志下 31 >
1 这事既都完毕,在那里的以色列众人就到犹大的城邑,打碎柱像,砍断木偶,又在犹大、便雅悯、以法莲、玛拿西遍地将邱坛和祭坛拆毁净尽。于是以色列众人各回各城,各归各地。
Бу ишларниң һәммиси түгигәндин кейин, бу йәрдә һазир болған Исраилларниң һәммиси Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиригә берип, у йәрләрдики «бут түврүк»ләрни чеқип, Ашәраһ бутлирини кесип ташливәтти; йәнә Йәһуда вә Бинямин зиминда, шундақла Әфраим вә Манассәһ зимининиң һәр қайси йәрлиридики «жуқури җайлар» вә қурбангаһларни, һәммисини бузуп йоқатқичә сөкүп ташлиди. Шуниңдин кейин Исраил хәлқиниң һәр қайсиси өз тәвәлигигә, өз шәһәрлиригә қайтип кетишти.
2 希西家派定祭司利未人的班次,各按各职献燔祭和平安祭,又在耶和华殿门内事奉,称谢颂赞耶和华。
Һәзәкия каһинлар билән Лавийларни нөвәт-гуруппиларға бөлүп, каһинлар билән Лавийларниң һәр қайсисини өзигә хас хизмитигә бекитип, көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлири сунуп, Пәрвәрдигар өйиниң һойлилирида, ишик-дәрвазилири ичидә вәзипә өтәп, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуйдиған қилди.
3 王又从自己的产业中定出分来为燔祭,就是早晚的燔祭和安息日、月朔,并节期的燔祭,都是按耶和华律法上所载的;
Падиша йәнә өз мелидин бир үлүшни елип көйдүрмә қурбанлиқлар үчүн ишлитишкә буйруди; булар Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида пүтүлгини бойичә әтигәнлик вә кәчлик көйдүрмә қурбанлиқлар, шабат күни, йеңи ай вә һейт-байрам күнлиридики көйдүрмә қурбанлиқлар үчүн айрилди.
4 又吩咐住耶路撒冷的百姓将祭司、利未人所应得的分给他们,使他们专心遵守耶和华的律法。
Падиша йәнә каһинлар билән Лавийларниң Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунини чиң иҗра қилиши үчүн, тәқдим қилишқа тегишлик үлүшини уларға бериңлар, дәп Йерусалимда турушлуқ хәлиққә буйруди.
5 谕旨一出,以色列人就把初熟的五谷、新酒、油、蜜,和田地的出产多多送来,又把各物的十分之一送来的极多。
Бу буйруқ чиқирилиши биләнла, Исраиллар һосул-мәһсулатлириниң дәсләпки елинған қисми ашлиқ, йеңи шарап, [зәйтун] мейи вә һәсәлләрни һәмдә етизлиқтин чиққан һәр хил мәһсулатларниң һосуллиридин әкилишти, йәнә һәр хил нәрсилириниң ондин бирини өшригә түркүмләп әкилишти.
6 住犹大各城的以色列人和犹大人也将牛羊的十分之一,并分别为圣归耶和华—他们 神之物,就是十分取一之物,尽都送来,积成堆垒;
Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридә туруватқан Исраиллар билән Йәһудаларму қой-калилириниң ондин бирини өшригә вә Пәрвәрдигар Худасиға аталған муқәддәс буюмларниң ондин бирини өшригә әкилип, дога-дога догиливәтти.
Үчинчи айдин башлап догилинип, йәттинчи айға кәлгәндә тохтиди.
8 希西家和众首领来,看见堆垒,就称颂耶和华,又为耶和华的民以色列人祝福。
Һәзәкия әмәлдарлар билән биллә келип, дога-дога болған бу мәһсулатларни көрүп Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуди вә Униң хәлқи болған Исраилларға бәхит-саадәт тилиди.
Һәзәкия каһинлар билән Лавийлардин бу дога-дога мәһсулатлар тоғрилиқ соривиди,
10 撒督家的大祭司亚撒利雅回答说:“自从民将供物送到耶和华殿以来,我们不但吃饱,且剩下的甚多;因为耶和华赐福给他的民,所剩下的才这样丰盛。”
Задок җәмәтидин болған баш каһин Азария униңға җавап берип: — Хәлиқ Пәрвәрдигарниң өйигә һәдийә кәлтүргили башлиғандин буян тойғидәк йедуқ, йәнә нурғун ешип қалди. Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқини бәрикәтлигән, шуңа ешип қалғиниму шунчә көп, деди.
11 希西家吩咐在耶和华殿里预备仓房,他们就预备了。
Һәзәкия Пәрвәрдигарниң өйидә амбарларни тәйярлашни буйрувиди, улар шундақ қилди.
12 他们诚心将供物和十分取一之物,并分别为圣之物,都搬入仓内。利未人歌楠雅掌管这事,他兄弟示每为副管。
Улар сәмимий-садақәтлик билән һәдийәләрни, ондин бир өшрә вә Худаға алаһидә аталған нәрсиләрни амбарларға әкирди. Лавийлардин болған Конония баш амбарчи, иниси Шимәй муавин баш амбарчи болди.
13 耶歇、亚撒细雅、拿哈、亚撒黑、耶利末、约撒拔、以列、伊斯玛基雅、玛哈、比拿雅都是督理,在歌楠雅和他兄弟示每的手下,是希西家王和管理 神殿的亚撒利雅所派的。
Конония вә иниси Шимәйниң қол астида Йәһийәл, Азария, Нахат, Асаһәл, Йәримот, Йозабад, Әлийәл, Йисмақия, Маһат вә Бенаялар назарәт қилиш хизмитигә мәсъул болди; буларниң һәммисини Һәзәкия падиша билән Худаниң өйиниң башқурғучиси Азарияниң көрсәтмиси билән ишләйтти.
14 守东门的利未人音拿的儿子可利,掌管乐意献与 神的礼物,发放献与耶和华的供物和至圣的物。
Шәрқий дәрвазиниң дәрвазивини Лавий Йимнаһниң оғли Корә Худаға халис қилинған һәдийә-соғатларға мәсъул еди; у Пәрвәрдигарға сунулған вә «әң муқәддәс» болған нәрсиләрни тәқсим қилатти.
15 在他手下有伊甸、珉雅珉、耶书亚、示玛雅、亚玛利雅、示迦尼雅,在祭司的各城里供紧要的职任,无论弟兄大小,都按着班次分给他们。
Едән, Минямин, Йәшуа, Шемая, Амария вә Шеканиялар униң қол астида болуп, улар каһинларниң һәр қайси шәһәрлиридә, чоң-кичиклигигә қаралмай, нөвәт бойичә өз қериндашлириға буларни үләштүрүп беришкә тайинланди;
16 按家谱,三岁以外的男丁,凡每日进耶和华殿、按班次供职的,也分给他;
Буниңдин башқа, улар нәсәбнамигә тизимланған үч яштин жуқури әркәкләрдин, һәр күни нөвити бойичә Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, жүкләнгән вәзиписини орунлайдиғанларниң һәммисигиму тәқсим қилип берәтти.
17 又按宗族家谱分给祭司,按班次职任分给二十岁以外的利未人,
Улар нәсәби тизимланған җәмәтлири бойичә каһинларғиму һәмдә жигирмә яштин ашқан Лавийларға нөвити вә вәзиписигә қарап тәқсим қилип берәтти;
18 又按家谱计算,分给他们会中的妻子、儿女;因他们身供要职,自洁成圣。
нәсәбнамидә «[Лавий җамаити]» [дәп], пүтүлгинигә қарап буларниң барлиқ кичик балилириға, хотунлири вә оғул-қиз пәрзәнтлиригиму тәқсим қилип берәтти; чүнки улар садақәтлик билән өзлирини Худаға атап паклинип, муқәддәс болушқа беғишлиған еди.
19 按名派定的人要把应得的分给亚伦子孙,住在各城郊野、祭司所有的男丁和一切载入家谱的利未人。
Һәр қайси шәһәрләрниң әтраплирида олтирақлашқан, Һарунниң әвлатлири болған каһинларға болса, һәр бир шәһәрдә мәхсус тизимланған адәм қоюлған еди; улар каһинлар ичидики барлиқ әркәкләргә вә шундақла нәсәбнамидә пүтүлгән барлиқ Лавийларға тегишлик үлүшлирини берәтти.
20 希西家在犹大遍地这样办理,行耶和华—他 神眼中看为善为正为忠的事。
Һәзәкия пүтүн Йәһуда зиминида шундақ қилди; у өз Худаси болған Пәрвәрдигар алдида яхши, дурус вә һәқ болғанни қилди.
21 凡他所行的,无论是办 神殿的事,是遵律法守诫命,是寻求他的 神,都是尽心去行,无不亨通。
Мәйли Пәрвәрдигарниң өйидики хизмәтләргә аит ишта болсун, мәйли Тәврат қануниға һәм әмирлиригә әмәл қилиш нийитидә Худасини издәштә болсун, у пүтүн қәлби билән қилди вә ронақ тапти.