< 撒母耳记上 5 >

1 非利士人将 神的约柜从以便以谢抬到亚实突。
Филистийләр Худаниң әһдә сандуғини олҗа елип, уни Әбән-Әзәрдин елип Ашдодқа барди.
2 非利士人将 神的约柜抬进大衮庙,放在大衮的旁边。
У йәрдә Филистийләр Худаниң әһдә сандуғини елип Дагон бутханисиға әкирип, Дагон дегән бутниң йениға қойди.
3 次日清早,亚实突人起来,见大衮仆倒在耶和华的约柜前,脸伏于地,就把大衮仍立在原处。
Ашдоддикиләр әтиси сәһәр қопуп кәлсә, мана Дагон бути Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида жиқилғиничә дүм ятатти. Шуңа улар Дагон бутни елип йәнә өз орнида турғузуп қойди.
4 又次日清早起来,见大衮仆倒在耶和华的约柜前,脸伏于地,并且大衮的头和两手都在门槛上折断,只剩下大衮的残体。(
Лекин әтиси сәһәр қопуп кәлсә, мана, Дагон Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида жиқилғиничә дүм ятатти; Дагонниң беши һәм қоллири босуғида чеқилған еди; Дагонниң пәқәт белиқсиман тени қалған еди.
5 因此,大衮的祭司和一切进亚实突、大衮庙的人都不踏大衮庙的门槛,直到今日。)
Шуңа бүгүнгә қәдәр Ашдодта я Дагонниң каһинлири болсун я Дагонниң бутханисиға киргүчиләр болсун, Дагонниң босуғисиға дәссимәйду.
6 耶和华的手重重加在亚实突人身上,败坏他们,使他们生痔疮。亚实突和亚实突的四境都是如此。
Андин Пәрвәрдигарниң қоли Ашдоддикиләрниң үстигә қаттиқ чүшүп, уларни вәйран қилип, Ашдод билән әтрапидикиләрни һүррәк кесили билән урди.
7 亚实突人见这光景,就说:“以色列 神的约柜不可留在我们这里,因为他的手重重加在我们和我们神大衮的身上”;
Ашдоддикиләр буларни көрүп: — Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғи бизләрдә турмисун! Чүнки униң қоли бизни вә илаһимиз Дагонни қаттиқ бесивалди, дейишти.
8 就打发人去请非利士的众首领来聚集,问他们说:“我们向以色列 神的约柜应当怎样行呢?”他们回答说:“可以将以色列 神的约柜运到迦特去。”于是将以色列 神的约柜运到那里去。
Шуниң билән улар адәм маңдуруп Филистийләрниң һәммә ғоҗилирини чақиртип җәм қилип улардин: — Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғини қандақ бир тәрәп қилимиз? дәп сориди. Улар: — Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғи Гатқа чәт йол билән йөткәлсун, дәп җавап беришти. Шуниң билән улар Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғини у йәргә чәт йол билән йөткиди.
9 运到之后,耶和华的手攻击那城,使那城的人大大惊慌,无论大小都生痔疮。
Вә шундақ болдики, улар уни чәт йол билән йөткигәндин кейин Пәрвәрдигарниң қоли у шәһәргә чүшүп кишиләрни қаттиқ сарасимигә чүшүрди. У кичикләрдин тартип чоңларғичә шәһәрдикиләрни урди, улар һүррәк кесилигә гириптар болди.
10 他们就把 神的约柜送到以革伦。 神的约柜到了,以革伦人就喊嚷起来说:“他们将以色列 神的约柜运到我们这里,要害我们和我们的众民!”
Шуниң билән улар Худаниң әһдә сандуғини Әкронға әвәтти. Лекин Худаниң әһдә сандуғи Әкронға йетип кәлгәндә, Әкрондикиләр пәряд қилип: — Биз билән хәлқимизни өлтүрүш үчүн улар Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғини бизгә йөткиди! — деди.
11 于是打发人去请非利士的众首领来,说:“愿你们将以色列 神的约柜送回原处,免得害了我们和我们的众民!”原来 神的手重重攻击那城,城中的人有因惊慌而死的;
Улар адәм маңдуруп Филистийләрниң ғоҗилирини қичқартип җәм қилип уларға: — Биз билән хәлқимизни өлтүрмәслиги үчүн Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғини бу йәрдин өз җайиға кәткүзүңлар, деди; чүнки қаттиқ вәһимә шәһәрни басқан еди; Худаниң қоли уларниң үстигә толиму еғир чүшкән еди.
12 未曾死的人都生了痔疮。合城呼号,声音上达于天。
Өлмигән адәмләр болса һүррәк кесили билән урулуп, шәһәрниң пәряди асманға көтирилди.

< 撒母耳记上 5 >