< 撒母耳记上 22 >
1 大卫就离开那里,逃到亚杜兰洞。他的弟兄和他父亲的全家听见了,就都下到他那里。
Давут у йәрдин кетип Адулламдики ғарға қачти. Униң қериндашлири билән атисиниң пүткүл җәмәти буни аңлап униң қешиға барди.
2 凡受窘迫的、欠债的、心里苦恼的都聚集到大卫那里;大卫就作他们的头目,跟随他的约有四百人。
Езилгән, қәриздар болған вә дәрдмәнләрниң һәммиси жиғилип униң йениға кәлди вә у уларниң сәрдари болди. Униңға қошулған адәмләр болса төрт йүзчә еди.
3 大卫从那里往摩押的米斯巴去,对摩押王说:“求你容我父母搬来,住在你们这里,等我知道 神要为我怎样行。”
Давут у йәрдин чиқип Моабдики Мизпаһқа берип Моабниң падишасидин: — Худаниң мени немә қилидиғинини билгичә, ата-анамниң бу йәргә келип араңларда турушиға йол қойғайла, дәп тәләп қилди.
4 大卫领他父母到摩押王面前。大卫住山寨多少日子,他父母也住摩押王那里多少日子。
Давут атиси вә анисини Моабниң падишасиниң қешиға елип кәлди. Давут қорғанда турған пүткүл күнләрдә ата-аниси униң билән биллә турди.
5 先知迦得对大卫说:“你不要住在山寨,要往犹大地去。”大卫就离开那里,进入哈列的树林。
Амма Гад пәйғәмбәр Давутқа: — Қорғанда турмай, бу йәрдин чиқип, Йәһуда зиминиға барғин, деди. Шуниң билән Давут у йәрдин айрилип, Һәрәт орманлиғиға барди.
6 扫罗在基比亚的拉玛,坐在垂丝柳树下,手里拿着枪,众臣仆侍立在左右。扫罗听见大卫和跟随他的人在何处,
Саул Давутниң нәдә туруватқанлиғидин хәвәр тапти. Саул бу вақитта Рамаһдики Гибеаһда егиз бир җайда жулғун дәриғиниң түвидә олтиратти. Униң қолида нәйзиси бар еди, барлиқ хизмәткарлири чөрисидә туратти.
7 就对左右侍立的臣仆说:“便雅悯人哪,你们要听我的话!耶西的儿子能将田地和葡萄园赐给你们各人吗?能立你们各人作千夫长百夫长吗?
Саул чөрисидә турған хизмәткарлириға: — И Биняминлиқлар, қулақ селиңлар! Йәссәниң оғли һәр бириңларға етизлар билән үзүмзарларни тәқсим қилип берәмду? Һәммиңларни миң беши вә йүз беши қиламду?
8 你们竟都结党害我!我的儿子与耶西的儿子结盟的时候,无人告诉我;我的儿子挑唆我的臣子谋害我,就如今日的光景,也无人告诉我,为我忧虑。”
Силәр һәммиңлар маңа қәст қилдиңлар, өз оғлумниң Йәссәниң оғли билән әһдә қилишқинини һеч ким маңа уқтурмиди. Һеч қайсиңлар маңа ич ағритмидиңлар яки өз оғлумниң мениң хизмәткаримни маңа йошурун һуҗум қилишқа қутратқинидин маңа хәвәр бәрмидиңлар, деди.
9 那时以东人多益站在扫罗的臣仆中,对他说:“我曾看见耶西的儿子到了挪伯,亚希突的儿子亚希米勒那里。
Андин Саулниң хизмәткарлириниң ичигә киривалған Доәг: — «Мән Йәссәниң оғлиниң Нобқа Ахитубниң оғли Ахимәләкниң қешиға кәлгинини көрдүм,
10 亚希米勒为他求问耶和华,又给他食物,并给他杀非利士人歌利亚的刀。”
— Ахимәләк униң үчүн Пәрвәрдигардин йол сориди вә униңға озуқ-түлүк билән Филистий Голиатниң қиличини бәрди» — деди.
11 王就打发人将祭司亚希突的儿子亚希米勒和他父亲的全家,就是住挪伯的祭司都召了来;他们就来见王。
Падиша адәм әвәтип Ахитубниң оғли каһин Ахимәләкни, шундақла униң атисиниң пүткүл җәмәтини, йәни Нобдики каһинларниму чақиртип кәлди. Уларниң һәммиси падишаниң қешиға кәлди.
12 扫罗说:“亚希突的儿子,要听我的话!”他回答说:“主啊,我在这里。”
Саул: — И Ахитубниң оғли аңлиғин, деди. У: — И ғоҗам, мана мән, деди.
13 扫罗对他说:“你为什么与耶西的儿子结党害我,将食物和刀给他,又为他求问 神,使他起来谋害我,就如今日的光景?”
Саул униңға: — Немишкә силәр, сән билән Йәссәниң оғли, маңа қәст қилисиләр? Сән униңға нан вә қилич берип, униң үчүн Худадин йол соридиңғу? Мана әнди у бүгүнкидәк маңа һуҗум қилмақчи болуп пайлап жүрмәктә! — деди.
14 亚希米勒回答王说:“王的臣仆中有谁比大卫忠心呢?他是王的女婿,又是王的参谋,并且在王家中是尊贵的。
Ахимәләк падишаға җавап берип: — Силиниң барлиқ хизмәткарлириниң арисида Давутдәк садиқ ким бар? У падишаниң күйоғли, силиниң мәхпий мәслиһәтлиригә иштирак қилғучи вә ордилири ичидә иззәтлик әмәсмиди?
15 我岂是从今日才为他求问 神呢?断不是这样!王不要将罪归我和我父的全家;因为这事,无论大小,仆人都不知道。”
Мән пәқәт униң үчүн Худадин йол сорашни бүгүнла башлидимму? [Асийлиқ] қилиш мәндин нери болсун! Падиша өз қулини вә атамниң пүткүл җәмәтини әйипкә буйрумиғайла, чүнки қуллириниң бу иштин қилчә хәвири йоқ, деди.
16 王说:“亚希米勒啊,你和你父的全家都是该死的!”
Лекин падиша: — И Ахимәләк, сән өлисән, сән вә атаңниң пүткүл җәмәти чоқум өлисиләр, деди.
17 王就吩咐左右的侍卫说:“你们去杀耶和华的祭司;因为他们帮助大卫,又知道大卫逃跑,竟没有告诉我。”扫罗的臣子却不肯伸手杀耶和华的祭司。
Падиша өз чөрисидики чапармәнлиригә: — Маң, Пәрвәрдигарниң каһинлирини өлтүрүңлар! Чүнки улар һәм Давутқа һәмдәм болди һәм униң қачқинини билип туруп маңа хәвәр бәрмиди, деди. Лекин падишаниң қол астидикилири Пәрвәрдигарниң каһинлирини өлтүрүшкә қол көтәргили унимиди.
18 王吩咐多益说:“你去杀祭司吧!”以东人多益就去杀祭司,那日杀了穿细麻布以弗得的八十五人;
Әнди падиша Доәгкә: — Сән берип каһинларни өлтүрүвәткин, деди. Едомлуқ Доәг берип каһинларни өлтүрди; бу күни у канаптин тоқулған әфод кийгән сәксән бәш адәмни өлтүрди.
19 又用刀将祭司城挪伯中的男女、孩童、吃奶的,和牛、羊、驴尽都杀灭。
Андин у каһинларниң шәһири Нобда олтарғучиларни қирди, йәни әр вә аяллар, балилар вә бовақлар, кала, ешәк, қойлар — һәммисини қиличлиди.
20 亚希突的儿子亚希米勒有一个儿子,名叫亚比亚他,逃到大卫那里。
Амма Ахитубниң оғли Ахимәләкниң Абиятар дегән бир оғли қутулуп Давутниң қешиға қечип кәлди.
Абиятар Давутқа Саул Пәрвәрдигарниң каһинлирини өлтүрди, дәп хәвәр бәрди.
22 大卫对亚比亚他说:“那日我见以东人多益在那里,就知道他必告诉扫罗。你父的全家丧命,都是因我的缘故。
Давут Абиятарға: — У күни Доәгниң у йәрдә екәнлигини көрүп, униң җәзмән Саулға хәвәр беридиғинини билгән едим. Мән атаңниң пүткүл җәмәтиниң өлтүрүлүшигә замин болдум, деди.
23 你可以住在我这里,不要惧怕。因为寻索你命的就是寻索我的命;你在我这里可得保全。”
Мән билән биллә турғин, һеч қорқмиғин. Чүнки мениң җенимни алмақчи болғанлар сениң җениңниму һәм алмақчи. Мениң қешимда бехәтәр турисән, деди.