< 列王纪上 18 >
1 过了许久,到第三年,耶和华的话临到以利亚说:“你去,使亚哈得见你;我要降雨在地上。”
Узун вақит өтүп, Пәрвәрдигарниң сөзи [қурғақчилиқниң] үчинчи жилида Илиясқа келип: — Сән берип өзүңни Аһабниң алдида аян қилғин, вә Мән йәр йүзигә ямғур яғдуримән, дейилди.
2 以利亚就去,要使亚哈得见他。那时,撒马利亚有大饥荒;
Шуниң билән Илияс өзини Аһабниң алдида аян қилғили чиқип кәтти. Ачарчилиқ болса Самарийәдә қаттиқ еди.
3 亚哈将他的家宰俄巴底召了来。(俄巴底甚是敬畏耶和华,
Аһаб ордисидики ғоҗидар Обадияни чақирди (Обадия толиму тәқвадар киши болуп Пәрвәрдигардин интайин қорқатти.
4 耶洗别杀耶和华众先知的时候,俄巴底将一百个先知藏了,每五十人藏在一个洞里,拿饼和水供养他们。)
Йизәбәл Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәрлирини өлтүрүп йоқитиватқанда Обадия йүз пәйғәмбәрни елип әлликтин-әлликтин айрим-айрим икки ғарға йошуруп, уларни нан вә су билән баққан еди).
5 亚哈对俄巴底说:“我们走遍这地,到一切水泉旁和一切溪边,或者找得着青草,可以救活骡马,免得绝了牲畜。”
Аһаб Обадияға: — Зиминни кезип һәммә булақ вә һәммә җилғиларға берип баққин; у йәрләрдә ат-қечирларни тирик сақлиғидәк от-чөп тепилармекин? Шундақ болса бизниң улақлиримизниң бир қисмини соймай туралармиз, деди.
6 于是二人分地游行,亚哈独走一路,俄巴底独走一路。
Улар һәр бири җайларға бөлүнүп маңди; Аһаб өз алдиға маңди, Обадияму өз алдиға маңди.
7 俄巴底在路上恰与以利亚相遇,俄巴底认出他来,就俯伏在地,说:“你是我主以利亚不是?”
Обадия өз йолида кетип барғанда, мана, униңға Илияс учриди. У уни тонуп йәргә жиқилип дүм йетип: Бу раст сән, ғоҗам Илиясму? — дәп сориди.
8 回答说:“是。你去告诉你主人说,以利亚在这里。”
У униңға: — Бу мән. Берип өз ғоҗаңға: — Илияс қайтип кәлди! дәп ейтқин, деди.
9 俄巴底说:“仆人有什么罪,你竟要将我交在亚哈手里,使他杀我呢?
У Илиясқа мундақ деди: — «Сән қандақсигә кәминәңни өлтүргили Аһабниң қолиға тапшурмақчи болисән, мән зади немә гуна қилдим?
10 我指着永生耶和华—你的 神起誓,无论哪一邦哪一国,我主都打发人去找你。若说你没有在那里,就必使那邦那国的人起誓说,实在是找不着你。
Өз Худайиң Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, ғоҗам адәм әвәтип сени издимигән һеч әл вә мәмликәт қалмиди. Шу әл, мәмликәтләр: «У бу йәрдә йоқ» десә, падиша уларға сени тапалмиғанға қәсәм ичкүзди.
Лекин сән маңа һазир: — «Берип ғоҗаңға: — Илияс қайтип кәлди! дегин» — дәйсән!
12 恐怕我一离开你,耶和华的灵就提你到我所不知道的地方去。这样,我去告诉亚哈,他若找不着你,就必杀我;仆人却是自幼敬畏耶和华的。
Мән қешиңдин кәткәндин кейин, Пәрвәрдигарниң Роһи сени мән билмигән йәргә елип бариду; шундақта мән Аһабқа хәвәр йәткүзүп, лекин у сени тапалмиса, мени өлтүриду. Әмәлийәттә, кәминәң яшлиғимдин тартип Пәрвәрдигардин қорқуп кәлгәнмән.
13 耶洗别杀耶和华众先知的时候,我将耶和华的一百个先知藏了,每五十人藏在一个洞里,拿饼和水供养他们,岂没有人将这事告诉我主吗?
Йизәбәл Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәрлирини өлтүргәндә мениң қандақ қилғиним, йәни мән Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәрлиридин йүзни әлликтин-әлликтин айрим-айрим икки ғарға йошуруп, уларни нан вә су билән тәминләп баққанлиғим сән ғоҗамға мәлум қилинған әмәсму?
14 现在你说,要去告诉你主人说,以利亚在这里,他必杀我。”
Әнди сән һазир маңа: — «Берип ғоҗаңға: — Мана Илияс кәлди дегин», — дедиң. Шундақ қилсам у мени өлтүриду!».
15 以利亚说:“我指着所事奉永生的万军之耶和华起誓,我今日必使亚哈得见我。”
Лекин Илияс: — Мән хизмитидә туруватқан самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, мән җәзмән бүгүн униң алдида аян болимән, деди.
16 于是俄巴底去迎着亚哈,告诉他;亚哈就去迎着以利亚。
Шуниң билән Обадия Аһабниң қешиға берип униңға хәвәр бәрди. Аһаб Илияс билән көрүшкили барди.
17 亚哈见了以利亚,便说:“使以色列遭灾的就是你吗?”
Аһаб Илиясни көргәндә униңға: — Бу сәнму, и Исраилға бала кәлтүргүчи?! — деди.
18 以利亚说:“使以色列遭灾的不是我,乃是你和你父家;因为你们离弃耶和华的诫命,去随从巴力。
У җавап берип: — Исраилға бала кәлтүргүчи мән әмәс, бәлки сән билән атаңниң җәмәтидикиләр! Чүнки силәр Пәрвәрдигарниң әмирлирини ташлап Баал дегән бутларға тайинип әгәшкәнсиләр.
19 现在你当差遣人,招聚以色列众人和事奉巴力的那四百五十个先知,并耶洗别所供养事奉亚舍拉的那四百个先知,使他们都上迦密山去见我。”
Әнди адәм әвәтип Кармәл теғида пүткүл Исраилни йенимға җәм қил, шундақла Йизәбәлниң дәстихинидин ғизалинидиған Баалниң төрт йүз әллик пәйғәмбири билән Ашәраһниң төрт йүз пәйғәмбирини жиғдур, — деди.
20 亚哈就差遣人招聚以色列众人和先知都上迦密山。
Шуниң билән Аһаб Исраилларниң һәммисигә адәмләрни әвәтип, пәйғәмбәрләрни Кармәл теғиға жиғдурди.
21 以利亚前来对众民说:“你们心持两意要到几时呢?若耶和华是 神,就当顺从耶和华;若巴力是 神,就当顺从巴力。”众民一言不答。
Илияс барлиқ хәлиққә йеқин келип: — Қачанғичә икки пикир арисида арисалди турисиләр? Әгәр Пәрвәрдигар Худа болса, униңға әгишиңлар; Баал Худа болса, униңға әгишиңлар, деди. Амма хәлиқ униңға җавап бәрмәй, үн-тин чиқармиди.
22 以利亚对众民说:“作耶和华先知的只剩下我一个人;巴力的先知却有四百五十个人。
Илияс хәлиққә: — Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәрлиридин пәқәт мән ялғуз қалдим. Амма Баалниң пәйғәмбәрлири төрт йүз әллик кишидур.
23 当给我们两只牛犊,巴力的先知可以挑选一只,切成块子,放在柴上,不要点火;我也预备一只牛犊放在柴上,也不点火。
Әнди бизгә икки буқа берилсун. Улар өзлиригә бир буқини таллап, союп парчилап отунниң үстигә қойсун, амма от яқмисун. Мәнму башқа бир буқини тәйяр қилип от яқмай отунниң үстигә қояй.
24 你们求告你们神的名,我也求告耶和华的名。那降火显应的神,就是 神。”众民回答说:“这话甚好。”
Силәр болсаңлар, өз илаһлириңларниң намини чақирип нида қилиңлар. Мән болсам, Пәрвәрдигарниң намини чақирип нида қилимән. Қайси Худа от билән җавап бәрсә, шу Худа болсун, деди. Һәммә хәлиқ: — Бу убдан гәп, дәп җавап бәрди.
25 以利亚对巴力的先知说:“你们既是人多,当先挑选一只牛犊,预备好了,就求告你们神的名,却不要点火。”
Илияс Баалниң пәйғәмбәрлиригә: Силәр көп болғач авал өзүңлар үчүн бир буқини таллап тәйяр қилиңлар; андин һеч от яқмай өз илаһиңларниң намини қичқирип нида қилиңлар, деди.
26 他们将所得的牛犊预备好了,从早晨到午间,求告巴力的名说:“巴力啊,求你应允我们!”却没有声音,没有应允的。他们在所筑的坛四围踊跳。
Улар униң дегини бойичә өзлиригә берилгән буқини елип уни тәйяр қилди. Әтигәндин чүшкичә улар Баалниң намини қичқирип: — И Баал, бизгә җавап бәргин! дәп нида қилди. Лекин һеч аваз яки һеч җавап болмиди. Улар расланған қурбангаһ чөрисидә тохтимай сәкрәйтти.
27 到了正午,以利亚嬉笑他们,说:“大声求告吧!因为他是神,他或默想,或走到一边,或行路,或睡觉,你们当叫醒他。”
Чүш киргәндә Илияс уларни заңлиқ қилип: — Үнлүкрәк қичқириңлар; чүнки у бир илаһ әмәсму? Бәлким у чоңқур хиялға чөмүп кәткәнду, яки иш билән чиқип кәткәнду, яки бир сәпәргә чиқип кәткәнду? Яки болмиса у ухлаватқан болуши мүмкин, уни ойғитишиңлар керәк?! — деди.
28 他们大声求告,按着他们的规矩,用刀枪自割、自刺,直到身体流血。
Улар техиму үнлүк чақирип өз қаидиси бойичә қанға милинип кәткичә өзлирини қилич вә нәйзә билән тилатти.
29 从午后直到献晚祭的时候,他们狂呼乱叫,却没有声音,没有应允的,也没有理会的。
Чүштин кейин улар «бешарәт бериватқан» һаләткә чүшүп кәчлик қурбанлиқ вақтиғичә шу һаләттә турди. Лекин һеч аваз аңланмиди, яки җавап бәргүчи яки иҗабәт қилғучи мәлум болмиди.
30 以利亚对众民说:“你们到我这里来。”众民就到他那里。他便重修已经毁坏耶和华的坛。
Илияс һәммә хәлиққә: — Йенимға йеқин келиңлар, деди. Һәммә хәлиқ униңға йеқин кәлгәндин кейин у Пәрвәрдигарниң шу йәрдики жиқитилған қурбангаһини қайтидин қуруп чиқти.
31 以利亚照雅各子孙支派的数目,取了十二块石头(耶和华的话曾临到雅各说:“你的名要叫以色列”),
Илияс он икки ташни алди. Бу ташларниң сани Пәрвәрдигарниң «Намиң Исраил болсун» дегән сөзини тапшурувалған Яқупниң оғуллиридин чиққан қәбилиләрниң сани билән охшаш еди.
32 用这些石头为耶和华的名筑一座坛,在坛的四围挖沟,可容谷种二细亚,
Шу ташлардин у Пәрвәрдигарниң нами билән бир қурбангаһни ясиди. У қурбангаһниң чөрисидә икки сеаһ дан патқидәк азгал колиди.
33 又在坛上摆好了柴,把牛犊切成块子放在柴上,对众人说:“你们用四个桶盛满水,倒在燔祭和柴上”;
Андин у отунни растлап, буқини парчилап отунниң төписигә қойди.
34 又说:“倒第二次。”他们就倒第二次;又说:“倒第三次。”他们就倒第三次。
У: — Төрт идишни суға тошқузуп уни көйдүрмә қурбанлиқ вә отунниң үстигә төкүңлар, — деди. Андин: Йәнә бир қетим қилиңлар» — девиди, улар шундақ қилди. У йәнә: — Үчинчи мәртивә шундақ қилиңлар, деди. Улар үчинчи мәртивә шундақ қилғанда
су қурбангаһниң чөрисидин еқип чүшүп, коланған азгалниму су билән толдурди.
36 到了献晚祭的时候,先知以利亚近前来,说:“亚伯拉罕、以撒、以色列的 神,耶和华啊,求你今日使人知道你是以色列的 神,也知道我是你的仆人,又是奉你的命行这一切事。
Кәчлик қурбанлиқниң вақти кәлгәндә Илияс пәйғәмбәр қурбанлиққа йеқин келип мундақ дуа қилди: — Әй Пәрвәрдигар, Ибраһим билән Исһақ вә Исраилниң Худаси, Өзүңниң Исраилда Худа болғиниңни ашкарә қилғайсән, шундақла мениң Сениң қулуң болуп буларниң һәммисини буйруғуң билән қилғанлиғимни бүгүн билдүргәйсән.
37 耶和华啊,求你应允我,应允我!使这民知道你—耶和华是 神,又知道是你叫这民的心回转。”
Маңа иҗабәт қилғайсән, әй Пәрвәрдигар, иҗабәт қилғайсән; шуниң билән бу хәлиққә сән Пәрвәрдигарниң Худа екәнлигиңни һәмдә уларниң қәлблирини тоғра йолға яндурғучи өзүң екәнлигиңни билдүргәйсән, деди.
38 于是,耶和华降下火来,烧尽燔祭、木柴、石头、尘土,又烧干沟里的水。
Шуниң билән Пәрвәрдигарниң оти чүшүп көйдүрмә қурбанлиқни, отунни, ташларни вә топини көйдүрүп азгалдики суниму йоқитивәтти.
39 众民看见了,就俯伏在地,说:“耶和华是 神!耶和华是 神!”
Хәлиқләрниң һәммиси буни көрүпла, улар дүм жиқилип: — Пәрвәрдигар, у Худадур, Пәрвәрдигар, у Худадур, дейишти.
40 以利亚对他们说:“拿住巴力的先知,不容一人逃脱!”众人就拿住他们。以利亚带他们到基顺河边,在那里杀了他们。
Илияс хәлиққә буйруп: — Баалниң пәйғәмбәрлирини тутуңлар, һеч қайсини қоюп бәрмәңлар, — деди. Улар уларни тутқанда Илияс уларни кишун җилғисиға елип берип, у йәрдә қәтл қилдурди.
41 以利亚对亚哈说:“你现在可以上去吃喝,因为有多雨的响声了。”
Илияс Аһабқа болса: — Чиқип йәп-ичкин. Чүнки қаттиқ ямғурниң шалдирлиған авази аңланмақта, — деди.
42 亚哈就上去吃喝。以利亚上了迦密山顶,屈身在地,将脸伏在两膝之中;
Аһаб қопуп йәп-ичиш үчүн чиқти. Амма Илияс Кармәлниң чоққисиға чиқип йәргә еңишип, бешини тизиниң оттурисиға қоюп тизлинип
43 对仆人说:“你上去,向海观看。”仆人就上去观看,说:“没有什么。”他说:“你再去观看。”如此七次。
хизмәткариға: — Чиқип деңиз тәрәпкә қариғин, деди. У чиқип сәпселип қарап: — Һеч нәрсә көрүнмәйду, деди. У җәмий йәттә қетим: — Берип қарап баққин, дәп буйруди.
44 第七次仆人说:“我看见有一小片云从海里上来,不过如人手那样大。”以利亚说:“你上去告诉亚哈,当套车下去,免得被雨阻挡。”
Йәттинчи қетим кәлгәндә у: — Мана, деңиздин чиқиватқан, адәм алиқинидәк кичик бир булутни көрдум — деди. Илияс униңға: — Чиқип Аһабқа: — «Һарвуни қетип төвәнгә чүшкин, болмиса ямғур сени тосувалиду», дәп ейтқин, — деди.
45 霎时间,天因风云黑暗,降下大雨。亚哈就坐车往耶斯列去了。
Аңғичә асман булут билән тутулуп, боран чиқип қаттиқ бир ямғур яғди. Аһаб һарвуға чиқип Йизрәәлгә кәтти.
46 耶和华的灵降在以利亚身上,他就束上腰,奔在亚哈前头,直到耶斯列的城门。
Пәрвәрдигарниң қоли Илиясниң вуҗудида турғач, у белини бағлап Аһабниң алдида Йизрәәлниң кириш еғизиғичә жүгүрүп маңди.