< 撒迦利亞書 3 >
1 [第四個神視:撒殫控告耶叔亞大司祭]以後上主使我看見大司祭耶叔亞,站在上主的使者面前,同時撒殫站在耶叔亞右邊控告他。
Андин у маңа Пәрвәрдигарниң Пәриштиси алдида туруватқан баш каһин Йәшуани, шуниңдәк Йәшуаниң оң тәрипидә униң билән дүшмәнлишишкә турған Шәйтанни көрсәтти.
2 上主的使者對撒殫說:「惟願上主責斥你,撒殫! 惟願揀選耶路撒冷的上主責斥你。這不是由火中抽出來的一根木柴嗎﹖﹖」
Пәрвәрдигар Шәйтанға: «Пәрвәрдигар сени әйиплисун, и Шәйтан! Бәрһәқ, Йерусалимни талливалған Пәрвәрдигар сени әйиплисун! Бу [киши] оттин тартивелинған бир чучула отун әмәсму?» — деди.
Йәшуа болса паскина кийимләрни кийгән һалда Пәриштиниң алдида туратти.
4 使者就吩咐那些立在他面前的說:「脫去他身上污穢的衣服! 」以後向他說:「看,我已脫去了你的罪過,給你穿上華麗的禮服。」
У Униң алдида туруватқанларға: «Бу паскина кийимни униңдин салдуриветиңлар» — деди вә униңға: «Қара, Мән қәбиһлигиңни сәндин елип кәттим, саңа һейтлиқ кийим кийгүздүм» — деди.
5 隨後接著吩咐說:「在他頭上纏上一條潔淨的頭巾! 」他們就在他頭上纏上了一條潔淨的頭巾,給他穿上了潔淨的禮服。那時,上主的使者,站在旁邊。
Мән: «Улар бешиға пакиз бир сәллини орисун!» — дедим. Шуниң билән улар пакиз бир сәллини униң бешиға орап, униңға кийим киййдүрди; Пәрвәрдигарниң Пәриштиси бир янда туратти.
Вә Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Йәшуаға мундақ җекилиди: —
7 萬軍的上主這樣說:如果你遵行我的道路,謹守我的法令,你便可以管理我的家,看守我的庭院;我必要使你在這些等立者中,自由出入。」
«Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әгәр йоллиримда маңсаң, тапилиғинимни чиң тутсаң, Мениң өйүмни башқурисән, һойлилиримға қарайдиған болисән; саңа йенимда туруватқанларниң арисида туруш һоқуқини беримән.
8 所以,大司祭耶叔亞,你且聽著:你和坐在你面前的同伴都是作預兆的人。攪,我必要使我的僕人「苖芽」生出。
— И баш каһин Йәшуа, сән вә сениң алдиңда олтарған һәмраһлириң аңлаңлар (чүнки улар бешарәтлик адәмләр): — Мана, Мән «Шах» дәп аталған қулумни мәйданға чиқиримән.
9 看,這是我在耶叔亞面前安置的石頭,在這惟一的石頭上有七隻眼睛;看! 我要親自在石上刻上題名──萬軍上主的斷語──並且要在那一天除去地上的罪過。
Мана, Мән Йәшуаниң алдиға қойған ташқа қара! — Бу бир ташниң үстидә йәттә көз бар; мана, Мән униң нәқишлирини Өзүм ойимән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — вә Мән бу зиминниң қәбиһлигини бир күн ичидила елип ташлаймән.
10 在那一天──萬軍上主的斷語──你們必要互相邀請自己的鄰里,到葡萄樹和無花果樹下。
Шу күни, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — һәр бириңлар өз йеқиниңларни үзүм тели вә әнҗир дәриғи астиға олтиришқа тәклип қилисиләр».