< 提多書 1 >

1 天主的僕人,作耶穌基督宗徒的保祿──為引天主所選的人,去信從並認識合乎虔敬的真理,
Худаниң таллиғанлириға аманәт болған етиқат вә ихласмәнликкә елип баридиған һәқиқәтниң билдүрүлүши үчүн, Әйса Мәсиһниң расули қилип тайинланған, Худаниң қули болған мәнки Павлустин саңа салам —
2 這虔敬是本於永生的希望,又是那不能說謊的天主,在久遠的時代以所預前許的, (aiōnios g166)
(бу етиқат вә һәқиқәт мәңгүлүк һаятқа бағланған үмүтни елип келиду; бу мәңгүлүк һаятни мутләқ ялған ейтмайдиған Худа һәммә дәвир-заманлардин илгирила вәдә қилған еди; (aiōnios g166)
3 衪到了適當的時期,就藉著宣講顯示了衪的聖道;我就是照我們救主天主的命令,受乎委托盡這宣講的職務。──
лекин [һазир] вәдисиниң вақти келип Қутқузғучимиз Худа буниң калам-хәвирини Өз әмри билән маңа тапшурған җакар арқилиқ ашкарилиди)
4 我保祿致書給在共同信仰內作我真子的弟鐸:願恩寵與平安由天主父及我們的救主基督耶穌賜與你。
— ортақ етиқатимизда өз оғлум болған Титусқа салам! ХудаАтимиз вә ниҗаткаримиз Мәсиһ Әйсадин саңа меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
5 我留你在克里特,是要你整頓那些尚未完成的事,並照我所吩咐你的,在各城設立長老:
Сени Крет арилида қалдуруштики сәвәп, орундилип болмиған ишларни бир тәрәп қилишиң үчүн вә һәр шәһәрдә саңа тапилиғинимдәк җамаәткә ақсақалларни тайинлишиң үчүн еди.
6 長老應是無可指摘的,只做過一個妻子的丈夫,所有的子女都是信徒,又沒有被控告為放蕩不羈的,
Ақсақаллиққа тайинлинидиған киши әйипсиз болуши, бир аяллиқ, пәрзәнтлири болса етиқат қилғучи болуши вә ишлирида шаллақлиқ қилидиған яки [ата-анисиға] бойсунмайдиған әйиплири болмиған болуши керәк.
7 因為做監督的,既是天主的管家,就該是可指摘的、不自負、不發怒、不嗜酒、不暴戾、不貪污;
Чүнки җамаәтниң йетәкчиси Худаниң [аилисигә] ғоҗидар болуш сүпитидә, әйипсиз болуши керәк; башбаштақ әмәс, териккәк әмәс, һарақ-шарапқа берилгән әмәс, зораван әмәс, нәпсанийәтчи әмәс,
8 但該好客、樂善、慎重、公正、熱心、有節,
бәлки меһмандост, сахавәтлик, яхшилиқни сөйидиған, салмақ, адил, ихласмән вә өзини тутувалған болуши лазим.
9 堅持那合乎真理的真道,好能以健全的道理勸戒並駁斥抗辯的人。
У йәнә сағлам тәлим билән риғбәт-тәсәлли бериш үчүн вә қарши чиққучиларға рәддийә бериш үчүн, тапшурулған тәлимдики ишәшлик калам-сөздә чиң туруши керәк.
10 實在許多倘不服從,好空談,欺騙人,尤其是那些受過割損的人;
Чүнки һазир бемәна сөз қилидиған, кишиләрниң көңлини овлап езитқулуқ қилидиған, өз бешимчилиқ қилидиған көплигән кишиләр бар, болупму хәтниликләрдин чиққанлар бар.
11 應杜塞這些人的口,因為他們為了可恥的利潤,竟教導那些不教導的事,破壞人的整個家庭。
Уларниң ағзини етиш керәк; чүнки улар һарам дунияни дәп үгитишкә тегишлик болмиған тәлимләрни үгитип, һәтта пүтүн аилиләрни набут қилмақта.
12 克里特人中一個人,他們自己的一位先知曾這樣說:「克里特人常是些說謊者,是些可惡的野獸,貪口腹的懶惰漢。」
Шулардин бири, йәни [Крет арилидикиләрниң] өзиниң бир пәйғәмбири: «Кретлар һемишә ялған сөзләйдиғанлар, вәһший һайванлар вә һорун тоймаслардур» дегән.
13 這話說得很對。為此你們該嚴厲規勸他們,好叫他們在信德上健全無瑕;
Бу гувалиқ һәқиқәттур; шуңа уларниң етиқатта сағлам туруши үчүн, шундақла Йәһудий әпсаниләргә вә һәқиқәттин чәтнигәнләр тоқувалған инсаний қаидә-бәлгүлимиләргә қулақ салмаслиғи үчүн уларни қаттиқ әйипләп агаһландурғин.
14 不要聽信猶太人的無稽傳說,和背棄真理之人的規定。
15 為潔淨人一切都是潔淨的,但為敗壞的人和無信仰的人,沒有一樣是潔淨的,就連他們的理性和良心都是污穢的。
Пак кишиләр үчүн һәммә нәрсә пак; лекин булғанған напаклар вә етиқатсизлар үчүн һеч қандақ нәрсә пак әмәстур. Чүнки уларниң ой-пикрлириму, виҗданиму булғинип кәткән.
16 這樣人自稱認識天主,但在行為上卻否認天主,他們是可憎惡的,悖逆的,在一切善事上是無用的。
Улар Худани тонуймиз дәп давраң қилсиму, лекин әмәллиридә Униңдин таниду; чүнки улар жиркиничликләр, һечгәп аңлимайдиғанлар, һеч қандақ яхши ишларни қилишқа яримайдиғанлардур.

< 提多書 1 >