< 羅馬書 8 >
Хуласилисақ, Мәсиһ Әйсада болғанлар гунаниң җазасиға мәһкүм болмайду.
2 因為在基督耶穌內賜與生命之神的法律,已我獲得自由,脫離了罪惡與死亡的法律。
Чүнки Мәсиһ Әйсада болған һаятлиқни бәхш етидиған Роһниң қанунийити адәмни гунаға вә өлүмгә елип баридиған қанунийәттин силәрни халас қилди.
3 法律因了肉性的軟弱所不能行的,天主卻行了:祂派遣了自己的兒子,帶著罪惡肉身的形狀,當作贖罪祭,在這肉身上定了罪惡的罪案,
Чүнки [гуналиқ] әт елип келидиған аҗизлиқ түпәйлидин Тәврат қануни қилалмиғанни Худаниң Өзи [қилди]; У Өз Оғлини гунакар әтлик қияпәттә гунани бир тәрәп қилишқа әвәтип, әттики мәвҗут гунани [өлүмгә] мәһкүм қиливәтти;
4 為使法律所要求的正義,成全在我們今後不隨從肉性,而隨從聖神生活的人身上。
буниң билән [муқәддәс] қанунниң һәққаний тәливи әткә әгәшмәйдиған, бәлки Роһқа әгишип маңидиған бизләрдә әмәлгә ашурулиду.
5 因為隨從肉性的人,切望肉性的事;隨從聖神的人,切望聖神的事;
Чүнки әткә бойсунидиғанлар әткә хас ишларниң ойида жүриду; Муқәддәс Роһқа бойсунидиғанлар болса, шу Роһқа аит ишларниң ойида жүриду.
6 隨肉性的切望,導入死亡;隨聖神的切望,導入生命與平安。
Әттики ой-нийәтләр адәмни өлүмгә елип бариду; Муқәддәс Роһқа аит ой-нийәтләр һаятлиқ вә хатирҗәм-аманлиқтур;
7 因為隨肉性的切望,是與天主為敵,決不服從,也決不能服從天主的法律;
чүнки әттики ой-нийәтләр Худаға дүшмәнликтур; чүнки әт Худаниң қануниға бойсунмайду һәм һәтта униңға бойсунуши мүмкин әмәс;
әттә болғанлар Худани хурсән қилалмайду.
9 至於你們,你們已不屬於肉性,而是屬於聖神,只要天主的聖神住在你們內。誰若沒有基督的聖神,誰就不屬於基督。
Амма силәргә кәлсәк, пәқәт Худаниң Роһи дәрвәқә ичиңларда яшаватқан болса, силәр әттә әмәс, бәлки Роһта яшайсиләр. Амма Мәсиһниң Роһиға егә болмиған адәм болса, у Мәсиһкә мәнсуплардин әмәс.
10 如果基督在你們內,身體固然因罪惡而死亡,但神魂卻賴正義而生活。
Лекин Мәсиһ қәлбиңларда болса, тениңлар гуна түпәйлидин өлүмниң илкидә болсиму, һәққанийлиқ түпәйлидин роһуңлар һаяттур.
11 再者,如果那使耶穌從死者中復活者的聖神住在你們內,那麼,那使基督從死者中復活的,也必要藉那住在你們內的聖神,使你們有死的身體復活。
Һалбуки, өлгән Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчиниң Өзидики Роһ силәрдә яшиса, Мәсиһни өлүмдин тирилдүргүчи қәлбиңларда яшаватқан Роһи арқилиқ өлидиған тениңларниму һаяти күчкә егә қилиду.
12 弟兄們! 這樣看來,我們並不欠肉性的債,以致該隨從肉性生活。
Шуниң үчүн, қериндашлар, биз әткә қәриздар әмәс, йәни униңға әгишип яшашқа қәриздар әмәсмиз.
13 如果你們隨從肉性生活,必要死亡;然而,如果你們依賴聖神,去致死肉性的妄動,必能生活。
Чүнки әткә әгишип яшисаңлар, һалак болисиләр; лекин Муқәддәс Роһқа тайинип әттики қилмишларни өлүмгә мәһкүм қилсаңлар, яшайсиләр.
Чүнки кимләрки Худаниң Роһиниң йетәкчилигидә яшиса, шуларниң һәммиси Худаниң пәрзәнтлиридур.
15 其實你們所領受的聖神,並非使你們作奴隸,以致仍舊恐懼;而是使你們作義子。 因此,我們呼號:「阿爸,父呀! 」
Чүнки силәр қобул қилған роһ қуллуққа аит әмәс, шундақла силәрни қайта қорқунучқа салғучи бир хил роһ әмәс, бәлки силәр оғуллуққа елип баридиған Роһни қобул қилғансиләр; У арқилиқ «Абба, ата!» дәп нида қилимиз.
16 聖神親自和我們的心神一同作證:我們是天主的子女。
Роһ бизниң өз роһумиз билән биллә бизниң Худаниң балилири екәнлигимизгә гувалиқ бериду.
17 我們既是子女,便是承繼者,是天主的承繼者,是基督的同承繼者;只要我們與基督一同受苦,也必要與祂一同受光榮。
Худаниң балилири екәнмиз, әнди мирасхорларму болимиз — Худаниң мирасхорлири һәмдә Мәсиһ билән тәң мирасхор болимиз — пәқәтла униң билән тәң азап-оқубәт тартсақла, униң билән шан-шәрәптин тәң бәһримән болимиз.
18 我實在以為現時的苦楚,與將來在我們身上要顯示的光榮,是不能較量的。
Чүнки мән һазирқи азап-оқубәтләрниң кәлгүсидә биздә ашкарилинидиған шан-шәрәпләргә һеч селиштурғучилиғи йоқ дәп һесаплаймән.
Чүнки пүткүл каинат Худаниң оғуллириниң аян қилинишини интизарлиқ билән күтмәктә.
20 因為受造之物被屈服在敗壞的狀態之下,並不是出於自願,而是出於使它屈伏的那位的決意;但受造之物仍懷有希望,
Чүнки яритилған каинат [Худаниң] [ләнити астида қелип], бимәниликкә чөктүрүлди. Бу, каинатниң өз ихтияри билән әмәс, бәлки уни чөктүргүчиниң ирадиси билән болди вә шундақ үмүти билән болдики, каинат өзиму чириштин болған қуллуқтин қутқузулуп, Худаниң пәрзәнтлиригә беғишлинидиған шан-шәрәпкә тәвә болған һөрлүккә ериштүрүлүштин ибарәт еди.
22 因為我們知道,直到如今,一切受造之物都一同歎息,同受產痛;
Чүнки пүткүл каинатниң һазирғичә налә-пәряд көтирип, туғут толғиғиниң азавини бирликтә тартиватқанлиғини билимиз.
23 不但是萬物,就是連我們這已蒙受聖神初果的,也在自己心中歎息,等待著義子期望的實現,即我們肉身的救贖。
Ялғуз каинат әмәс, һәтта бизму, йәни [муқәддәс] Роһниң тунҗа чиқарған мевисидин бәһримән болған бизләрму дилимизда налә-пәряд көтәрмәктимиз һәмдә [Худаниң] оғуллири сүпитидә қобул қилинишимизни, йәни тенимизниң ниҗатниң һөрлүгигә чиқирилишини интизарлиқ билән күтмәктимиз.
24 因為我們得救,還是在於希望。所希望的若已看見,就不是希望了;那有人還希望所見的事物呢?
Биз үмүткә бағланғачқа тқузулған екәнмиз. Лекин үмүт қилинған нәрсә көрүлгән болса, у йәнә үмүт боламду? Кимму көз алдидики нәрсини үмүт қилсун?
Бирақ, техи көрмигинимизгә үмүт бағлиған екәнмиз, уни сәвирчанлиқ билән күтүшимиз керәктур.
26 同時,聖神也扶助我們的軟弱,因為我們不知道我們如何祈求才對,而聖神卻親自以無可言喻的歎息,代我們轉求。
Шуниңдәк, инсаний аҗизлиғимизда [Муқәддәс] Роһ келип бизгә ярдәм қилиду; чүнки қандақ дуа қилишимиз керәклигини билмәймиз. Лекин Роһниң Өзи ипадилигүсиз налә-пәряд билән биз үчүн [Худаниң алдида] туруп дуа-тилавәт қилмақта.
27 那洞悉心靈的天主知道聖神的意願是什麼,因為祂是按照天主的旨意代聖徒轉求。
Инсанларниң қәлбини инчикиләп күзитип Қариғучи болса, [Муқәддәс] Роһниң ой-нийәтлириниң немә екәнлигини билиду; чүнки У Худаниң ирадиси бойичә муқәддәс бәндилири үчүн [Худаниң алдида] дуа қилип өтүнмәктә.
28 而我們也知道:天主使一切協助那些愛祂的人,就是那些按祂的旨意蒙召的人,獲得益處,
Шундақла шуни билимизки, пүткүл ишлар Худани сөйидиғанларниң, йәни униң мәхсәт-муддиаси бойичә чақирилғанларниң бәхит-бәрикитигә бирликтә хизмәт қилмақта.
29 因為祂所預選的人,也預定他們與自己兒子的肖像相同, 好使也在眾多弟兄中作長子。
Чүнки Худа алдин көңлигә пүккәнкишиләрни, уларниң кәлгүсидә Өз Оғлиниң образиға охшаш болидиғинини, Оғлиниң нурғун қериндашлири арисидики тунҗа оғли болидиғинини алдин бәлгүлигән.
30 天主不但召叫了祂所預定的人,而且也使祂所召叫的人成義,並使成義的人分享祂的光榮。
Алдин бекиткән кишиләрни У чақирди, чақирған кишиләрни У һәққаний қилди; һәққаний қилғанларға У шан-шәрәп ата қилди.
31 面對這一切,我們可說什麼呢?若是天主偕同我們, 誰能反對我們呢?
Ундақта, бу ишларға йәнә немә дәйли? Худа биз тәрәптә турған екән, кимму бизгә қарши чиқалисун?!
32 他既然沒有憐惜自己的兒子,反而為我們眾人把祂交出來了,豈不也把一切與祂一同賜給我們嗎?
Өз Оғлиниму айимай, Уни һәммимиз үчүн пида йолиға тапшурған [Худа], Униңға қошуп һәммини бизгә шәртсиз ата қилмай қаларму?
33 誰能控告天主所揀選的人呢?是使人成義的天主嗎?
Кимму Худаниң таллиғанлири үстидин шикайәт қилалисун?! Худа һәққаний қилған йәрдә,
34 誰能定他們的罪?是那已死或更好說已復活, 現今在天主右邊,代我們轉求的基督耶穌嗎?
кимму гунаға мәһкүм қилалисун? Өлгән, шундақла тирилгән вә Худаниң оң йенида туруватқан, һәмдә биз үчүн [Худаниң алдида] туруп дуа-тилавәт қиливатқан Мәсиһ шундақ қиларму?!
35 那麼,誰能使我們與基督的愛隔絕?是困苦嗎?是窘迫嗎?是迫害嗎?是饑餓嗎?是赤貧嗎?是危險嗎?是刀劍嗎?
Ким бизни Мәсиһниң меһир-муһәббитидин айриветәлисун? Җапа-мушәққәтму, дәрд-әләмму, зиянкәшликму, ачарчилиқму, ялаңачлиқму, хейим-хәтәрму яки қиличму?
36 正如經上所載:『為了你, 我們整日被置於死地,人將我們視作待宰的群羊。 』
[Муқәддәс язмиларда] ейтилғинидәк: — «Сени дәп күн бойи қирилмақтимиз, Боғузлинишни күтүп турған қойлардәк һесапланмақтимиз».
37 然而,靠著那愛我們的主,我們在這一切事上, 大獲全勝,
Бирақ бизни Сөйгүчигә тайинип буларниң һәммисидә ғалипларниң ғаливи болмақтимиз;
38 因為我深信:無論是死亡,是生活, 是天使, 是掌權者,是現存的或將來的事物,是有權能者,
Шуниңға қәтъий қайил қилиндимки, мәйли өлүм болсун һаятлиқ болсун, пәриштиләр болсун җин-шәйтан һөкүмранлар болсун, һазирқи ишлар яки кәлгүсидики ишлар болсун, һәр қандақ роһий күчләр болсун,
39 是崇高或深遠的勢力,或其他任何受造之物,都不能使我們與天主的愛相隔絕,即是與我們的主基督耶穌之內的愛相隔絕。
пәләк болсун һаң болсун, шундақла пүткүл каинатта яритилған һәр қандақ башқа бир шәйи болсун, бизни Рәббимиз Мәсиһ Әйсада болған Худаниң меһир-муһәббитидин һеч қачан айривәткүчи болалмайду.