< 羅馬書 12 >

1 以弟兄們! 我以天主的仁慈請你們,獻上你們的身體當作生活、聖潔和悅樂天主的祭品:這才是你們合理的敬禮。
Шуңа, әй қериндашлар, Худаниң рәһимдиллиғи билән силәрдин шуни өтүнимәнки, тениңларни муқәддәс, Худани хурсән қилидиған, тирик қурбанлиқ сүпитидә Униңға беғишлаңлар. Мана бу силәрниң [Худаға] қилидиған һәқиқий ибадитиңлардур.
2 你們不可與此世同化,反而應以新的心思變化自己,為使你們能辨別什麼是天主的旨意,什麼是善事,什麼是悅樂天主的事,什麼是全的事。 (aiōn g165)
Бу дунияниң қелипиға кирип қалмаңлар, бәлки ой-пикриңларниң йеңилиниши билән өзгәртилиңлар; ундақ қилғанда Худаниң яхши, қобул қиларлиқ вә мукәммәл ирадисиниң немә екәнлигини испатлап биләләйсиләр. (aiōn g165)
3 我因所賜給我的聖寵,告訴你們每一位:不可把自己估計得太高,而過了份;但因按天主所分與各人的信德尺度,估計得適中。
Маңа ата қилинған шапаәткә асасән һәр бириңларға шуни ейтимәнки, өзүңлар тоғрилиқ өзәңларда бар болғинидин артуқ ойлимай, бәлки Худа һәр бириңларға тәқсим қилған ишәшниң миқдариға асасән салмақлиқ билән өзүңларни дәңсәп көрүңлар.
4 就如我們在一個身體上有許多肢體,但每個肢體,都有不同的作用;
Чүнки тенимиз көплигән әзалардин тәркиб тапқан һәмдә һәр бир әзайимизниң охшаш болмиған рольи болғандәк,
5 同樣,我們眾人在基督內,也都是一個身體,彼此之間,每個都是肢體。
бизму көп болғинимиз билән Мәсиһтә бир тән болуп бир-биримизгә бағлинишлиқ әза болимиз.
6 按我們各人所受的聖寵,各有不同的恩賜:如果是說預言,就應與信德相符合;
Шуниң үчүн бизгә ата қилинған меһри-шәпқәт бойичә, һәр хил роһий илтипатлиримизму бар болди. Бирисигә ата қилинған илтипат вәһийни йәткүзүш болса, ишәшисиниң даирисидә вәһийни йәткүзсун;
7 如果是服務,就應用在服務上;如果是教導,就應用在教導上;
башқиларниң хизмитини қилиш болса, хизмәт қилсун; тәлим бериш болса, тәлим бәрсун;
8 如果是勸勉,就應用在勸勉上;施與的,應該大方;監督的,應該殷勤;行慈善的,應該和言悅色。
риғбәтләндүрүш болса, риғбәтләндүрсун; сәдиқә бериш болса, мәртлик билән сәдиқә бәрсун; йетәкләш болса, әстайидиллиқ билән йетәклисун; хәйрхаһлиқ көрситиш болса, хошал-хурамлиқ билән қилсун.
9 愛情不可是虛偽的。你們當厭惡惡事,附和善事。
Меһир-муһәббитиңлар сахта болмисун; рәзилликтин нәпрәтлиниңлар, яхшилиққа чиң бағлиниңлар;
10 論兄弟之愛,要彼此相親相愛;論尊敬,要彼此爭先。
Бир-бириңларни қериндашларчә қизғин меһир-муһәббәт билән сөйүңлар; бир-бириңларни һөрмәтләп жуқури орунға қоюңлар.
11 論關懷,不可疏忽;論心神,要熱切;對於主,要衷心事奉。
Интилишиңларда еринмәңлар, роһ-қәлбиңлар ялқунлап көйүп туруп, Рәбкә қулларчә хизмәт қилиңлар.
12 論望德,要喜樂;在困苦中,要忍耐;在祈禱上,要恒心;
Үмүттә болуп шатлинип жүрүңлар; мушәққәт-қийинчилиқларға сәвир-тақәтлик болуңлар; дуайиңларни һәр қандақ вақитта тохтатмаңлар.
13 對聖者的急需,要分擔;對客人,要款待。
Муқәддәс бәндиләрниң еһтияҗидин чиқиңлар; меһмандостлуққа интилиңлар;
14 迫害你們的,要祝福;只可祝福,示可詛咒。
Силәргә зиянкәшлик қилғучиларға бәхит тиләңлар; пәқәт бәхит тиләңларки, уларни қарғимаңлар.
15 應與善樂的一同善樂,與哭泣的一同哭泣。
Шатланғанлар билән биллә шатлиниңлар; қайғуруп жиғлиғанлар билән биллә қайғуруп жиғлаңлар.
16 彼此要同心合意,不可心高妄想,卻要俯就卑微的人。不可自作聰明。
Бир-бириңлар билән енақ өтүп охшаш ой-пикирдә болуңлар; нәзириңларни үстүн қилмаңлар, бәлки төвән тәбиқидики кишиләр билән бериш-келиш қилиңлар. Өзүңларни данишмән дәп чағлимаңлар.
17 對人不可以惡報惡,對眾人要勉勵行善;
Һеч кимниң яманлиғиға яманлиқ билән җавап қайтурмаңлар. Барлиқ кишиниң алдида ишлириңлар пәзиләтлик болушқа көңүл қоюңлар.
18 如若可能,應盡力與眾人和睦相處。
Имканийәтниң баричә көпчилик билән енақ өтүңлар;
19 諸位親愛的,你們不可為自己復仇,但應給天主的忿怒留有餘地,因為經上記載:『上主說:復仇是我的事,我必報復。』
интиқам алмаңлар, и сөйүмлүклирим; уни Худаға тапшуруп Униң ғәзивигә йол қоюңлар, чүнки [муқәддәс язмиларда] мундақ йезилған: «Пәрвәрдигар дәйдуки, интиқам Мениңкидур, [яманлиқ] Мән қайтуримән».
20 所以:『如果你的仇人餓了,你要給他飯吃;渴了,應給他水喝,因為你這樣做,是將炭火堆在他頭上。』
Шуңа әксичә «Дүшминиң ач болса, уни тойдур, уссиған болса, қандур. Бундақ қилиш билән «униң бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән».
21 你不可為惡所勝,反應以善勝惡。
Яманлиқ алдида баш әгмәңлар, бәлки яманлиқни яхшилиқ билән йеңиңлар.

< 羅馬書 12 >