< 啟示錄 20 >

1 後,我看見一位天使從天降下,手持深淵的鑰匙和一條大鎖鏈。 (Abyssos g12)
Униңдин кейин, қолида теги йоқ һаңниң ачқучи вә йоған зәнҗир тутқан бир пәриштиниң асмандин чүшүватқанлиғини көрдүм. (Abyssos g12)
2 他捉住了那龍,那古蛇,就是魔鬼--撒殫,把牠綑起來,共一千年之久;
Пәриштә әҗдиһани, йәни Иблис яки Шәйтан дейилидиған һелиқи қедимий иланни тутуп, миң жиллиқ зәнҗирләп қойди.
3 將牠拋到深淵裏,關起來,加上封條,免得牠再迷惑萬民,直到滿了一千年,此後應該釋放牠一個短時辰。 (Abyssos g12)
Униң миң жил тошқичә әлләрни аздурмаслиғи үчүн, уни теги йоқ һаңға ташлап һаңниң ағзини етип печәтливәтти. Бу вақитлардин кейин, у вақтинчә қоюп берилиши муқәррәр. (Abyssos g12)
4 我又看見一些寶座,有些人在上面坐著,賜給了他們審判的權柄,他們就是那些為給耶穌作證,並為了天主的話被斬首之人的靈魂;還有那些沒有朝拜那獸,也沒有朝拜獸像,並在自己的額上或手上也沒有接受牠印號的人,都活了過來,同基督一起為王一千年。
Андин мән тәхтләрни вә уларда олтарғанларни көрдүм. Уларға һөкүм қилиш һоқуқи берилгән еди. Мән йәнә, Әйсаға бәргән гувалиғи вәҗидин вә Худаниң сөз-калами вәҗидин каллиси елинғанларниң җанлириниму көрдүм. Улар дивигә вә униң бут-һәйкилигә чоқунмиған, униң тамғиси пешанисигә вә қолиға урулмиғанлар еди. Улар тирилип, Мәсиһ билән бирликтә миң жил һөкүм сүрди
5 這是第一次復活。其餘的死者沒有活過來,直到那一千年滿了。
(өлгәнләрниң қалғанлири миң жил тошмиғичә тирилмәйду). Бу дәсләпки тирилиш еди.
6 於第一次復活有分的人是有福的,是聖潔的。第二次的死亡對這些人無能為力;他們將作天主和基督的司祭,並同他一起為王一千年。
Дәсләпки тирилиштин несивә болғанлар бәхитлик вә муқәддәстур; иккинчи өлүмниң буларни илкигә елиш һоқуқи йоқтур. Улар Худаниң вә Мәсиһниң каһинлири болиду вә Униң билән бирликтә миң жил һөкүм сүриду.
7 及至一千年滿了,撒殫就要從監牢裏被釋放出來。
Миң жил тошқанда, Шәйтан зиндандин бошитилип,
8 他一出來便去迷惑地上四極的萬民,就是哥格和瑪哥格;他聚集他們準備作戰,他們的數目有如海濱的沙粒。
йәр йүзиниң төрт булуңидики әлләрни, йәни Гог вә Магогни аздуруш вә уларни җәң қилишқа бир йәргә топлашқа чиқиду. Топланғанларниң сани деңиз саһилидики қумдәк санақсиз болиду.
9 於是他們上到那廣大的地區,圍困了眾聖徒的營幕和蒙愛的城邑;但是有火自天上,從天主那裏降下,吞滅了他們。
Улар йәр йүзидики кәң түзләңликкә чиқип, муқәддәс бәндиләрниң баргаһини, йәни Худа сөйидиған шәһәрни муһасиригә алиду. Лекин асмандин от йеғип, уларни жутуветиду.
10 迷惑他們的魔鬼,也被投入那烈火與硫磺的坑中,就是那獸和那位假先知所在的地方,他們必要日夜受苦,至於無窮之世。 (aiōn g165, Limnē Pyr g3041 g4442)
Уларни аздурған Иблис болса дивә билән сахта пәйғәмбәр көйүватқан от вә гуңгут көлигә ташлинип, у йәрдә кечә-күндүз әбәдил-әбәткичә қийнилиду. (aiōn g165, Limnē Pyr g3041 g4442)
11 以後,我看見了一個潔白的大寶座,和坐於其上的那位;地和天都從他面前消失不見了,再也找不到它們的地方了。
Униңдин кейин, чоң бир ақ тәхт вә униңда Олтарғучини көрдүм. Асман билән зимин Униң йүзидин өзини қачуруп, улар турған җай һәргиз тепилмайду.
12 我又看見死過的人,無論大小,都站在寶座前,案卷就展開了;還有另一本書,即生命冊也展開了,死過的人都按那案卷上所記錄的,照他們的行為受了審判。
Мән йәнә катта болсун, яки төвән болсун, өлгәнләрниң һәммисиниң тәхтниң алдида турғанлиғини көрдүм. Китаплар ечилди; андин йәнә бир китап — «Һаятлиқ дәптири» дәп аталған китап ечилди. Өлгәнләргә китапларда хатириләнгини бойичә өз әмәлийитигә қарап һөкүм қилинди.
13 海洋把其中的死者交出,死亡和陰府都把其中的死者交出,人人都按照自己的行為受了審判。 (Hadēs g86)
Деңиз өзидә өлгәнләрни тапшуруп бәрди, өлүм вә тәһтисараму өзлиридики өлгәнләрни тапшуруп беришти. Һәр кимниң үстигә өз әмәлийитигә қарап һөкүм қилинди. (Hadēs g86)
14 然後死亡和陰府也被投入火坑,這火坑就是第二次死亡。 (Hadēs g86, Limnē Pyr g3041 g4442)
Андин өлүм вә тәһтисара от көлигә ташланди. Мана иккинчи өлүм — от көлидур. (Hadēs g86, Limnē Pyr g3041 g4442)
15 凡是沒有記載在生命冊上的人,就被投入火坑中。 (Limnē Pyr g3041 g4442)
Кимниң исминиң «Һаятлиқ дәптири»дә йезилмиғанлиғи байқалса, от көлигә ташланди. (Limnē Pyr g3041 g4442)

< 啟示錄 20 >