< 啟示錄 13 >
1 於是牠就站在海灘上。 看見從海裏上來一隻獸,牠有十隻角和七個頭,角上有十個王冠,頭上有褻聖的名號。
Андин, деңиздин он мүңгүзлүк, йәттә башлиқ бир дивиниң чиқиватқанлиғини көрдүм. Униң һәр бир мүңгүзидә бирдин таҗ бар еди, һәр бир бешида күпүрлүк намлири йезиқлиқ еди.
2 我所看見的那獸,相似豹子,牠的腳像熊腳,牠的口像獅子口;那龍遂把自己的能力、寶座和大權交給了牠。
Мән көргән бу дивә илпизға охшайтти, путлири ейиқниң путлириға, ағзи болса ширниң ағзиға охшайтти. Әҗдиһа униңға өз қудрити, тәхти вә зор һоқуқини бәрди.
3 我看見那獸的頭中,有一個似乎受了致死的傷,但牠那致死的傷卻治好了;故此全地的人都驚奇,而跟隨了那獸。
Дивиниң башлиридин бири әҗәллик яриланғандәк туратти. Лекин, бу әҗәллик яра сақайған еди. Пүткүл дуния дивигә һәйрануһәс болуп униңға [әгәшти].
4 世人遂都朝拜那龍,因為牠把權柄賜給了那獸;世人朝拜那獸說:「誰可與這獸相比?誰能和牠交戰?」
Әҗдиһа дивигә [сәлтәнәтлик] һоқуқ бәргәчкә улар әҗдиһаға чоқунушти. Улар йәнә дивигиму чоқунуп: — Дивиниң тәңдиши барму? Униң билән кимму елишалисун? — деди.
5 又賜給了那獸一張說大話和褻聖的口,並且賜給了牠可妄為四十二個月的權柄;
Дивигә тәкәббурлуқ вә күпүрлүк қилидиған еғиз берилди; униңға қириқ икки ай иш көрүшкә һоқуқ берилди.
6 牠便張開自己的口,向天主說褻瀆的話,褻瀆他的聖名、他的帳幕和那些居住在天上的人。
У Худаға күпүрлүк қилғили — Униң намиға вә Униң дәргаһиға, шундақла әршни макан қилғанларға күпүрлүк қилғили ағзини ачти.
7 又允許牠可與聖徒們交戰,且戰勝他們;又賜給牠制服各支派、各民族、各異語和各邦國的權柄。
Униң муқәддәс бәндиләргә қарши җәң қилип, уларниң үстидин ғалип келишигә йол қоюлди; һәр қәбилә, һәр милләт, һәр хил тилда сөзлишидиған әлләргә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи униңға берилди.
8 地上的居民,凡名字從創造之初沒有記錄在被宰殺的羔羊生命冊中的人,都要朝拜牠。
Йәр йүзидикиләрниң һәммиси — аләм апиридә болғандин буян боғузлинип болған Қозиниң һаятлиқ дәптиригә нами йезилмиғанлар болса, униңға сәҗдә қилиду.
Қулиқи барлар, буни аңлисун!
10 誰若該被俘擄,就去受俘擄;誰若該受刀殺,就去受刀殺:聖徒們的堅忍和忠信即在於此。
««Тутқун болиду» дәп бекитилгәнләр чоқум тутқун болиду, «қиличлиниду» дәп бекитилгәнләр чоқум қиличлинип өлиду». Муқәддәс бәндилириниң сәври-тақити вә етиқати мана шу ишларда мәлум болиду.
11 以後我看見另一隻獸由地中上來,牠有兩隻相似羔羊的角,說話卻相似龍。
Мән йәрдин чиқиватқан йәнә бир дивини көрдүм. Униң қозиниңкидәк кичик икки мүңгүзи бар еди, лекин авази әҗдиһаниңкидәк чиқатти.
12 牠在那前一隻獸面前,施行前一隻獸所有的一切權柄,使大地和居住在地上的人,朝拜前一隻獸,就是那隻受過致死的傷而被治好的獸。
У авалқи дивигә вакалитән униң пүтүн һоқуқини жүргүзүп, йәр йүзини вә униңда туруватқанларни әҗәллик яриси сақайған авалқи дивигә чоқундуриду.
13 牠又行大奇蹟,甚至在眾人面前使火從天降到地上。
У зор мөҗизилик аламәтләрни көрситәтти, һәтта кишиләрниң көз алдида асмандин йәр йүзигә от яғдуратти.
14 牠因著在那獸面前所行的那些奇蹟,迷惑了地上的居民,便勸告地上的居民,給那那受過刀傷而還活著的獸,立一個像。
У авалқи дивигә вакалитән көрситишкә һоқуқландурулған аламәтләр билән йәр йүзидә туруватқанларни аздуруп, уларға «қилич билән яриланған, лекин тирик қалған» дегән авалқи дивигә атап бир бут-һәйкәл ясап тикләшни тапилиди.
15 牠又得了能力,把生氣賦給那獸像,甚至叫那獸像說話,並使那些凡不朝拜獸像的人死亡。
Дивиниң бут-һәйкилигә нәпәс киргүзүп, униңға уни сөзләләйдиған қилиш вә униңға чоқунмиғанларниң һәммисини өлтүргүзүш қудрити берилди.
16 牠給所有的人,無論大小貧富,自主的和為奴的,都在他們的右手上,或在他們的額上,打了一個印號;
У төвән вә катта, бай вә кәмбәғәл, һөр вә қулларниң һәммисини оң қоли яки пешанисигә тамға бастурушқа мәҗбурлиди.
17 如此,除非有這印號的,就是有那獸的名字或牠名字的數字的,誰也不能買,誰也不能賣。
У йәнә бу тамға, йәни дивиниң нами яки униң намидики рәқәм бесилғанлардин башқа һеч ким бир нәрсә сетивалалмайду яки саталмайду, дәп бекитти.
18 在這裏應有智慧:凡有明悟的,就讓他計算一下那獸的數字,因為是人的數字,牠的數字是六百六十六。
Мана бу йәрдә һекмәт бар. Әқил-парасити барлиги кишиләр дивиниң рәқимини һесаплап бақсун; чүнки бу рәқәм бир адәмниң рәқими болиду. Униң рәқими 666дур.