< 詩篇 84 >
1 詠【朝拜上主歌】 科辣黑子孫的詩歌,交於樂官。調寄「加特」。 萬軍的上主,您的居所是多麼可愛!
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Гиттиф»та челинсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — Маканлириң нәқәдәр әзиздур, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар!
2 我的心靈對上主的宮庭渴慕及緬懷。我的心靈及肉身向生活的天主踴躍歡欣。
Җеним Пәрвәрдигарниң һойлилириға тәшна болуп, Сеғинип һәтта һалидин кетиду, Дилим вә әтлирим һаят Тәңригә тәлмүрүп нида қилиду;
3 萬軍的上主,我的君王,我的天主,麻雀您的祭壇找到了住所,燕子也找到了安置 幼雛的窩巢。
Мана, һәтта мубарәк қучқачму бир маканни тапқан, Қарлиғачму өзигә һәм бала туғидиған уга ясайдиған җайни тапқан, — Йәни Сениң қурбангаһлириңдин, И самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — Мениң Падишасим, мениң Худайим!
4 上主,居住在您的殿宇,時常讚美您的,真是有福!
Сениң өйүңдә туруватқанлар бәхитликтур! Улар үзлүксиз Сени мәдһийиләйду. (Селаһ)
5 那以您作為自己的助佑,居心朝聖的人,真是有福!
Күч-қудрити Сәндин болған киши бәхитликтур — Қәлбидә көтирилмә йоллар болғанлар;
6 他們把他們經過的乾谷變為水泉,並以初雨給乾谷披上祝福的衣衫。
Жиға вадисидин өткәндә, Улар уни булақлиққа айландурар; Бәрһәқ, күз ямғурлири уни бәрикәтләргә толдуриду.
Улар күчигә-күч улап меңивериду; Һәр бири Зионға йетип келип, Худаниң һозурида һазир болиду.
8 萬軍的上主,求您允我的懇請,雅各伯的天主,求您側耳傾聽!
И самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, дуайимни аңлиғайсән; И Яқупниң Худаси, қулақ салғайсән! (Селаһ)
9 天主,我們的護盾,求您目睹,請對您的受傅者予以回顧。
Қара, и қалқинимиз болған Худа, Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзигә илтипат билән қариғин!
10 的確在您的聖殿逗留一日,遠勝過在別處逗千日。我寧願站在我天主殿宇的門限,我不願逗留在惡人帳幕的裏面,
Чүнки Сениң һойлилириңда өткән бир күн Башқа йәрдә өткән миң күндин әладур; Рәзилләрниң чедирлиридә яшиғандин көрә, Худайимниң өйиниң босуғисида турғиним яхшидур.
11 因為上主天主是護盾。上主常廣施恩愛和光榮;祂對行為正直純潔的人,從來不會拒絕賜祐賜福。
Пәрвәрдигар Худа қуяш вә қалқандур, Пәрвәрдигар шапаәт вә шан-шөһрәт бәхш етиду; Дурус маңғанлардин У һәр қандақ илтипатни һеч айимайду;
Самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Бәхитликтур Саңа таянған инсан!