< 詩篇 7 >
1 【苦中投奔於主】 達味有感於本雅明族人的話,向上主唱流離之歌。 上主,我的天主!我一心投奔你;求你助我逃脫一切追逐我的人,求你救拔我;
Давутниң «Шиггаон»и: — Куш исимлиқ бир Биняминлиқниң сөзлири тоғрилиқ ейтқан күйи: — И Пәрвәрдигар, мениң Худайим, мән Саңа таяндим; Улардин бири ширдәк мени титма-титма қиливәтмисун, Қутқузғучи йоқлуғидин пайдилинип мени езивәтмисун, Мени барлиқ қоғлиғучилардин қутқузғин, Улардин халас қилғин;
3 上主!如果我真做了這事,我主!在我手中就真有罪!
И Пәрвәрдигар Худайим, әгәр қолумда қәбиһлик қилған болсам, Әгәр шундақ қилған болсам: —
Әгәр мән билән енақ өткүчигә яманлиқ қайтурған болсам, — (Әксичә мән билән бекардин-бекар дүшмәнләшкәнниму қутқуздум) —
5 就讓敵人追逐我,擒獲我,把我的性命踐踏在污地,將我的光榮歸諸於泥灰。
— Ундақта, дүшмән мени қоғлап тутувалсун, У җенимни чәйләп йәр билән йәксан қилсун, Шөһритимни тупраққа көмсун!
6 上主,求你震怒奮起,前來克制我仇的暴慢。我的天主,求你醒起助我,施行你定的斷案。
И Пәрвәрдигар, ғәзивиң билән орнуңдин турғин, Мени әзгәнләрниң қәһригә тақабил турушқа қәддиңни руслиғин, Вә мениң үчүн ойғанғин; Сән сот вә һөкүмни бекиткән едиңғу!
Хәлиқләрдин болған җамаәт әтирапиңға олишиду; Сән улар үчүн пәләктики орнуңға қайтип барғайсән.
8 上主,萬民的審判者! 上主,請照我的正義,請按我的無罪,護衛我的權利。
Пәрвәрдигар хәлиқләрниң үстидин һөкүм чиқириду; И Пәрвәрдигар, өз һәққанийлиғим бойичә, Вә өзүмдә болған дуруслиғим бойичә, Маңа һөкүм чиқарғайсән.
9 公義的天主! 惟你洞察肺腑和人心,願惡人的毒害停止,求你堅固義人!
Аһ, рәзилләрниң яманлиғи ахирлашсун! Һәққаний адәмни чиң турғузғайсән; И, адәм қәлблирини һәм ичлирини синиғучи һәққаний Худа!
Мениң қалқиним болса, Дурус нийәтликләрни қутқузғучи Худадидур;
Худа адил сотчидур, У күн бойи гунадин рәнҗийдиған Илаһтур;
Бириси [яман] йолидин янмиса, У қиличини биләйду, Я оқини тартип бәтләп қойиду.
13 那只是為自己預備死亡的武器,為自己製造帶火的箭矢。
Шундақ адәмләр үчүн У өлүм қураллирини тәйярлиди; У оқлирини көйдүргүчи оқ қилди.
Мана, мошундақ кишиләр толғақта қәбиһлик туғмақчи, Униң бойида қалғини яманлиқтур; Униң туққини болса сахтилиқтур.
У бир орини колап, уни чоңқур қилди; У өзи колиған ориға жиқилип чүшти.
16 他的兇惡必反轉到自己頭上,他的橫暴必降落在自己的頂上。
Өзиниң яманлиғи бешиға қайтип келиду, Өз зораванлиғи болса өз үстигә қайтип чүшиду.
Мән Пәрвәрдигарни һәққанийлиғи билән мәдһийәләймән, Һәммидин жуқури турғучи Пәрвәрдигарниң намини яңритип, күй қилип ейтимән.