< 詩篇 68 >
1 達味詩歌,交與樂官。 願天主興起,使他的仇敵四散,願仇恨他的人,由他面前逃竄!
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй-нахша: — Худа орнидин турди, дүшмәнлирини тирипирән қиливетиду! Униңға өчмәнләр Униң алдидин бәдәр қачиду!
2 願惡人在天主面前,滅亡消散,就像煙被風吹蠟被火化一般。
Ис-түтәк учурулғандәк, уларни учуруп йоқитисән, Мом отта еритилгәндәк, Рәзилләр Худаниң алдида һалак болиду.
3 義人要在天主面前踴躍歡樂,我們也要在愉快中加倍喜悅。
Бирақ һәққанийлар хошаллиниду, Улар Худа алдида роһлинип, Тәнтәнә қилип шатлиниду.
Худаға күйләр ейтиңлар, Униң намини нахша қилип яңритиңлар; Чөл-баяванларға Мингүчигә бир йолни көтирип ясаңлар; Униң нами «Яһ»дур; Униң алдида шатлиниңлар.
5 為那乘車經過曠野者修平道路;祂的名叫雅威,應在他面前喜氣盈盈。
Житимларға ата болғучи, Тул хотунларниң дәвасини сориғучи, Өз муқәддәс маканида турған Худадур.
6 天主常在自己的聖所居住;天主是孤兒的慈父;天主是寡婦的保護,
Худа ғерибларни өй-очақлиқ қилиду; У мәһбусларни аватлиққа чиқириду; Лекин асийларни қағҗирақ йәрдә қалдуриду.
7 天主給無靠的人備妥房屋,引領被擄的人重獲自由;叛逆者仍在乾旱居留。
И Худа, Өз хәлқиңниң алдида маңғиниңда, Чөл-баявандин өтүп сәпәр қилғиниңда, (Селаһ)
8 天主,當您領導您的百姓出走,就在您踏入曠野的時候:
Худаниң һозури алдида, Йәни Исраилниң Худасиниң һозури алдида, Йәр-җаһан тәвринип, Асманларму йеғин яғдурди; Аву Синай теғиму тәвринип кәтти.
9 大地在天主面前震動,高天也滴下細雨,西乃在天主,以色列天主前也顫慄不休。
Сән, и Худа, Өз мирасиң [болған зимин-хәлиқ] үстигә хасийәтлик бир ямғур яғдурдуң; Улар һалсизланғанда уларни күчләндүрдүң.
10 天主,您給您的產業降下甘霖,因而復蘇了疲倦的人民。
Сениң баққан падаң у йәргә маканлашти; Меһриванлиғиң билән мөминләр үчүн тәйярлиқ қилдиң, и Худа!
11 於是,您的羊群便在那裏安住,天主,以您的慈愛照顧了貧苦。
Рәб әмир қилди; Уни җакалиғучи қиз-аяллар немидегән зор бир қошундур!
«Падишаһлар һәм қошунлири бәдәр қечишти, бәдәр қечишти!» — [дейишти]; Өйдә олтарған қиз-аяллар болса олҗиларни бөлишивалиду;
13 「領兵的君王已經逃走遠遁,家中的閨秀分得了戰利品。
Силәр қой баққанда падилар арисида ятқан болсаңларму, Зиминиңлар әнди қанатлириға күмүч сәпкән, Пәйлири пақирақ алтун билән безәлгән пахтәктәк болиду;
14 正當您們在羊棧中尋夢,鴿子的翅翼塗上了白銀,翎毛閃爍著火紅的黃金,
Һәммигә Қадир Худа падишаларни зиминда тирипирән қиливәткәндә, Йәр Залмон теғидики қардәк ақирип кәтти.
15 當全能者驅逐列王的時間,飄飄的雪花落向匝耳孟山。
Башан теғи қудрәтлик бир тағ, Башан теғи егиз чоққилири көп бир тағдур;
Әй егиз чоққилиқ тағлар, Немә үчүн Худа Өз макани қилишни халиған таққа һәсәт билән қарайсиләр? Дәрвәқә, Пәрвәрдигар шу тағда мәңгү туриду!
17 多峰的青山,您為何嫉視天主愛住的聖山?嫉視上主要永久居住的聖山?
Худаниң җәң һарвулири түмән-түмән, Миллион-миллиондур; Рәб улар арисида туриду; Синай теғидики муқәддәс җайда туриду.
Сән жуқуриға көтирилдуң, Инсанларни тутқун қилғучиларни Өзүң әсир қилип елип кәттиң; Яһ Худа уларниң арисида туруши үчүн, Һәтта асийлиқ қилғанлар [арисида туруши] үчүнму, Сән инсан арисида туруп илтипатларни қобул қилдиң.
19 您帶領俘虜升上高天,接受眾人作為貢品,不願住在上主天主前的人,也當貢品。
Рәб мәдһийиләнсун; Чүнки У һәр күни жүклиримизни көтәрмәктә; Йәни ниҗатлиғимиз болған Тәңри! (Селаһ)
20 唯願上主受讚美!祂承擔了我們的重負,因祂是救助我們的天主。
Бизниң Тәңримиз бирдин-бир ниҗаткар Тәңридур; Рәбгә, йәни Пәрвәрдигарғила, өлүмгә бағлиқ ишлар тәвәдур.
21 我們的天主實在是拯救人的天主,上主天主使我們擺脫死亡的關口。
Бәрһәқ, Худа Өз дүшмәнлириниң бешини яриду, Өз гуналирида давамлиқ кетиверидиғанларниң чачлиқ каллисини У чақиду.
22 天主必要把他的頭顱擊穿,必要把固執於惡者的腦袋打爛。
Рәб мундақ деди: «[Өз хәлқимни] Башан дияридинму, Деңизларниң чоңқур җайлиридинму қайтуруп келимән;
23 我主說:「縱使他們逃至巴商,我也要把他們捉回來,縱使他們躲在海底,我也要把他們逮回來,
Шундақ қилип [сән хәлқим]ниң пути қанға, Йәни дүшмәнлириңниң қениға милиниду, Иштлириңниң тили буниңдинму несивисини [ялайду]».
24 為使您在鮮血中洗滌您的腳,您的狗以舌頭舔食敵人的血。
Улар Сениң маңғанлириңни көрди, и Худа; Йәни мениң Илаһим, мениң Падишасимниң муқәддәс җайиға кирип маңғанлирини көрди;
25 天主,人都看見您的御輦,看見我主我王,光臨聖殿:
Алдиңда мунаҗатчилар, кәйниңдә чалғучилар маңди, Оттурисида дапчи қизлар бар еди:
26 歌詠的人在前,奏樂的人在後,在中間還有一隊鳴鼓的少女。
«Җамаәтләрдә Худа Рәбгә тәшәккүр-мәдһийә ейтиңлар, — И Исраил булақлиридин чиққанлар!» — дейишти.
27 您們應在盛會中讚美天主,以色列的子孫應讚美上主。
У йәрдә уларниң башламчиси болған кичик Бинямин қәбилиси маңиду; Йәһуда әмирлири, зор бир топ адәмләр, Зәбулунниң әмирлири, Нафталиниң әмирлириму бар.
28 最幼小的本雅明領導在前,隨後有猶大的首領和隨員,則步隆和納斐塔里的長官。天主,求您顯示出您的威能,天主,顯出為我們行的大能。
Сениң Худайиң күчүңни буйруп бекиткән; Өзүң биз үчүн қилғиниңни мустәһкәмлигәйсән, и Худа!
29 為了您在耶路撒冷的聖殿,眾君王必要向您奉上祭獻,
Йерусалимдики муқәддәс ибадәтханаң вәҗидин, Падишаһлар Саңа атап һәдийәләрни елип келиду;
30 懇求您怒叱蘆葦中的野獸,成群的公牛和列國的牛犢;願他們帶著銀塊前來降服,願您驅散喜愛戰爭的民族!
Аһ, һелиқи қомушлуқтики [йиртқуч] җаниварни, Күчлүкләрниң топини, Таипиләрдики топақларниму әйиплигәйсән; Андин уларниң һәр бири күмүч тәңгиләрни әкилип Саңа тиз пүкүшиду; Урушхумар хәлиқләрни тирипирән қиливәткәйсән!
Мөтивәр әлчиләр Мисирдин келиду, Ефиопийә болса Худаға қарап қоллирини тездин көтириду.
И йәр йүзидики әл-жутлар, Худани нахша билән мәдһийиләңлар; Рәбни мәдһийиләп күйләрни ейтиңлар! (Селаһ)
33 他自永遠就是駕御高天穹蒼的大主,聽!他的聲音發出,巨大的聲音已發出。
Асманларниң үстигә, Қедимдин бар болған асманларниң үстигә Мингүчи тоғрилиқ күй ейтиңлар! Мана, У авазини аңлитиду, Униң авази күчлүктур!
34 您們應承認天主的大能!他的榮耀光照以色列人,他的神威已發現在天雲。
Худани күчлүк дәп билип җакалаңлар, Униң һәйвиси Исраил үстидә, Униң күчи булутларда туриду;
35 天主,以色列的天主,在聖所中顯得可敬可畏,他曾將力量和權能賜於百姓。 願天主永受讚美!
И Худа, муқәддәс җайлириңдин сүрлүк көрүнисән! Исраилниң бирдин-бир Тәңриси! Хәлиққә күч-қудрәт бәргүчи болса, Удур! Худаға тәшәккүр-мәдһийә оқулсун!