< 詩篇 60 >

1 達味金詩,交與樂官。 約阿布歸來,在鹽谷殺了一萬二千人。 天主,你拋棄了我們,粉碎了我們!你曾發怒,今求你復興我們。
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Гувалиқ нилупәри» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күйи: — (Давут Арам-Наһараим вә Арам-Зобаһдики Сурийәликләр билән җәң қилғанда, [униң сәрдари болған] Йоаб җәңгә қайта берип, «Шор вадиси»да Едомдикиләрдин он икки миң әскәрни қиличлиған чағда йезилған) И Худа, Сән бизни чәткә қақтиң; Бизни парә-парә қиливәттиң, Сән биздин рәнҗидиң; Әнди бизни йениңға қайтурғин!
2 你曾使大地震動,使地裂土崩,求你彌補裂縫,因它搖搖不定。
Сән зиминни тәвритип йеривәткән едиң; Әнди униң бөсүклирини сақайтқайсән; Чүнки у дәлдәңшип кәтти!
3 你使你的百姓遭受艱苦,使我們喝了麻醉的烈酒。
Сән Өз хәлқиңгә күлпәт-харлиқларни көргүздүң; Сән бизгә алақзадиликниң шарабини ичкүздүң.
4 然後你為敬愛你的人,豎起旗幟,為使他們閃避仇敵的弓矢;
Сән Өзүңдин әйминидиғанларға туғ тикләп бәргәнсән; У һәқиқәтни аян қилишқа көтирилиду. (Селаһ)
5 為叫你所愛的人,獲得救恩;求你以右手協助,垂允我們。
Өз сөйгәнлириң ниҗатлиқ тепиши үчүн, Оң қолуң билән қутқузғайсән, [Дуайимни] иҗабәт қилғайсән.
6 天主在自己的聖所說:「我要凱旋,將舍根分疆,將穌苛特的平原測量。
Худа Өз пак-муқәддәслигидә шундақ дегән: — «Мән тәнтәнә қилимән, Мән Шәкәм диярини бөлүп беримән, Суккот вадисини [тәқсим қилишқа] өлчәймән.
7 基肋阿得地屬於我,默納協地也屬於我;我的頭盔就是厄弗辣因,猶大成為我手中的權棍;
Гилеад Маңа мәнсуптур, Манассәһму Маңа мәнсуптур; Әфраим болса бешимдики дубулғамдур, Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур;
8 摩阿布是我的沐浴池,我向厄東投我的鞋隻,我還要戰勝培肋舍特。
Моаб Мениң жуюнуш җавурумдур; Едомға чоруғумни ташлаймән; Филистийә, Мениң сәвәвимдин тәнтәнә қилиңлар!»
9 誰弔領我進入堅城,誰領導我走進厄東?
Ким Мени бу мустәһкәм шәһәргә башлап кирәлисун? Ким Мени Едомға елип баралисун?
10 天主,莫非你已將我們拋棄,難道不率領我軍出擊?
И Худа, Сән бизни растинла чәткә қақтиңму? Қошунлиримиз билән биллә җәңгә чиқмамсән?
11 求你援助我們抵抗仇讎,因為人的援助盡是虛無。
Бизни зулумлардин қутулушқа ярдәмләшкәйсән, Чүнки инсанниң ярдими бекардур!
12 我們倚靠天主奮勇行事,祂必要,踐踏我們的仇敵。
Худа арқилиқ биз чоқум батурлуқ көрситимиз; Бизгә зулум қилғучиларни чәйлигүчи дәл У Өзидур!

< 詩篇 60 >