< 腓立比書 1 >

1 基督耶穌的僕人保祿和弟茂德,致書給斐理伯的眾位在基督內的聖徒、監督及執事;
Әйса Мәсиһниң қуллири болған Павлус вә Тимотийдин, Филиппида туруватқан, Мәсиһ Әйсада болған барлиқ муқәддәс бәндиләргә, йетәкчиләр вә хизмәтчиләргә салам!
2 願恩寵與平安由天主的父和主耶穌基督賜與你們!
Силәргә ХудаАтимиз вә Рәб Әйса Мәсиһтин меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик ата қилинғай!
3 我一想起你們,就感謝我的天主;
һәр қетим силәрни әслигинимдә мән Худайимға тәшәккүр ейтимән,
4 我每次祈禱,總懷著喜悅為你們眾位祈禱,
һәр қетим дуа қилғинимда, силәрниң биринчи күнидин тартип бүгүнгә қәдәр хуш хәвәр хизмитигә болған һәмкарлиғиңлар түпәйлидин тохтимай шат-хурамлиқ билән силәргә дуа-тилавәт қиливатимән;
5 因為你們從最初的一天直到現在,就協助了宣傳福音的工作;
6 我深信,在你們內開始這美好工作的那位,必予以完成,直到耶穌基督的日子。
чүнки мениң дәл шуниңға ишәшим камилки, силәрдә яхши ишни Башлиғучи бу ишни таки Әйса Мәсиһниң күнигичә камаләткә йәткүзүп тамамлайду;
7 我這樣想念你們眾人,是理當的,因為我在心內常懷念你們,不論我帶鎖鏈,或辯護或確證福音時,你們常參與了我受的恩寵。
мениң һәммиңлар тоғрилиқ шундақ ойлишим тоғридур; чүнки мән қәлбиңлардидурмән; мән зинданда зәнҗирләнгинимдиму вә хуш хәвәрни ақлиғинимдиму, дәлиллигинимдиму [Худа маңа йәткүзгән] меһри-шәпқәттин силәрму ортақ бәһримән болисиләр.
8 天主為我作證:我是怎樣以基督耶穌的情懷愛你們眾人。
Мениң Мәсиһ Әйсаниң ич-бағрида болуп силәрни шунчилик тәлпүнүп сеғинғанлиғимға Худа Өзи гувачидур.
9 我所祈求的是:願你們的愛德日漸增長,渥真知識和各種識見,
Мениң дуа-тилавитим болса, силәрниң муһәббитиңларниң һәртәрәплимә билим вә әтраплиқ сават билән йорутулуп техиму ешип ташқайки,
10 使你們能辨別卓絕之事,為叫你們直到基督的日子,常潔淨無瑕的,
силәр немә ишларниң әвзәл екәнлигини пәриқ етәләйдиған болуп, Мәсиһниң күнидә пак-диянәтлик, әйипсиз болисиләр
11 賴耶穌基督滿結義德的果實,為光榮讚美天主。
һәмдә Әйса Мәсиһ арқилиқ болған, Худаниң шан-шәриви һәм мәдһийисини елип келидиған һәққанийлиқниң мевиси билән толдурулисиләр.
12 弟兄們! 我願意告訴你們, 我的環境對於福音的進展反而有了益處,
Бирақ силәргә шуни хәвәрләндүрмәкчимәнки, и қериндашлар, мениң бу әһвалим әмәлийәттә хуш хәвәрниң техиму кәң тарқилиши үчүн түрткә болди;
13 以致御營全軍和其餘眾人都明明知道,我帶鎖鏈是為基督的緣故;
Чүнки мениң қамилишим Мәсиһ үчүн екәнлиги император ордисидики қаравулханидикиләргә вә башқа һәммәйләнгә аян болди.
14 並且大多數的弟兄,因我帶鎖槤,就更依靠主,更敢講論天主的道理,一點也不害怕。
Шуниң билән қериндашларниң көпинчиси мениң қамилишим түпәйлидин Рәбгә тайинип [Худаниң] сөз-каламини қорқмай сөзләшкә техиму җүръәтлик болди;
15 有些人宣講基督,固然是出於嫉忌和競爭,有些人人卻是出於善意;
дәрвәқә, бәзилири һәсәт қилип яки риқабәтлишип, бәзилири ақ көңүллүк билән Мәсиһни җакалайду;
16 這些出愛的人,知道我是被立為護衛福音的;
кейинкилири болса бәрһәқ муһәббәттин, мениң хуш хәвәрни ақлап испатлишим үчүн мошу йәргә қоюлғанлиғимни билгәнлигидин шундақ қилмақта;
17 那些出於私見宣傳基督的人,目的不純正,想要給我的鎖鏈更增添煩惱。
Алдинқилири болса чин көңлидин әмәс, бәлки шәхсийәтчилигидин, мениң зәнҗирләнгән дәрдимгә дәрд қошмақчи болуп шундақ қилмақта.
18 那有什麼妨礙呢﹖無論如何,或是假意,或是誠心,終究是宣傳了基督。為此,如今我喜歡,將來我仍然要喜歡,
Әнди буларға немә дегүлүк? Қандақла болмисун, тоғра нийәттин болсун сахтилиқтин болсун, охшашла Мәсиһ җакалиниду; мән шуниңға шатлинимән; бәрһәқ, давамлиқ шатлиниверимән.
19 因為我知道,賴你們的祈禱和耶穌基督的聖神的輔助, 這事必有利於我的得救。
Чүнки дуалириңлар вә Мәсиһ Әйсаниң Роһиниң қувәтлиши арқилиқ бу ишлар ниҗат-қутқузулушумға мәдәт болиду дәп билимән,
20 按照我所熱切期待希望的,我在任何事上必不會蒙羞所以現在和將來一樣,我反而放心大膽,我或生或死,總要叫基督在我身上受頌揚。
— демәк, тәқәззалиғим вә үмүт-истиким бойичә һеч ишта хиҗаләтчиликтә қалмастин, тирик яки өлүк болай, һәрдайим болғинидәк һазирму толуқ җасарәт билән Мәсиһ тенимдә улуқлансун!
21 因為在我看來,生活原是基督,死亡乃是利益。
Чүнки маңа нисбәтән һаятимниң өзи Мәсиһдур, өлүш болса техиму пайдилиқтур.
22 如果生活在肉身內,我還能獲得工作的效果:我現在揀選那一樣,我自己也不知道。
Җеним тенимдә қалса, әнди несивәм йәнә мевилик хизмәт болиду; лекин қайсисини әвзәл билип талливелишимни билмәйватимән;
23 我正夾在兩之間:我渴望求解脫而與基督在一起:這實在是再好沒有了;
мән һаят билән мамат оттурисида қисилип қалдим; чүнки бу дуниядин айрилип, Мәсиһ билән биллә болушқа интизармән — бу иш зиядә әвзәлдур;
24 但存留在肉身內,對你們卻十分重要。
амма силәр үчүн җенимниң тенимдә қелиши техиму зөрүрғу дәймән.
25 我確信不疑:知道我必要存留,且必要為你們眾人存留於世, 為使你們在信德上,得到進展和喜樂,
Әнди буниңға ишәшим камил болуп, силәрниң етиқатта алға илгирилишиңлар һәм шат-хурам болушуңлар үчүн мән силәр билән биллә қелип давамлиқ туримән дәп билимән;
26 並使你們因我再來到你們中,同我在基督耶穌內更加歡躍。
шуниң билән мениң силәргә йәнә һәмраһ болғиним вәҗидин мән арқилиқ Мәсиһ Әйсада пәхирлинип тәнтәнә қилишиңлар техиму зиядилишиду!
27 你們生活度日只應合乎基督的福音,好叫我或來看望你們,或不在時,聽到關於你們的事,知道你們仍保時同一的精神, 一心一意為福音的信仰共同奮鬥,
Пәқәт өзүңларни Мәсиһниң хуш хәвиригә лайиқ тутуңларки, мән йениңларға берип силәр билән дидарлашқандиму, силәрдин айрилғандиму, ишлириңлардин аңлайдиғиним силәрниң бир роһ бир җанда болуп чиң дәссәп туруп, хуш хәвәрдики етиқатниң йолида күрәшкә интиливатқиниңлар,
28 一點也不為敵人所嚇住:這樣證明了他們必將喪亡,你們必將得救,因為這是出於天主,
шундақла қарши чиққучиларниң һеч қандақ вәһимилиридин патипарақ болуп кәтмигиниңлар болсун; силәрдики бу ғәйрәт, уларға һалакәтниң бәлгүси, силәргә болса қутқузулушуңларниң аламити, шуниңдәк алайитән Худадин кәлгән бир аламәттур;
29 因為,為了基督的緣故, 賜給你們的恩賜,不但是為相信祂, 而且也是為祂受苦:
Чүнки Мәсиһниң йолида силәргә пәқәт Униңға ишинишнила әмәс, йәнә Униң үчүн хорлуққа учрашму несивә қилинғандур.
30 就是要遭受你們曾在我身上所見的,及如今由我所聽到的同樣的決鬥。
Чүнки силәр илгири мәндә көргиниңлардәк вә шуниңдәк һазир аңлиғиниңлардәк мән йолуққан күрәшкә силәрму йолуқмақтисиләр.

< 腓立比書 1 >