< 腓立比書 4 >
1 為此,我所親愛的和所懷念的弟兄,我的喜樂和我的冠冕,我可愛的諸位! 你們應這樣屹占在主內。
Әнди, әй қериндашлирим, сөйгәнлирим вә тәлпүнгәнлирим, мениң шат-хурамлиғим, мениң бешимниң таҗи болғучилар, Рәбдә чиң туруңлар, и сөйгәнлирим!
2 我奉勸厄敖狄雅和欣提赫,要在主內有同樣的心情。
Еводиядин өтүнимән, вә Сунтихәдин өтүнимәнки, Рәбдә бир ой, бир пикирдә болуңлар!
3 至於你,我忠誠的同伴,我也求你援助她們,因為她們曾伴隨我為福音而奮鬥,與克肋孟以及我的其他的同事一樣,他們的名字已寫在生命冊上了。
Дурус, мән сәндинму тәләп қилимәнки, и һәқиқий һәмбоюнтуруқлуқ хизмәтдишим, бу аялларниң ярдимидә болғин; мана улар мән вә Климәнт билән биллә, шундақла намлири «һаятлик дәптири»гә хатириләнгән башқа хизмәтдашлирим билән биллә хуш хәвәр хизмитини илгири сүрүштә биргә күрәш қилған.
Рәбдә шатлиниңлар; мән йәнә ейтимәнки, шатлиниңлар!
Силәрниң мулайимлиғиңлар пүткүл инсанға аян болсун; Рәб йеқиндур!
6 你們什麼也不要掛慮,只在一切事上,以懇求和祈禱,懷著感謝之心,向天父呈上你們的請求;
Һеч иш тоғрилиқ әндишә қилмаңлар; бәлки һәр бир ишта тәшәккүр ейтип тилигиңларни Худаға дуа һәм илтиҗа арқилиқ мәлум қилиңлар;
7 這樣,天主那超乎各種意想的平安,必要在基督耶穌內固守你們的人思念慮。
шу чағда адәмниң ойлиғинидин ешип чүшидиған, Худа егә болған хатирҗәмлик қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Мәсиһ Әйсада қоғдайду.
8 此外弟兄們! 凡是真實的,凡是高尚的,凡是純潔的,凡是可愛的,凡是榮譽的,不管是美德,不管是稱譽:這一切你們都該思念:
Ахирида, әй қериндашлирим, немә ишлар һәқиқәт, немә ишлар алийҗанаб, немә ишлар һәққаний, немә ишлар пак, немә ишлар хуш-йеқимлиқ, немә ишлар шан-шөһрәтлик болса, қисқиси һәр қандақ ишларда әхлақ-пәзиләт яки махташқа лайиқ тәрәпләр бар болса, шу ишларға көңүл қоюп ойлиниңлар.
9 凡你們在我身上所學得的,所領受的,所聽到的,所看到的:這一切你們都該實行:這樣,賜平安的天主必與你們同在。
Мәндин үгәнгән, қобул қилған, аңлиған вә мәндә көргәнләрниң һәр қандиқи болса, силәр шуларға әмәл қилиңлар; шундақ қилғанда хатирҗәмлик Егиси болған Худа силәргә яр болиду.
10 再者,我在主內非常喜歡,因為你們對我的關心又再次表現出來,始終是關心我,只不過缺少表現的機會。
Әнди мән Рәбдә зиядә шатландимки, силәр һазир ахирда маңа болған көйүмчанлиғиңларни қайтидин көрсәттиңлар (билимәнки, маңа дайим көйүнүп кәлдиңлар, амма пәқәтла көрситиш пурсити чиқмиди).
11 我說這話,並不是由於貧乏,因為我已學會了,在所處的環中常常知足。
Мән бу гепимни, бирәр муһтаҗлиқтин ейтиватқиним йоқ; чүнки әһвалим қандақла болушидин қәтъинәзәр, бариға қанаәт қилишни үгинивалдим.
12 我也知道受窮,也知道享受;在各樣事上和各種環中,或飽飫,或饑餓,或富裕,或貧乏,我都得了秘訣。
Мән осал әһвалда яшашни билимән, һәм кәңричиликтә яшашниму билимән. Һәр ишта, һәр әһвалда, һәм тоқлуқта һәм ачлиқта, һәм баяшатчилиқта һәм муһтаҗлиқта яшашниң сирини үгинивалдим.
Маңа қудрәт Бәргүчигә тайинип һәммә ишни қилалайдиған болдум.
14 但是,你們也實在做的好,因為分擔了我的困苦。
Һалбуки, мениң қийинчилиғимға ортақ болушуңлар билән яхши қилдиңлар.
15 你們斐理伯人也知道:當我在傳福音之初,離開馬其頓時,沒有一個教會在支收的事上供應過我,惟獨只你們;
Силәргиму мәлумки, әй Филиппилиқлар, мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда, хуш хәвәрни башқа йәрләргә йәткүзгән дәсләптики вақитларда, силәрдин башқа һеч қандақ җамаәт бериш вә қобул қилиш ишлирида мән билән һәмкарлашмиған.
16 連我在得撒洛尼時,你們不只一次,而且兩次曾給我送來我的急需。
Чүнки Тесалоника шәһиридики вақтимдиму еһтияҗим чүшкәндә силәр маңа бир нәччә қетим ярдәм әвәттиңлар.
17 我並不是貪求餽贈,我所貪求的,是歸入你們賬內的豐厚的利息。
Мениң бундақ дейишим, силәрдин бирәр соғатни издәп сориғиним әмәстур, издигиним болса һесаватиңларға [роһий] мевиниң көп топлинишидин ибарәттур.
18 如今我已收到了一切,已富足了;我由厄帕格狄托收到了你們來的芬芳的馨香,天主所悅納中意的祭品,我已夠滿了
Лекин мәндә һәммә нәрсә бар, һәтта йетип ашқидәк бар; силәр әвәткәнлириңларни Епафродиттин тапшурувелип терәмгә сиғмай қалдим вә молчилиққа чөмдум. Бу әвәткиниңлар интайин хушбуй, Худаға қобул болғидәк, шундақла Уни хурсән қилидиған бир қурбанлиқтәк еди.
19 我的天主必要以自己的財富,在基督耶穌內,豐富滿足你們的一切需要。
Вә мениң Худайим силәр муһтаҗ болған һәммә нәрсини Мәсиһ Әйсада болған шан-шәривидики байлиқларға асасән мол тәминләйду.
20 願光榮歸於天主,我們的父,至於世世。阿們。 (aiōn )
Әнди Худайимиз һәм Атимизға әбәдил-әбәткичә шан-шәрәп болғай! Амин. (aiōn )
21 你們要在基督耶穌內問候各位聖徒;同我在一起的弟兄都問候你們。
Мәсиһ Әйсада болған барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам йәткүзүңлар. Йенимдики қериндашлардинму силәргә салам!
22 眾位聖徒,特別是凱撒家中的聖徒,都問候你們。
Барлиқ муқәддәс бәндиләрдин, болупму Қәйсәр [императорниң] ордисида болғанлардин силәргә салам!
Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити роһуңларға яр болғай!