< 民數記 24 >

1 巴郎見祝福以色列,為上主所喜悅,就不再像前幾次一樣先去探求預示,只轉面向曠野。
Балаам Пәрвәрдигарниң Исраилларға бәхит-бәрикәт ата қилишни мувапиқ көргәнлигини көрүп йетип, алдинқи [икки] қетимқидикидәк сеһир ишлитишкә бармиди, бәлки йүзини чөл-баяван тәрәпкә қаратти.
2 巴郎一舉目,看見了按支派紮營的以色列人;那時天主的神降在他身上,
Балаам бешини көтирип Исраилларниң қәбилә бойичә чедирларда олтирақлашқанлиғини көрди, Худаниң Роһи униң үстигә чүшти.
3 他遂吟詩說:「貝敖爾的兒子巴郎的神諭,明眼男子的神諭,
Шуниң билән у ағзиға калам сөзини елип мундақ деди: — «Беорниң оғли Балаам йәткүзидиған калам сөзи, Көзи ечилмиған адәмниң ейтидиған калам сөзи,
4 那聽到天主木話,得見全能者的神視,在沉睡中開了神眼的神視:
Йәни Тәңриниң сөзлирини аңлиғучи, Һәммигә Қадирниң аламәт көрүнүшини көргүчи, Мана әнди көзи ечилип дүм жиқилған киши йәткүзгән калам сөзи: —
5 雅各伯,你的帳幕,何其壯觀! 以色列,你的居住,何其美好!
Аһ Яқуп, чедирлириң нәқәдәр гөзәл, Туралғулириң нәқәдәр гөзәл, аһ Исраил!
6 如擴展的棕林,似河畔的花園,像牆上上主栽種的沉香,似臨水的香柏。
Гоя кеңәйгән дәрия вадилиридәк, Худди дәрия бойидики бағлардәк, Гоя Пәрвәрдигар тикип өстүргән уд дәрәқлиридәк, Дәрия бойидики кедир дәрәқлиридәк;
7 英雄由他的 後裔而出,他將治理許多民族;他的君王超越阿加格,他的王國必受舉揚。
Сулар униң соғилиридин еқип чиқиду, Әвлатлири сүйи мол җайларда болиду; Падишаси Агагдин ешип кетиду, Униң падишалиғи үстүн қилинип гүллиниду.
8 領他出埃及的天主,為他有如野牛的角。他要吞滅那敵對他的人民,粉碎他們的骨骸,折斷他們的箭矢。
Тәңри уни Мисирдин елип чиққан, Униңда явайи буқиниң күчи бардур; Дүшмән әлләрни у йәп кетиду, Устиханлирини езип ташлайду, Оқя етип уларни тешип ташлайду.
9 他蹲伏臥下有如雄獅,又似母獅;誰敢令他起立﹖祝福你的,必受祝福;咒罵你的,必受咒罵」。
У бағирлап ятса, әркәк ширдәк, Ятса һәм чиши ширдәк, Ким уни қозғитишқа петинар? Ким саңа бәхит-бәрикәт тилисә, бәхит-бәрикәт тапиду. Ким сени қарғиса, қарғишқа кетиду».
10 巴拉克對巴郎大發憤怒,拍手向他說:「我請你來是為咒罵我的仇敵;看,你反而祝福他們,且已三次。
Балақ Балаамға аччиқлинип, қолини қолиға уруп кәтти; Балақ Балаамға: — Мән силини дүшминимни қарғап беришкә қичқиртқан едим вә мана, сили үч қетим пүтүнләй уларға амәт тилидилә!
11 現在你快回你故鄉去! 我原想豐富地酬謝你,但是,上主奪去了你的酬報」。
Әнди тездин жутлириға қечип кәтсилә; мән әслидә силиниң иззәт-һөрмәтлирини катта қилай дегән едим, мана Пәрвәрдигар силини бу катта иззәт-һөрмәткә наил болуштин тосуп қойди, — деди.
12 巴郎回答巴拉克說:「我不是已對你遺來的使者聲明過:
Балаам Балаққа: — Мән әслидә өзлириниң әлчилиригә:
13 既使巴拉克給我滿屋金銀,我也不能違犯上主的命令,任意去行善或作惡,而只能說上主所吩咐的嗎﹖
«Балақ маңа өзиниң алтун-күмүчкә лиқ толған өз өйини бәрсиму, Пәрвәрдигарниң буйруғинидин һалқип, өз мәйлимчә яхши-яман иш қилалмаймән; Пәрвәрдигар маңа немә десә, мән шуни дәймән» дегән әмәсмидим?
14 現在我就要回到我民族那裏去;來,讓我告訴你這民族日後對你的民族所要做事」。
Әнди мән өз хәлқимгә қайтимән; кәлсилә, мән өзлиригә бу хәлиқниң күнләрниң ахирида силиниң хәлиқлиригә қандақ муамилә қилидиғанлиғини ейтип берәй, — деди.
15 於是他吟詩 u金敖爾的兒子巴郎的神諭,明眼男子的神諭,
У калам сөзини ағзиға елип мундақ деди: — Беорниң оғли Балаам йәткүзидиған калам сөзи, Көзлири ечилмиған киши ейтқан калам сөзи,
16 那聽到天主的話,深知至高者的思慮,得見全能者的神視,在沉睡中開了神眼的神諭:
Тәңриниң сөзлирини аңлиғучи, Һәммидин Алийниң вәһийлирини билгүчи, Һәммигә Қадирниң аламәт көрүнүшини көргүчи, Мана әнди көзи ечилған дүм жиқилиған киши йәткүзидиған калам сөзи: —
17 我看見衪,卻不是在現在;卻不是在近處:由雅各伯將出現一顆星,由以色列將興起一權杖,擊碎摩阿布木頍角,粉碎特一切子民的腦蓋。
Мән Уни көримән, лекин һазир әмәс; Мән Униңға қараймән, лекин йеқин йәрдин әмәс; Яқуптин чиқар бир юлтуз, Көтириләр Исраилдин бир шаһанә һаса; Чеқиветәр у Моабниң чекисини, Барлиқ Шетләрниң бешини янҗийду.
18 厄東將成為他的屬地,色依爾將成為他的轄境;以色列必行使威權。
Едом униңға тәвә болиду, Йәнә техи дүшмини Сеирлар униңға тәвә болиду; Исраил болса батурлуқ қилиду.
19 由雅各伯將山生一位統治仇敵者,衪要除滅依爾的遺民」。
Яқуптин чиққан бири сәлтәнәт сүриду, Шәһәрдә қалған һәммәйләнни йоқитиду».
20 以後他望見阿肋瑪克,遂吟詩說:「阿肋瑪克原是眾民之首,但他的結局是永遠的滅亡」。
Андин Балаам Амаләкни көрүп, мундақ калам сөзини ейтти: — «Амаләк еди әсли әлләр арисида баш, Әнди һалакәттур тәғдир-қисмити».
21 後又望見刻尼人,遂吟詩說:「你的居住固然鞏固,你的巢穴縱然建在磐石間;
Андин Балаам Кенийләрни көрүп мундақ калам сөзини ейтти: — «Сениң маканиң мустәһкәм болуп, Чаңгаң қорам таш ичидә болсиму,
22 但刻尼人仍要被毀滅,到何時亞述才將你擄去﹖」
Лекин силәр Кенийләр һалак қилинип турисиләр; Таки Ашур силәрни тутқун қилип кәткичә».
23 他又吟詩說:「嗚呼! 若天主履行此事,誰還能生存!
Балаам йәнә калам сөзини давам қилип мундақ деди: — «Аһ, Тәңри бу ишларни қилған чеғида, Ким тирик қелишқа қадир болар?
24 從基廷有船來,征服亞述,征服厄貝爾;他們也要永遠滅亡」。
Киттим тәрәплиридин кемиләр келип, Зулум-зәхмәт салиду Ашурға, Зулум-зәхмәт салиду Ебәргә; Лекин [Киттимдин кәлгүчи] өзиму һалакәткә йүзлинәр.
25 然後巴郎起身回了本鄉;巴拉克也回去了。
Шуниң билән Балаам орнидин қопуп өз жутиға қайтти; Балақму өз йолиға маңди.

< 民數記 24 >