< 馬太福音 9 >
Шуниң билән у кемигә чүшүп деңиздин өтүп, өзи турған шәһәргә қайтип кәлди.
2 看,有人給衪送來一個躺在床上的黨癱子,耶穌一見他們的信心,就對癱子說:「孩子,你放心,你的罪赦了。」
Вә мана, кишиләр зәмбилгә ятқузулған бир паләчни униң алдиға елип кәлди. Әйса уларниң ишәшини көрүп һелиқи паләчкә: — Оғлум, жүрәклик бол, гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди.
Андин мана, Тәврат устазлиридин бәзилири көңлидә: «Бу адәм күпүрлүк қиливатиду!» дәп ойлиди.
4 耶穌看透他們的心意說:「你們為什麼心裏思代念惡事呢﹖
Уларниң көңлидә немә ойлаватқанлиғини билгән Әйса уларға: — Немә үчүн көңлүңларда рәзил ойларда болисиләр?
5 什麼比較容易呢﹖是說:你的罪赦了,或是說:起來行走吧!
«Гуналириң кәчүрүм қилинди» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, маң!» дейишму? — деди вә йәнә уларға: —
6 為叫你們知道,人子在地上有赦罪的權柄─就對癱子說:起來,拿起你的床,回家去吧!」
Амма һазир силәрниң Инсаноғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини билишиңлар үчүн, — у паләч кесәлгә: — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп өйүңгә қайт, — деди.
Һелиқи адәм орнидин туруп өйигә қайтти.
8 群眾見了,就都害怕起來,遂歸光榮於天主,因他衪賜給了人們這麼大的權柄。
Буни көргән топ-топ адәмләр қорқушуп, инсанларға бундақ һоқуқни бәргән Худани улуқлашти.
9 耶穌從那裏前行,,看見一個人在稅關那裏坐著,名叫瑪竇,對他說:「跟隨我!」他就起來跟隨了耶穌。
Әйса у йәрдин чиқип алдиға кетиветип, баҗ жиғидиған орунда олтарған, Матта исимлиқ бир [баҗгирни] көрди. У униңға: — Маңа әгәшкин! — деди. Вә Матта орнидин туруп, униңға әгәшти.
10 當耶穌在屋裏坐席時,有許多稅吏和罪人也來同耶穌和衪的門徒一起坐席。
Вә шундақ болдики, Әйса [Маттаниң] өйидә меһман болуп дәстиханда олтарғанда, нурғун баҗгирлар вә гунакарларму кирип, Әйса вә униң мухлислири билән һәмдәстихан болди.
11 法利賽人看見,就對衪的門徒說:」你們的老師為什麼同稅吏和罪人一起進食呢﹖」
Буни көргән Пәрисийләр униң мухлислириға: — Устазиңлар немишкә баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда йәп-ичип олтириду?! — деди.
12 耶穌聽見了,就說:「不是健康的人須要醫生,而是有病的人。
Бу гәпни аңлиған Әйса: — Сағлам адәмләр әмәс, бәлки бемарлар тевипқа муһтаҗдур.
13 你們去研究一下:『我喜歡仁愛勝過祭獻』是什麼意思;我不是來召義人而是來召罪人。」
Силәр берип [муқәддәс язмилардики]: «Издәйдиғиним қурбанлиқлар әмәс, бәлки рәһим-шәпқәт» дейилгән шу сөзниң мәнасини үгиниңлар; чүнки мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни чақирғили кәлдим, деди.
14 那時,若翰的門徒來到衪跟前說:「為什麼我們和法利賽人多次禁食,而你的門徒卻不禁食呢﹖」
Шу вақитларда, Йәһя [пәйғәмбәрниң] мухлислири Әйсаниң йениға келип униңға: — Немишкә биз вә Пәрисийләр пат-пат роза тутимиз, лекин сизниң мухлислириңиз тутмайду? — дәп сорашти.
15 耶穌對他們說:「伴郎豈能當新郎與他們一起的時候悲哀﹖但日子將要來到;當新郎從他們中被劫去時,那時他們就要食了。
Әйса җававән: — Тойи болуватқан жигит техи тойда һәмдәстихан олтуған чағда, той меһманлири һаза тутуп олтарса қандақ болиду!? Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күндә роза тутиду.
16 沒有人用未漂過的布作補釘補在舊衣服上的,因為補上的必扯裂了舊衣,破碇就更加壞了。
Һеч ким кона көйнәккә йеңи рәхттин ямақ салмайду. Ундақ қилса, йеңи ямақ [киришип], кийимни тартип житиветиду. Нәтиҗидә, житиқ техиму йоғинап кетиду.
17 也沒有人把新酒裝入舊皮囊裏的,不然,曩一破裂,酒也流了,皮囊也壞了;而是應把新酒裝在新皮囊裏,兩樣就都得保全。」
Шуниңдәк, һеч ким йеңи шарапни кона тулумларға қачилимайду. Әгәр ундақ қилса, [шарапниң ечиши билән] тулумлар йерилип кетиду-дә, шарапму төкүлүп кетиду һәм тулумларму кардин чиқиду. Шуниң үчүн кишиләр йеңи шарапни йеңи тулумларға қачилайду; шундақ қилғанда, һәр иккилиси сақлинип қалиду.
18 耶穌向他們說這話的時候,有一位首長前來跪拜衪說:「我的女兒剛才死了,可是請你來,把你的手放在她身上,她必會活。」
У [Йәһяниң мухлислириға] бу сөзләрни қиливатқан вақтида, мана бир һөкүмдар келип, униң алдиға баш уруп: — Мениң қизим һазирла өлүп кәтти; амма сиз берип униңға қолиңизни тәккүзүп қойсиңиз, у тирилиду, деди.
Әйса орнидин туруп, мухлислири билән биллә униң кәйнидин маңди.
20 看,有一個患血漏十二年的女人,從後面走近,摸了衪的衣服禭頭,
Вә мана, йолда хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял Әйсаниң арқисидин келип, униң тониниң пешини силиди.
21 因為她心裏想:「只要我一摸衪的衣服,我就會好了。」
Чүнки у ичидә «Униң тонини силисамла, чоқум сақийип кетимән» дәп ойлиған еди.
22 耶穌轉過身來,看著她說:「女兒,放心吧!你的信德救了妳。」從那時起,那女心就好了。
Амма Әйса кәйнигә бурулуп, уни көрүп: — Қизим, жүрәклик бол, ишәшиң сени сақайтти! деди. Шуниң билән у аял шу сааттә сақайди.
23 耶穌來到首長家裏,看見吹笛的和亂哄哄的群眾,
Әнди Әйса һелиқи һөкүмдарниң өйигә киргәндә, нәй челиватқан вә һаза тутуп вайсаватқан кишиләр топини көрүп,
24 就說:「你們起開吧!女孩沒有死,只是睡了。」他們都譏笑衪。
уларға: — Чиқип кетиңлар, бу қиз өлмиди, бәлки ухлаватиду, деди. [Шуни аңлап] көпчилик уни мәсқирә қилди.
25 把群眾趕出去以後,耶穌就進去,拿起女孩子的手,小女孩就起來了。
Кишиләр чиқириветилгәндин кейин, у қизниң йениға кирип, униң қолини тутивиди, қиз орнидин турди.
Бу тоғрисидики хәвәр пүтүн жутта пур кәтти.
27 耶穌從那裏前行,有兩個瞎子跟著衪喊說:「達味之子!可憐我們吧!」
Әйса у йәрдин чиққанда, икки қариғу униң кәйнидин келип: — И Давутниң оғли, бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп нида қилишти.
28 衪一來到家,瞎子使走到衪跟前;耶穌對他們說:「你們信我能做作這事嗎。」他們對衪說:「是,主。」
У өйгә киргәндин кейин, шу икки қариғу униң алдиға кәлди. Әйса улардин: — Силәр мениң бу ишқа қадир екәнлигимгә ишинәмсиләр? — дәп сориди. — И Рәббим, ишинимиз, — дәп җавап бәрди улар.
29 於是耶穌摸他們的眼說:「照你們的信德,給你們成就吧!」
У қолини уларниң көзлиригә тәккүзүп туруп: — Ишәшиңлар бойичә болсун! девиди,
30 他們的眼便開了。耶穌嚴厲驚戒他們說:「你們當心,不要使任何人知道。」
Уларниң көзлири ечилди. Әйса уларға: Бу ишни һеч кимгә ейтмаңлар! дәп қаттиқ тапилиди.
Лекин улар у йәрдин чиқипла, униң нам-шөһритини пүткүл жутқа йейивәтти.
32 他們出去後,看,有人給耶穌送來一個附魔的啞吧。
Улар чиқип кетиватқанда, кишиләр җин чаплашқан бир гачини униң алдиға елип кәлди.
33 魔鬼一疲趕出去,啞吧就說出話來。群眾驚奇說:「在以色列從未出現萵這樣的事情。」
Униңға чаплашқан җинниң һайдилиши биләнла, һелиқи адәм зуванға кәлди. Халайиқ интайин һәйрануһәс болуп: — Бундақ иш Исраилда зади көрүлүп бақмиған, — дейишти.
Лекин Пәрисийләр: — У җинларни җинларниң әмригә тайинип қоғлайдикән, дейишти.
35 耶穌周遊各城各村,在他們的會堂內施教,宣講又國的福音,治好一切疾病,一切災殃。
Вә Әйса барлиқ шәһәр вә йеза-қишлақларни кезип, уларниң синагоглирида тәлим берип, әрш падишалиғидики хуш хәвәрни җакалиди вә һәр хил кесәлләрни вә һәр хил мәйип-аҗизларни сақайтти.
36 衪一見群眾,就對他們動了慈心,因為他們困苦流離,像沒有牧人的羊。
Лекин у топ-топ адәмләрни көрүп уларға ич ағритти, чүнки улар харлинип падичисиз қой падилиридәк панаһсиз еди.
Шуниң билән у мухлислириға: — Һосул дәрвәқә көп екән, бирақ [һосул елиш үчүн] ишләйдиғанлар аз екән.
38 所以你們應當求莊稼的主人派遣工人,來收衪的莊稼。」
Шуңа һосулниң Егисидин, Өз һосулиңни жиғивелишқа ишләмчиләрни җиддий әвәткәйсән, дәп тиләңлар, — деди.