< 馬太福音 2 >

1 當黑落德為王時,耶穌誕生在猶大的白冷;看,有賢士從東方來到耶路撒冷,說:
Әйса Һерод падиша һөкүм сүргән күнләрдә Йәһудийә өлкисиниң Бәйт-Ләһәм йезисида дунияға кәлгәндин кейин, мана бәзи данишмәнләр мәшриқтин Йерусалимға йетип келип, пухралардин:
2 「才誕生的猶太人君王在哪裏﹖我們在東方見了衪的星,特來朝拜衪。」
Йәһудийларниң [йеңидин] туғулған падишаси қәйәрдә? Чүнки биз униң юлтузиниң көтирилгәнлигини көрдуқ. Шуңа, униңға сәҗдә қилғили кәлдуқ, — дейишти.
3 黑落德王一聽說,就驚慌起來,全耶路撒冷也同他一起驚慌。
Буни аңлиған Һерод падиша, шуниңдәк пүткүл Йерусалим хәлқиму алақзадиликкә чүшти.
4 他便召集了眾司祭和民間的經師,仔細考問他們:默西亞應當生在哪裏。
У пүткүл баш каһинлар вә хәлиқниң Тәврат устазлирини чақирип, улардин «Мәсиһ қәйәрдә туғулуши керәк?» — дәп сориди.
5 他們對他說:「在猶太的白冷,因為先知曾這樣記載:
Улар: «Йәһудийәдики Бәйт-Ләһәм йезисида болуши керәк, — чүнки пәйғәмбәр арқилиқ шундақ пүтүлгән: —
6 『你猶大的白冷啊!你在猶大的群邑中,決不是最小的,因為將由你出來一位領袖,衪將牧養我的百姓以色列。』
«И Йәһудийә зиминидики Бәйт-Ләһәм, Хәлқиң Йәһудийә йетәкчилириниң арисида әң кичиги болмайду; Чүнки сәндин бир йетәкчи чиқиду, У хәлқим Исраилларниң баққучиси болиду» — дейишти.
7 於是黑落德暗暗把賢士叫來,你細詢問他們那星出現的時間;
Буниң билән, Һерод данишмәләрни мәхпий чақиртип, юлтузниң қачан пәйда болғанлиғини сүрүштүрүп биливалди.
8 然後打發他們往白冷去,說:你們去仔細尋訪嬰孩,幾時找到了給我報信,好讓我也去朝拜衪。」
Андин: «Берип балини сүрүштә қилип тепиңлар. Тапқан һаман қайтип маңа хәвәр қилиңлар, мәнму униң алдиға берип сәҗдә қилип келәй» — дәп, уларни Бәйт-Ләһәмгә йолға салди.
9 他們聽了王的話,就走了。看,他們在東方所見的那星,走在他們前面,直至來到嬰所在的地方,就停在面。
Данишмәнләр падишаниң сөзини аңлап йолға чиқти; вә мана, улар шәриқтә көргән һелиқи юлтуз уларниң алдида йол башлап маңди вә бала турған йәргә келип тохтиди.
10 他們一見到那星,極其高興喜歡。
Улар һелиқи юлтузни көргинидин интайин қаттиқ шатлиништи
11 他們走進屋內,看見嬰兒和他的母親瑪利亞,遂俯伏朝拜了衪,打開自己的寶匣,給衪奉獻了禮物,即黃金、乳香和歿藥。
һәм өйгә кирип, балини аниси Мәрйәм билән көрүп, йәргә жиқилип униңға сәҗдә қилишти. Андин, ғәзнилирини ечип, алтун, мәстики, мурмәкки қатарлиқ соғатларни сунушти.
12 他們在夢中得到啟示,不要回到黑落德那裏,就由另一條路返回自己的地方去了。
Уларға чүшидә Һеродниң йениға бармаслиқ тоғрисидики вәһий кәлгәнлиги үчүн, улар башқа йол билән өз жутиға қайтишти.
13 他們離去後,看,上主的天使顯於若瑟說:「起來,帶著嬰孩和衪的母親,逃往埃及去,住在那裏,直到我再通知你,因為黑落德即將尋找這嬰孩,要把衪殺掉。」
Улар йолға кәткәндин кейин, Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси Йүсүпниң чүшидә көрүнүп: Орнуңдин тур! Бала вә аниси иккисини елип Мисирға қач. Мән саңа уқтурғичә у йәрдә турғин. Чүнки Һерод балини йоқитишқа издәп келиду — деди.
14 若瑟便起來,星夜帶口嬰孩姓衪的母親,退避到屐及去口
Шуниң билән у орнидин туруп, шу кечила бала вә аниси иккисини елип Мисирға қарап йолға чиқти.
15 留在那裏,直到黑落德死去。這就應驗了上主藉先知所說的話:「我從埃及召回了我失兒子。」
У Һерод өлгичә шу йәрдә турди. Шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан: «Оғлумни Мисирдин Мән чақирдим» дегән сөзи әмәлгә ашурулди.
16 那時,黑落德見了自己受了士們的愚弄,就大發忿怒,依照他由賢士們所探得的時期,差人將白冷及其周圍境內所有兩歲及兩歲以下的嬰兒殺死,
Һерод болса данишмәнләрдин алданғанлиғини билип, қаттиқ ғәзәпләнди. У данишмәнләрдин ениқлиған вақитқа асасән, адәмләрни әвәтип Бәйт-Ләһәм йезиси вә әтрапидики икки яш вә униңдин төвән яштики оғул балиларниң һәммисини өлтүргузди.
17 於是應驗了耶肋米亞先知所說的話:
Шу чағда Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған муну сөз әмәлгә ашурулди: —
18 「在辣瑪聽到了聲音,痛哭哀號不止;辣黑爾痛哭她的子女,不願受人安慰,因為他們不在了。」
«Рамаһ шәһиридә бир сада, Аччиқ жиға-зериниң пиғани аңлинар, Бу Раһиләниң балилири үчүн көтәргән аһ-зарлири; Балилириниң йоқ қиливетилгини түпәйлидин, Тәсәллини қобул қилмай пиған көтириду».
19 黑落德死後,看,上主的天使在埃及托夢顯於若瑟說:
Әнди Һерод өлгәндин кейин, Худаниң бир пәриштиси Мисирда турған Йүсүпниң чүшидә көрүнүп униңға: —
20 「起來,帶著孩子和衪的母親,往以色列地去,因為那些謀殺孩子性命的人死了。」
Орнуңдин тур! Бала вә анисини елип Исраил зиминиға қайт! Чүнки балиниң җенини алмақчи болғанлар өлди, — деди.
21 他便起來,帶著孩子和衪的母親,進了以色列地域;
Буниң билән Йүсүп орнидин туруп бала вә анисини елип Исраил зиминиға қайтти.
22 但是一聽說阿爾赫勞繼他父親黑落德作了猶太王,就害怕到那裏去;夢人得到了啟示後,便退避到加里肋亞境內,
У Архелаусниң атиси Һерод падишаниң орниға тәхткә олтирип Йәһудийә өлкисигә һөкүмранлиқ қиливатқинидин хәвәр тепип, у йәргә қайтиштин қорқти; вә чүшидә униңға бир вәһий келип, Галилийә зиминиға берип,
23 去住在一座名叫納匝肋的城中,如此應驗了先知所說的話:「衪將稱為納匝肋人。」
Насарәт дәп атилидиған бир йезида олтирақлашти. Шуниң билән пәйғәмбәрләр арқилиқ: «У Насарәтлик дәп атилиду» дейилгини әмәлгә ашурулди.

< 馬太福音 2 >