< 馬可福音 7 >
1 法利賽和一些從耶路撒冷來的經師,聚集到耶穌跟前。
Бу чағда, Пәрисийләр вә Тәврат устазлиридин бәзилири Йерусалимдин келип униң алдиға жиғилди;
2 他們曾看見他的幾個門徒用不潔的手,就是用沒有洗過的手吃飯──
шу Пәрисийләр вә Тәврат устазлири униң мухлислиридин бәзилириниң тамақни қолини жуймай, йәни «напак» һалда йәватқанлиғини көрүп, униңдин: — Мухлислириң немишкә ата-бовилиримизниң әнъәнилиригә риайә қилмай, бәлки жуюлмиған қоллири билән тамақ йәйду? — дәп сорашти (чүнки Пәрисийләр вә пүтүн Йәһудийлар ата-бовилири тәрипидин қалдурулған әнъәнини чиң тутқачқа, авал қоллирини әстайидиллиқ билән юмиса, тамақ йемәйду. Шуниңдәк базардин қайтип кәлгәндиму, улар қол жуймай бир нәрсә йемәйду. Униңдин башқа, пиялә-қәдәһ, дас-чөгүн вә мис қачилар вә диванларни жуюш тоғрисида тапшурулған нурғунлиған әнъәниләрдиму чиң туриду).
3 原來,法利賽人和所有的猶太人都拘守先人的傳授:若不仔細洗手,就不吃飯;
4 從街市上回來,若不先沐浴,也不吃飯;還有其他許多按傳統應拘守的事:如洗杯,洗壼,洗銅器等──
5 法利賽人和經師們就問耶穌說:「你的門徒為什麼不遵守先人的傳授,而用不潔的手吃飯﹖」
6 耶穌對他們說:「依撒意亞論你們這些假善人預言得真好,正如所記載的:『這民族用嘴唇尊敬我,他們的心卻遠離我。
У уларға җавап берип мундақ деди: — Йәшая пәйғәмбәр силәр сахтипәзләр тоғраңларда алдин-ала топтоғра бешарәт бәргән! [униң] язмисида пүтүлгәндәк: — «Мошу хәлиқ ағзида Мени һөрмәтлигини билән, Бирақ қәлби Мәндин жирақ;
7 他們恭敬我,也是虛假的,因為他們所講授的教義,是人的規律。』
Улар Маңа беһудә ибадәт қилиду. Уларниң үгәткән тәлимлири пәқәт инсанлардин чиққан пәтиваларла, халас».
Чүнки силәр Худаниң әмрини ташлап қоюп, инсанларниң әнъәнисини чиң тутивалидикәнсиләр — дас-чөгүн, пиялә-қәдәһләрни жуюш вә шуниңға охшап кетидиған нурған башқа ишларни әнъәнә қилип жүрисиләр.
9 又向他們說:「真好啊! 你們為拘守你們的傳授,竟廢除了天主的誡命。
У уларға йәнә мундақ деди: — Силәр өзлириңларниң әнъәнисини чиң тутимиз дәп Худаниң әмрини әпчиллик билән бир чәткә қайрип қойдуңлар!
10 梅瑟原說過:『你該孝敬你的父親及你的母親; 』又說:『咒罵了父親或母親的,應處以死刑。』
Чүнки Муса [пәйғәмбәр]: «Ата-анаңни һөрмәт қил» вә «Атиси яки анисини һақарәтлигәнләр өлүмгә мәһкүм қилинсун» дәп әмир қилған.
11 你們卻說:人若對父親或母親說:所能供養你的,己成了「科爾班」,即「獻儀」,
Лекин силәр: — Бириси «Атиси яки анисиға: — Мән силәргә ярдәм бәргидәк нәрсиләрни аллиқачан «қурбан қилип» Худаға ативәттим — десила,
шу кишиниң ата-анисиниң һалидин хәвәр елишға болмайду, дәп үгитисиләр.
13 這樣你們便為了你們所傳授的遺教,廢棄了天主的話;並你們且還行了許多其他諸如此類的事。」
Шундақ қилип, силәр [әвлатлириңларға] тапшурған әнъәнәңләрни дәп Худаниң әмрини йоққа чиқиривәттиңлар, вә шуниңға охшаш көп ишларни қилисиләр.
14 耶穌又叫過群眾來,對他們說:「你們都要聽我,且要明白!
Андин халайиқни йәнә йениға чақирип, уларға: — Һәммиңлар маңа қулақ селиңлар вә шуни чүшиниңларки,
15 不是從人外面進入他內的,能污穢人,而是從人裏面出來的,才污穢人。
инсанниң сиртидин ичигә киридиған нәрсиләрниң һечқандиқи уни напак қилмайду, бәлки өз ичидин чиқидиған нәрсиләр болса, улар инсанни напак қилиду.
Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун! — деди.
17 耶穌離開群眾,回到家裏,他的門徒便問他這比喻的意義。
У халайиқтин айрилип өйгә киргәндә, мухлислири униңдин бу тәмсил һәққидә сориди.
18 耶穌就給他們說:「怎麼,連你們也不明白嗎﹖你們不曉得:凡從外面進入人內的,不能使人污穢,
У уларға: — Силәрму техичә чүшәнмәй жүрүватамсиләр?! Сирттин инсанниң ичигә киридиған һәр қандақ нәрсиниң уни напак қилалмайдиғанлиғини тонуп йәтмәйватмамсиләр?
19 因為進不到他的心,但到他的肚腹內,再排洩到廁所裏去嗎﹖」──他這是說一切食物是潔淨的。
[Сирттин киргән нәрсә] инсанниң қәлбигә әмәс, ашқазиниға кириду, андин у йәрдин тәрәт болуп ташлиниду, — деди (у бу гәпни дейиш билән, һәммә йемәкликләрни һалал қиливәтти).
20 耶穌又說:「凡從人裏面出來的,那才使人污穢,
У йәнә сөз қилип мундақ деди: — Инсанниң ичидин чиқидиғинила, инсанни напак қилиду.
21 因為從裏面,從人心裏出來的是些惡念、邪淫、盜竊、兇殺、
Чүнки шулар — яман нийәтләр, зинахорлуқ, җинсий бузуқлуқлар, қатиллиқ, оғрилиқ, ачкөзлүк, рәзилликләр, алдамчилиқ, шәһванийлиқ, һәсәтхорлуқ, тил-аһанәт, тәкәббурлуқ вә һамақәтликләр инсанниң ичидин, йәни униң қәлбидин чиқиду
22 姦淫、貪吝、毒辣、詭詐、放蕩、嫉妒、毀謗、驕傲、愚妄:
23 這一切惡事,都是從內裏出來的,並且使人污穢。」
— бу рәзил ишларниң һәммиси инсанниң ичидин чиқип, өзини напак қилиду.
24 耶穌從那裏起身,往提洛和漆冬境內去了。他進了一家,不願任何人知道,但是不能隱藏。
У орнидин туруп у йәрдин айрилип, Тур вә Зидон әтрапидики районларға барди вә бир өйгә кирди. Гәрчә у буни һеч ким билмисун дегән болсиму, лекин йошуруп қалалмиди.
25 當下就有一個婦人,她的女兒附了邪魔,一聽說耶穌,就來跪伏在他腳前。
Дәрвәқә, напак роһ чаплашқан кичик бир қизниң аниси униң тоғрисидики хәвәрни аңлиған һаман йетип келип, униң айиғиға жиқилди
26 這婦人是個外邦人,生於敘利腓尼基;她懇求耶穌把魔鬼從她女兒身上趕出去。
(аял Юнанлиқ болуп, Сурийә өлкисидики Фәникий миллитидин еди). У униңдин қизидин җинни һайдиветишни өтүнди.
27 耶穌向她說:「應先讓兒女們吃飽了,因為拿兒女的餅扔給小狗是不對的。」
Лекин Әйса униңға: — Алди билән балилар қосиғини тойғузсун; чүнки балиларниң ненини кичик иштларға ташлап бериш тоғра әмәс, — деди.
28 那婦人卻回答說:「主! 是啊! 可是小狗在桌下也可吃孩子們的碎屑呢! 」
Лекин у буниңға җававән: — Дурус, и Рәб, бирақ һәтта иштларму үстәл астида туруп балилардин чүшкән нан увақлирини йәйдиғу, — деди.
29 耶穌對她說:「為了這句話,你去罷! 魔鬼已從你女兒身上出去了。」
Әйса униңға: — Сениң мошу сөзүң түпәйлидин йолуңға қайт, җин қизиңдин чиқип кәтти, — деди.
30 她一回到自己的家裏,看見孩子躺在床上,魔鬼已出去了。
Аял өйигә қайтип кәлгәндә, мана қиз кариватта ятатти, җин униңдин чиқип кәткән еди.
31 耶穌又從提洛境內出來,經過漆冬,向著加里肋亞海,到了十城區中心地帶。
Әйса йәнә Тур вә Зидон шәһириниң әтрапидики районлардин чиқип, «Он шәһәр» райони оттурисидин өтүп, йәнә Галилийә деңизиға кәлди.
32 有人給他帶來一個又聾又啞的人,求他給他覆手。
Халайиқ униң алдиға тили еғир, гас бир адәмни елип келип, униң учисиға қолуңни тәккүзүп қойсаң, дәп өтүнүшти.
33 耶穌便領他離開群眾,來到一邊,把手指放進他的耳朵裏,並用唾沫,抹他的舌頭,
У у адәмни халайиқтин айрип бир чәткә тартип, бармақлирини униң қулақлириға тиқти, түкүрүп, [бармиғини] униң тилиға тәккүзди.
34 然後望天嘆息,向他說:「厄法達」就是說:「開口罷! 」
Андин у асманға қарап уһ тартип хорсинғандин кейин, у адәмгә: «Әффата» (мәниси «ечил») деди.
35 他的耳朵就立時開了, 舌結也解了,說話也清楚了。
У адәмниң қулақлири дәрһал ечилип, тилиму ечилип раван гәп қилишқа башлиди.
36 耶穌遂囑咐他們不要告訴任何人;但他越囑咐他們,他們便越發宣傳;
Әйса уларға буни һеч кимгә ейтмаслиқни тапилиди. Лекин уларға һәр қанчә тапилиған болсиму, бу хәвәрни йәнила шунчә кәң тарқитивәтти.
37 人都不勝驚奇說:「他所做的一切都好:使聾子聽見叫啞吧說話。」
Халайиқ [бу ишқа] мутләқ һәйран қелишип: — У һәммә ишларни қалтис қилидикән! Һәтта гасларни аңлайдиған, гачиларни сөзләйдиған қилидикән, — дейишти.