< 利未記 2 >
1 若有人願意給上主奉獻素祭為祭品,他的祭品應用細麵,倒上油,放上乳香,
Әгәр бирким Пәрвәрдигарниң һозуриға ашлиқ һәдийә сунмақчи болса һәдийәси есил ундин болуши керәк; у униңға зәйтун мейи қуюп андин үстигә мәстики салсун.
2 拿來交給亞郎的兒子司祭們;司祭取出一把細麵和一些油,同所有的乳香,放在祭壇上焚燒,作為全燔祭,作為中悅上主的馨香火祭,為獲得記念。
У уни елип каһинлар болған Һарунниң оғуллириниң алдиға кәлтүрсун; андин [каһин һәдийә сунғучиниң] ядлиниши үчүн зәйтун мейи иләштүрүлгән ундин бир чаңгал елип, һәммә мәстики билән қошуп, бу һәдийәни қурбангаһта көйдүрсун; бу от арқилиқ сунулидиған, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған һәдийә болиду.
3 剩下的素祭祭品,應歸亞郎和他的兒子們,因為是獻與上主火祭中的至聖之物。
Амма ашлиқ һәдийәдин қалғини болса, Һарун билән униң оғуллириға тәвә болсун. Бу Пәрвәрдигарға от арқилиқ сунулғанларниң ичидә «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
4 如果你願意奉獻爐烤的祭品作素祭,應以油調的細麵作成的無酵餅,或抹油的無酵薄餅。
Әгәр сән тонурда пиширилған нәрсиләрдин ашлиқ һәдийә сүнай десәң, улар зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин пиширилған тоғачлар яки зәйтун мейи сүрүлүп мәсиһләнгән петир һәмәк нанлардин болсун.
5 若你的祭品是用烤盤做的素祭,該用油調的無酵細麵作成,
Әгәр сениң кәлтүридиған һәдийәң тавида пиширилған ашлиқ һәдийә болса у зәйтун мейи ишләштүрүлүп есил ундин петир һалда етилсун.
Сән уни уштуп үстигә зәйтун мейи қуйғин; у ашлиқ һәдийә болиду.
Сениң кәлтүридиған һәдийәң қазанда пиширилған ашлиқ һәдийә болса ундақта у есил ун билән зәйтун мейида етилсун.
8 當你把品這樣的素祭祭品獻給上主時,應交給司祭帶到祭壇前。
Шу йолларда тәйярланған ашлиқ һәдийәләрни Пәрвәрдигарниң һозуриға кәлтүргин; уни каһинға бәргин, у уни қурбангаһқа елип бариду.
9 司祭由素素祭祭品中取出一份,放在祭壇上焚燒,作為中悅上主的馨香火祭,為獲得記念。
Каһин болса ашлиқ һәдийәдин «ядлиниш үлүши»ни елип қурбангаһниң үстидә көйдүрсун. Бу от арқилиқ сунулидиған, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған һәдийә болиду.
10 剩下的素祭祭品,應歸亞郎和他的兒子們,因為是獻與上主火祭中的至聖之物。
Амма ашлиқ һәдийәдин қалғини болса, Һарун билән униң оғуллириға тәвә болсун. Бу Пәрвәрдигарға от арқилиқ сунулғанларниң ичидә «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
11 你們獻給上主的素祭,都應是無酵做的,因凡是有酵有蜜的,都不應焚燒作為獻給上主的火祭;
Силәр Пәрвәрдигарниң һозуриға сунидиған һәр қандақ ашлиқ һәдийәләр ечитқу билән тәйярланмисун. Чүнки силәрниң Пәрвәрдигарға отта сунулидиған һәдийәңларниң һеч қайсисида ечитқу яки һәсәлни көйдүрүшкә болмайду.
12 但可當作初熟祭品獻給上主,只是不可獻在祭壇上,當作悅意馨香的祭品。
Буларни Пәрвәрдигарниң алдиға «дәсләпки һосул» сүпитидә сунсаңлар болиду, лекин улар хушбуй сүпитидә қурбангаһниң үстидә көйдүрүлүп сунулмисун.
13 此外,凡你獻的素祭祭品都應加上鹽,總不可讓你的素祭,缺少與你的天主結約的鹽;在你的一切祭品上,都應加上鹽奉獻。
Сениң һәр бир ашлиқ һәдийәң туз билән тузлиниши керәк; ашлиқ һәдийәңни Худайиңниң әһдә тузидин мәһрум қилмай, һәммә ашлиқ һәдийәлириңни туз билән тузлиғин.
14 若你給上主奉獻初熟之物作素祭,應奉獻火培的新麥穗,或去殼的新穀粒,當作你初熟之物的素祭,
Әгәр сән Пәрвәрдигарға «дәсләпки һосул»дин ашлиқ һәдийә сүнай десәң, ундақта зираәтниң йеңи пишқан көк бешини елип, данларни отта қоруп, езип талқан сүпитидә сунғин; бу «дәсләпки һосул» һәдийәси болиду;
сән униңға зәйтун мейи қуюп үстигә мәстики салғин; бу ашлиқ һәдийә болиду.
16 司祭取出一些麥粒和油並所有乳香來焚燒,作為獻給上主的火祭,為獲得記念。
Каһин болса униңдин, йәни қоруп езилгән данлар билән зәйтун мейидин бир қисмини елип һәммә мәстики билән қошуп, боларни «ядлиниш үлүши» сүпитидә көйдүрсун. Бу от арқилиқ Пәрвәрдигарға сунулған һәдийә болиду.