< 士師記 17 >

1 厄弗辣因山地有一個人,名叫米加,
Әфраимниң тағлирида Микаһ исимлиқ бир киши бар еди.
2 他對自己的母親說:「有人拿去你那一千一百銀錢,對這事你曾起過誓,我也親自聽見你說:我要親手把這項銀錢奉獻給上主,為我兒做一尊神像。看,銀錢在這裏,是握拿了;如今還給你! 」
У анисиға: — Сениң һелиқи бир миң бир йүз күмүч тәңгәң оғрилап кетилгән еди; сән тәңгиләрни қарғидиң вә буни маңа дәп бәрдиң. Мана, күмүч мәндә, уни мән алғандим, девиди, аниси: — Әй оғлум, Пәрвәрдигар сени бәрикәтлигәй!, — деди.
3 他的母親就說:「願我兒蒙上主祝福! 」於是米加就把一千一百銀錢還給他的母親。
Микаһ бу бир миң бир йүз күмүч тәңгини анисиға яндуруп бәрди. Аниси: — Мән әслидә бу пулни сән оғлумни дәп Пәрвәрдигарға беғишлап, униң билән ойма бут вә қуйма бут ясашқа ативәткән едим; әнди йәнила саңа берәй, деди.
4 當他把銀錢還給他的母親以後,她的母親便拿出兩百銀子給了銀匠,請他製造一尊神像,安放在米加的家裏。
Лекин Микаһ күмүчни анисиға қайтуруп бәрди; аниси униңдин икки йүз күмүч тәңгини елип бир зәргәргә берип, бир ойма бут билән бир қуйма бут ясатти; улар Микаһниң өйигә қоюп қоюлди.
5 於是米加為這尊神像蓋了一座神廟。又做了「厄弗得」和「忒辣芬,」委派自己的一個兒子充任司祭。
Микаһ дегән бу киши әслидә бир бутхана пәйда қилған, шуниңдәк өзигә бир әфод билән бир нәччә «тәрафим»ни ясиған еди; андин өз оғуллиридин бирини каһинлиққа мәхсус тайинлап, уни өзигә каһин қилди.
6 當時在以色列沒有君王,各人任意行事。米加收肋未為司祭
Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; һәр ким өз нәзиридә яхши көрүнгәнни қилатти.
7 當時有一個少年,他是個肋未人,從猷大白冷,即從猷大支派來到那裏作客。
Йәһуда җәмәтиниң тәвәсидики Бәйт-Ләһәмдә Лавий қәбилисидин болған бир жигит бар еди; у шу йәрдә мусапир болуп туруп қалған еди.
8 這人離開猷大白冷,想找一個可寄居的地方;當他旅行的時候,來到厄弗辣因山地,米加的家旁,
Бу жигит бир җай тепип турай дәп, Йәһудаларниң жутидики Бәйт-Ләһәм шәһиридин чиқти. У сәпәр қилип, Әфраим тағлиғиға, Микаһниң өйигә келип чүшти.
9 米加問他說:「你從那裏來﹖」他回答說:「我是個肋未人,由猷大白冷來,想找一個可寄居的地方。」
Микаһ униңдин: — Қәйәрдин кәлдиң, дәп соривиди, у униңға җававән: — Мән Йәһудаларниң жутидики Бәйт-Ләһәмлик бир Лавиймән, бир җай тепип турай дәп чиқтим, — деди.
10 米加就對他說:「你住在我這裏罷! 作我的師傅和司祭,我每年給你十塊銀錢,還照管你的吃穿。」米加挽留那肋未人,
Микаһ униңға: — Ундақ болса мән билән туруп, маңа һәм ата һәм каһин болуп бәргин; мән саңа һәр жили он күмүч тәңгә, бир жүрүш егин вә күндилик йемәк-ичмикиңни берәй, — деди. Буни аңлап Лавий киши униңкигә кирди.
11 他遂同意住在米加那裏,他看待這少年好似自己的兒子。
Лавий у киши билән турушқа рази болди; жигит шу кишигә өз оғуллиридин биридәк болуп қалди.
12 米加又委任了這肋未人,這人遂作了他的司祭,住在米加家中。
Андин Микаһ бу Лавий кишини [каһинлиққа] мәхсус тайинлиди. Шуниң билән [Лавий] жигит униңға каһин болуп, Микаһниң өйидә туруп қалди.
13 於是米加說:「如今我知道上主必施恩於我,因為有位肋未人作了我的司祭。」
Андин Микаһ: — Бир Лавий киши маңа каһин болғини үчүн, Пәрвәрдигарниң маңа яхшилиқ қилидиғинини билимән, — деди.

< 士師記 17 >