< 士師記 14 >
1 那時三松下到提默納;在那裏見了一個女子,她是培肋舍特人的女兒。
Бир вақитта, Шимшон Тимнаһқа чүшүп, у йәрдә бир қизни көрди; у Филистий қизлиридин бири еди.
2 三松上去稟告他的父母說:「我在提默納見了一個女子,她是培肋舍特人的女兒,願你們現今把她給我娶來為妻! 」
У шу йәрдин чиқип ата-анисиниң йениға қайтип: — Мән Тимнаһда Филистий қизлиридин бирини көрдүм, уни маңа хотунлуққа елип бериңлар, — деди.
3 他的父母對他說:「難道在你兄弟的女兒中,在我們民族間沒有女子嗎﹖為什麼你要去從那些未受割損的培肋舍特人中間娶妻呢﹖」三松向他的父親說:「請給我娶了她! 因為我實在喜歡她。」
Бирақ ата-аниси униңға: — Қериндашлириңниң қизлириниң ичидә яки бизниң пүткүл қовмимизниң арисидин саңа бир қиз чиқмасму? Немишкә хәтнисиз болған Филистийләрниң қешиға берип, улардин хотун алмақчи болисән? — деди; амма Шимшон атисиға: — Уни маңа елип бәргин, чүнки у маңа бәк яқти, — деди.
4 他的父母原不知道這事是出於上主,使他找機會攻擊培肋舍特,因為那時培肋舍特正統治以色列。
Униң ата-аниси бу ишниң Пәрвәрдигар тәрипидин болғинини билмиди. Чүнки Филистийләр шу чағда Исраил үстидин һөкүм сүрүп турған болғачқа, У Филистийләргә тақабил турушқа пурсәт яратмақчи еди.
5 三松往提默納去,來到提默納的葡萄園時,看,有一隻小獅子向他咆哮;
Әнди Шимшон ата-аниси билән Тимнаһқа чүшти; улар Тимнаһдики үзүмзарлиқларға йетип кәлгәндә, мана бир яш шир һөкиригән пети униңға етилди.
6 上主的神突然降在他身上,他當時雖赤手空拳,竟將那獅子撕裂,好像撕裂小山羊;他沒有把所作的這事告訴他的父母。
Шуан Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшүп, у қолида һеч немә болмиған һаләттә ширни тутуп, уни оғлақни житқандәк житип титма-титма қиливәтти. Лекин у бу ишни ата-анисиға демиди.
Андин у [Тимнаһқа] чүшүп, у қиз билән параңлашти, у қиз Шимшонға бәк ярап кәтти.
8 過了不久,回去娶她,繞路去看那隻死獅子。看,在獅子屍體內有一窩蜜蜂作了蜜。
Бирмәзгилдин кейин у қизни елип келиш үчүн қайта барғанда, ширниң өлүгини көрүп бақай дәп йолдин бурулуп қаривиди, мана ширниң искилитиниң ичидә бир топ һәсәл һәрилири билән һәсәл туратти.
9 他取了些蜜放在手中,繼續前行,一面走一面吃;來到他父母那裏,也給他們一些,他們也吃了,但他沒有告訴他們這蜜是從獅子屍體內取來的。
У һәсәлдин очумиға елип йәп маңди; ата-анисиниң йениға кәлгәндә, уларғиму бәрди, уларму йеди, лекин өзиниң һәсәлни ширниң искилитиниң ичидин елип кәлгинини уларға демиди.
10 三松又來到那女子那裏,有人為他設了婚筵,因為青年人們慣常這樣做。
Униң атиси [униңға һәмраһ болуп] чүшүп қизниң өйигә кәлди, у йәрдә Шимшон бир зияпәт бәрди, чүнки бурундинла той қилидиған жигитләр шундақ қилидиған рәсм-қаидә бар еди.
Улар Шимшонни көрүп, униңға һәмраһ болушқа оттуз жигитни тепип кәлди; улар униңға һәмраһ болди.
12 三松對他們說:「讓我給你們說個謎語,如果你們能在這七天婚筵期內,給我猜出來,我就給你們三十件襯衫和三十套禮服。
Шимшон уларға: — Мән силәрдин бир тепишмақ сорай, әгәр силәр зиярәт қилинидиған йәттә күн ичидә униң мәнасини маңа дәп берәлисәңлар, мән силәргә оттуз данә канап көйнәк билән оттуз жүрүш егин беримән;
13 若是你們不能給我解說,你們就得給我三十件襯衫和三十套禮服。」他們對他說:「請你把謎語講給我們聽。」
әгәр уни йешип берәлмисәңлар, силәр маңа оттуз данә канап көйнәк билән оттуз жүрүш егин бериңлар, — деди. Улар униңға: — Мақул, ундақ болса тепишмиқиңни ейтқин, қени аңлайли, — деди.
14 他向他們說:「食者生出食品,強者生出甘甜。」他們三天之久不能解這謎語。
У уларға: — Йейилидиғини йегүчиниң ичидин чиқти; татлиқ күчтүңгүрниң ичидин чиқти, [бу немә]? — деди. Улар үч күнгичә бу тепишмақни тапалмиди.
15 到了第四天,他們對三松的妻子說:「請引誘你的丈夫,把謎語說給你,以免我們放火燒你和你的父家。難道你請了我們來,是為了奪取我們的東西嗎﹖」
Йәттинчи күни шундақ болдики, улар Шимшонниң аялиниң қешиға берип: — Сән ериңни алдап-сийлап, тепишмақниң мәнасини бизгә ейтип беришкә мақул қилғин; болмиса сени атаңниң өйи билән қошуп көйдүрүветимиз. Силәр бизни йоқсул қилишқа бу йәргә чақирғанму?! — деди.
16 三松的妻子就在他眼前哭哭啼啼說:「你是恨我,而不是愛我! 你給我的同胞說謎語,都不解給我聽。」三松對她說:「你看,我都沒有告訴我的父母,怎能告訴你﹖」
Шимшонниң аяли униң алдида жиғлап туруп: — Сән маңа өч, мени пәқәт сөймәйсән; сән мениң қовмимниң балилиридин бир тепишмақни соридиң, амма маңа мәнасини ейтип бәрмидиң, дәп жиғлиғили турди. Шимшон униңға җававән: — Мана, мән уни ата-анамғиму дәп бәрмигән турсам, саңа дәп берәмдим? — деди.
17 那七天婚筵期內,她常在他跟前哭哭啼啼;到了第七天,由於她不斷的催逼,三松便將謎底告訴了她;她就把謎底告訴自己的同胞。
Зияпәт өткүзүлгән йәттә күнидә у ериниң алдида жиғлапла жүрди. Шундақ болдики, йәттинчи күни болғанда аяли уни қистап турувалғачқа, униңға тепишмақниң мәнасини ейтип бәрди. Андин аял берип өз хәлқиниң адәмлиригә тепишмақниң мәнасини дәп бәрди.
18 到了第七天,在他進洞房之前,本城的人給他說:「有什麼比蜜還甜﹖有什麼比獅子還強﹖」他向他們說:「你們若不是用我的小母牛耕田,你們決不會猜出我的謎底。」
Шуниң билән йәттинчи күни күн патмаста, шәһәрниң адәмлири униңға җавап берип: — Һәсәлдинму татлиғи барму? Ширдинму күчтүңгүри барму? — деди. У уларға җавап берип: — Әгәр силәр мениң иниким билән йәр ағдурмиған болсаңлар, тепишмиқимни һәргиз тапалмайттиңлар! — деди.
19 上主的神又突然降在他身上,他就下到阿市刻隆,擊殺了三十個人,拿了所劫奪的東西,把三十套禮服送給猜中謎語的人;以後憤怒的回到父親家裏。
У вақитта Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшти; у Ашкелонға чүшүп, Ашкелондикиләрдин оттуз кишини өлтүрүп, улардин олҗа елип, олҗидин егинләрни елип келип, тепишмақниң мәнасини йешип бәргәнләргә бәрди. Шуниңдәк Шимшонниң ғәзиви келип, ата-анисиниң өйигә йенип кәтти.
Андин Шимшонниң аяли Шимшонниң һәмраһлиридин қолдаш болған жигиткә тәвә қилинди.