< 猶大書 1 >

1 耶穌基督的僕人,雅各伯的弟兄猶達,致書給在天主父內蒙愛,為耶穌基督而保存的蒙召者。
Әйса Мәсиһниң қули, Яқупниң иниси мәнки Йәһудадин чақирилғанларға, йәни ХудаАтимиз тәрипидин сөйүлгән, Әйса Мәсиһ тәрипидин қоғдилип кәлгәнләргә салам.
2 願仁慈、平安、愛情豐富地賜予你們。
Силәргә рәһимдиллик, аманлиқ-хатирҗәмлик вә меһир-муһәббәт һәссиләп ата қилинғай!
3 親愛的,我早已切望給你們寫信,討論我們共享的就恩;但現在不得不給你們寫信,勸勉你們應奮鬥,維護從前一次而永遠傳與聖徒的信仰。
И сөйүмлүклирим, мән әсли силәргә ортақ бәһримән болуватқан ниҗатимиз тоғрисида хәт йезишқа зор иштияқим болсиму, лекин һазир буниң орниға силәрни муқәддәс бәндиләргә бир йолила аманәт қилинған етиқатни қолуңлардин бәрмәсликкә җиддий күрәш қилишқа җекиләп ушбу хәтни язмисам болмиди.
4 因為有些早已被注定要受這審判的人,潛入你們中間;他們是邪惡的人,竟把我們天主的恩寵,變為放縱情慾的機會,並否認我們獨一的主宰和主耶穌基督。
Чүнки мәлум кишиләр — ихлассиз адәмләр, хелә бурунла муну сораққа тартилишқа пүтүлгәнләр араңларға суқунуп киривалған. Улар Худаниң меһри-шәпқитини бузуқлуқ қилишниң банисиға айландурувалған, бирдин-бир Егимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдин танған адәмләрдур.
5 雖然你們一次而永遠知道這一切,但我仍願提醒你們:主固然由埃及地救出了百姓,隨後卻把那些不信的人消滅了;
Шуниң үчүн мән силәргә шуни есиңларға қайтидин селишни халаймәнки (гәрчә силәр бурун һәммә ишлардин хәвәрләндүрүлгән болсаңларму), бурун Рәб [Өзи үчүн] бир хәлиқни Мисирдин қутқузған болсиму, уларниң ичидики [Өзигә] ишәнмигәнләрни кейин һалак қилди.
6 至於那些沒有保持自己尊位,而離棄自己居所的天使,主也用永遠的鎖鏈,把他們拘留在幽暗中,以等候那偉大日子的審判; (aïdios g126)
[Вә силәр шуниму билисиләрки], әслидики орнида турмай, өз маканини ташлап кәткән пәриштиләрни Рәб улуқ [қиямәт] күниниң сориғиғичә мәңгү кишәнләп мудһиш қараңғулуқта солап сақлимақта. (aïdios g126)
7 同樣,索多瑪和哈摩辣及其附近的城市,因為也和他們一樣恣意行淫,隨從逆性的肉慾,至今受著永火的刑罰,作為鑑戒。 (aiōnios g166)
Содом вә Гоморра вә уларниң әтрапидики шәһәрләрдикиләрму шу охшаш йолда, йәни шу [пәриштиләргә] охшаш учиға чиққан бузуқчилиққа вә ғәйрий шәһвәтләргә берилип кәткән, [кейинки дәвирләр] уларниң ақивитидин ибрәт алсун үчүн мәңгүлүк от җазасиға өрнәк қилинип көйдүрүлгән. (aiōnios g166)
8 可是這些作夢的人照樣玷污肉身,拒絕主權者,褻瀆眾尊榮者。
Лекин мошу «чүш көргүчиләр» шу охшаш йол билән адәмләрниң тәнлириниму булғимақта, улар һоқуқ егилиригә сәл қариғучилардин болуп, [әрштики] улуқларғиму һақарәт қилишмақта.
9 當總領天使彌額爾,為了梅瑟的屍體和魔鬼激烈爭辯時,尚且不敢以侮辱的言詞下判決,而只說:「願主叱責你!」
Лекин һәтта баш пәриштә Микаилму Мусаниң җәсити тоғрисида Иблис билән музакирә қилип талаш-тартиш қилғанда, уни һақарәтлик сөзләр билән әйипләшкә петиналмиған, пәқәт «Саңа Пәрвәрдигарниң Өзи тәнбиһ бәрсун» дәпла қойған.
10 這些人卻不然,凡他們所不明白的事就褻瀆,而他們按本性所體驗的事,卻像無理性的牲畜一樣,就在這些事上敗壞自己。
Лекин бу кишиләр өзлири чүшәнмәйдиған ишлар үстидә күпүрлүк қилиду. Бирақ улар һәтта әқилсиз һайванлардәк өз тәбиитиниң инкаслири бойичә чүшәнгиничә яшап, шу арқилиқ өзлирини һалак қилиду.
11 這些人是有禍的!因為他們走了加音的路,為圖利而自陷於巴郎的錯誤,並因科辣黑一樣的判逆,而自取滅亡。
Буларниң һалиға вай! Чүнки улар Қабилниң йоли билән маңди, мал-мүлүкни дәп Балаамниң азған йолиға өзини атти вә улар Кораһниң асийлиқ қилғиниға [охшаш] ахир һалак болиду.
12 這些人是你們愛宴上的污點,他們同人宴樂,毫無廉恥,只顧自肥;他們像無水的浮雲,隨風飄盪;又像晚秋不結果實,死了又死,該連根拔出來的樹木;
Улар меһир-муһәббәтни тәбрикләш зияпәтлириңларға һеч тартинмай силәр билән биллә дахил болидиған, өзлиринила бақидиған хәтәрлик хада ташлардур. Улар шамаллардин һайдилип кәлгән ямғурсиз булут, йилтизидин қомуруп ташланған, кәч күздики мевисиз дәрәқләр, икки қетим өлгәнләр!
13 像海裏的怒濤,四下飛濺他們無恥的白沫;又像出軌的行星;為他們所存留的,乃是直到永遠的黑暗的幽冥。 (aiōn g165)
Улар деңизниң давалғуватқан, бужғунлуқ долқунлири, улар өз шәрмәндичилигини қусмақта; улар езип кәткән юлтузлар болуп, уларға мәңгүлүк қап қараңғулуқниң зулмити һазирлап қоюлғандур. (aiōn g165)
14 針對這些人,亞當後第七代聖祖哈諾客也曾預言說:「看,主帶著他千萬的聖者降來,
Адәм атиниң йәттинчи әвлади болған Һанох бу кишиләр тоғрисида мундақ бешарәт бәргән: — «Мана, Рәб түмәнмиңлиған муқәддәслири билән келиду,
15 要審判眾人,指證一切惡人所行的一切的惡事,和邪辟的人所說的一切褻瀆他的言語。」
У пүткүл инсанларни сорақ қилип, барлиқ ихлассизларниң ихлассизларчә жүргүзгән барлиқ ихлассизлиқлириға асасән, шундақла ихлассиз гунакарларниң Өзини һақарәтлигән барлиқ әсәбий сөзлиригә асасән уларни әйипкә буйруйду».
16 這些人好出怨言,不滿命運;按照自己的私慾行事,他們的口好說大話,為了利益而奉承他人。
Бу кишиләр һаман ғотулдап, ағринип жүриду, өз һәвәслириниң кәйнигә кириду; ағзида йоғанчилиқ қилиду, өз мәнпәитини көзләп башқиларға хушамәтчилик қилиду.
17 但是,你們,親愛的,你們要記得我們的主耶穌基督的宗徒所預言過的話,
Лекин, и сөйүмлүклирим, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң расуллириниң алдин-ала ейтқан сөзлирини есиңларда тутуңларки,
18 他們曾向你們說過:「到末期,必有一些好嘲弄人的人,按照他們個人邪惡的私慾行事。」
улар силәргә: «Ахир заманда, өзиниң ихлассиз һәвәслириниң кәйнигә кирип, мазақ қилғучилар мәйданға чиқиду» дегән еди.
19 這就是那些好分黨分派,屬於血肉,沒有聖神的人。
Мошундақ кишиләр бөлгүнчилик пәйда қилидиған, өз тәбиитигә әгәшкән, Роһқа егә болмиған адәмләрдур.
20 可是,你們,親愛的,你們要把自己建築在你們至聖的信德上,在聖神內祈禱;
Лекин силәр, и сөйүмлүклирим, әң муқәддәс болған етиқатиңларни һул қилип, өзүңларни қуруп чиқиңлар, Муқәддәс Роһта дуа қилип,
21 這樣保存你們自己常在天主的愛內,期望賴我們的主耶穌基督的仁慈,入於永生。 (aiōnios g166)
адәмни мәңгүлүк һаятқа елип баридиған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң рәһимдиллигини тәлмүрүп күтүп, өзүңларни Худаниң меһир-муһәббити ичидә тутуңлар. (aiōnios g166)
22 對那些懷疑不信的人,你們要說服;
Иккилинип қалғанларға рәһим қилиңлар;
23 對另一些人,你們要拯救,把他們從火裏拉出來;但對另一些人,你們固然要憐憫,可是應存戒懼的心,甚至連他們肉身所玷污了的內衣,也要憎惡。
бәзиләрни от ичидин жулувелип қутулдурувелиңлар; бәзиләргә һәтта әтлиридин ниҗасәт чүшүп булғанған кийим-кечигигиму нәпрәтләнгән һалда қорқунуч ичидә рәһим қилиңлар.
24 願那能保護你們不失足,並能叫你們無瑕地,在歡躍中立在他光榮面前的,
Амма силәрни йолда тейилип кетиштин сақлап, ечилип-йейилип Өзиниң шәрәплик һозурида әйипсиз турғузушқа Қадир Болғучиға, йәни Қутқузғучимиз бирдин-бир Худаға Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ шан-шәрәп,
25 惟一的天主,我們的救主,藉我們的主耶穌基督,獲享光榮、尊威、主權和能力,於萬世之前,現在,至於無窮之世。阿們。 (aiōn g165)
һәйвәт-улуқлуқ, қудрәт вә һоқуқ әзәлдин бурун, һазирму та барлиқ заманларғичә болғай! Амин! (aiōn g165)

< 猶大書 1 >