< 約書亞記 5 >
1 住在約旦河西岸所有的阿摩黎人的王子,和所有靠近海濱的客納罕人的王子,一聽見上主使約旦河水在以色列子民面前乾涸了,直到他們都過了河,無不膽戰心驚,面對以色列子民,個個嚇得魂不附體。
Шундақ болдики, Иордан дәриясиниң ғәрип тәрипидики Аморийларниң һәммә падишалири билән деңизниң йенидики Ⱪананийларниң һәммә падишалири Пәрвәрдигарниң Исраиллар өтүп кәткичә уларниң алдидин Иордан сулирини қандақ қурутуп бәргинини аңлиғанда, жүрәклири су болуп, Исраилларниң сәвәвидин уларниң роһи чиқай дәп қалди.
2 那時上主對若蘇厄說:「你應製造火石刀,再給以色列子民行割損。」
У вақитта Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: — Сән чақмақ ташлиридин пичақларни ясап, Исраилларни иккинчи қетим хәтнә қилғин, деди.
3 若蘇厄就製造了火石刀,在阿辣羅特山丘給以色列子民行了割損。
Шуниң билән Йәшуа чақмақ ташлиридин пичақларни ясап, Исраилларни «Хәтнилик дөңлүги»дә хәтнә қилди.
4 若蘇厄行割損的原因,是因為由埃及出來的眾,所有能作戰的男子,出埃及後,都死在曠野的路上。
Йәшуаниң уларни хәтнә қилишиниң сәвәви шу едики, Мисирдин чиққан җәңгә яриғидәк һәммә әркәкләр Мисирдин чиққандин кейин чөллүкниң йолида өлүп түгигән еди.
5 出離埃及的百姓,都受過割損,但在離開埃及以後,生於曠野路途的百姓,都沒有受過割損。
Чүнки Мисирдин чиққан барлиқ хәлиқ хәтнә қилинған болсиму, лекин Мисирдин чиқип чөллүкниң йолида жүргән вақитта Исраил арисида туғулғанларниң һәммиси хәтнисиз қалған еди;
6 以色列百姓在曠野裏漂泊了四十年,直到全民眾,即出離埃及能作的男子都去了世,因為他們沒有聽從上主的話,所以上主曾向他們起誓,決不讓他們看到上主向他們的祖先起誓,要賜給我們的那流奶流蜜的地方。
Чүнки әслидә Пәрвәрдигарниң авазиға қулақ салмиған, Мисирдин чиққан хәлиқ ичидики җәңгә яриғидәк барлиқ әркәкләр өлүп түгигичә Исраиллар қириқ жил чөлдә жүргән еди; Пәрвәрдигар уларға: — Силәрни Мән ата-бовилириңларға беришкә қәсәм билән вәдә қилған зиминни, йәни сүт билән һәсәл ақидиған жутни көргүчиләр қилмаймән, дәп қәсәм қилған еди.
7 但為接替他們,上主興起了他們的子孫,就給他們行了割損,──他們仍有包皮,因為他們在路沒有受過割損。
Лекин Пәрвәрдигар уларниң орнини бастурған әвлатлири болса, йолда хәтнә қилинмиғачқа, Йәшуа өзи уларни хәтнә қилди.
Барлиқ хәлиқ хәтнә қилинип, сақайғичилик чедирлирида, өз орунлиридин чиқмай турди.
9 上主於是對若蘇厄說:「今天我由你們割去了埃及的羞恥。」於是,那地方直到今天叫作基耳加耳。
У вақитта Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Бүгүн Мән Мисирниң ар-номусини үстүңлардин жумилитивәттим, деди. Шуниң билән у җайға «Гилгал» дәп нам қоюлуп, таки бүгүнгичә шундақ аталмақта.
10 以色列子民在基耳加耳紮了營;正月十四日晚上,在耶利哥平原舉行了逾越節。
Шуниң билән Исраиллар Гилгалда чедир тикип турди. Биринчи айниң он төртинчи күни ахшими Йерихо дияриниң түзләңликлиридә «өтүп кетиш һейти»ни өткүзди.
11 逾越節次日,他們吃了當地的出產,即在那一天,吃了無酵餅和烤的麥子。
«Өтүп кетиш һейти»ниң әтиси улар шу йәрниң ашлиқ мәһсулатлиридин йеди, җүмлидин шу күни петир нанларни вә қомачларни йеди.
12 他們吃了當地出產的次日,「瑪納」就停止了。以色列子民既沒有了「瑪納」,那年就以客納罕地的出產為生。
Улар шу зиминниң ашлиқ мәһсулатлиридин йегәндин кейин, әтиси «манна»ниң чүшүши тохтиди. Шу вақиттин тартип Исраилларға һеч манна болмиди; шу жилда улар Қанаан зимининиң мәһсулатлиридин йеди.
13 當若蘇厄走近耶利哥時,舉目一望,看見一個人立在他前面,手拿脫鞘的刀。若蘇厄走近那人面前問他說:「你是我們的人,還是我們仇敵的人﹖」
Амма Йәшуа Йерихоға йеқин кәлгәндә, бешини көтирип қаривиди, мана униң алдида суғурулған қилични тутуп турған бир адәм туратти. Йәшуа униң қешиға берип униңдин: — Сән биз тәрәптиму, яки дүшмәнлиримиз тәрәптиму? — дәп сориди.
14 那人回答說:「不,我是上主軍旅的元帥,剛來到這裏。」若蘇厄便俯伏在地,向他下拜說:「我主有什麼事要指示自己的僕人呢﹖」
У җавап берип: — Яқ, ундақ әмәс, бәлки Мән Пәрвәрдигарниң қошунлириниң Сәрдари болуп кәлдим» — деди. Йәшуа йәргә дүм жиқилип сәҗдә қилип униңға: — Рәббимниң қулиға немә тапшуруқлири баркин? дәп сориди.
15 上主軍旅的元帥對若蘇厄說:「將你腳上鞋脫下,因為你站的地方是聖地。」若蘇厄便照著做了。
Пәрвәрдигарниң қошуниниң Сәрдари Йәшуаға: — Путуңдики кәшиңни салғин, чүнки сән турған йәр муқәддәс җайдур, девиди, Йәшуа шундақ қилди.