< 約書亞記 23 >

1 以後上主使以色列同四周敵人平安無事,這樣過弓很長的時間,若蘇厄已年老,上了年紀,
Пәрвәрдигар Исраилға әтрапидики дүшмәнлиридин арам берип узун заманлар өтүп, шундақла Йәшуа қерип, йешиму чоңийип қалғанда,
2 便將全以色列人,他們的長老、首領、判官和官長召來,對他們說:「我已年老,上了年紀
Йәшуа пүткүл Исраилни, уларниң ақсақаллирини, башлиқлири, һаким-сорақчилири билән бәг-әмәлдарлирини чақирип уларға мундақ деди: — «Мән қерип қалдим, йешимму чоңийип қалди.
3 你們都親眼見了上主你們的天主,為了你們對有的民族所做的一切;因為是上你們的天主在替你們作戰。
Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәр үчүн мошу йәрдики барлиқ таипиләргә қандақ ишларни қилғинини өзүңлар көрдүңлар; чүнки силәр тәрәптә туруп җәң қилғучи Пәрвәрдигар Худайиңлар Өзидур.
4 你們看,我己用抽籤方式,將由約旦河起,直到日落之處的大海之間,所消滅和所剩下的各民族的土地,按照你們各支派,都分了你們作產業。
Мана, мән өзүм йоқатқан һәммә әлләрниң зиминлири билән қалған бу таипиләрниң зиминлирини қошуп қәбилә-җәмәтиңлар бойичә чәк ташлап Иордан дәриясидин тартип күн петиш тәрәптики Улуқ Деңизғичә, силәргә мирас қилип тәқсим қилип бәрдим.
5 上主你們的天主入將他們由你們面前趕走,使他們離開你們,叫你們承受他們的土地,一如上主你們的天主向你們所應許的。
Пәрвәрдигар Худайиңлар Өзи уларни алдиңлардин қоғлап чиқирип, көзүңлардин нери қилип, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә ейтқинидәк силәр уларниң зиминиға егә болисиләр.
6 因此,你們要更忠實謹守奉行梅瑟法律書上所記載的一切,不可偏左偏右,
Шуңа силәр толиму қәйсәр болуп Мусаниң қанун китавида пүтүлгәнниң һәммисини тутуп, оң я солға чәтнәп кәтмәй, униңға әмәл қилишқа көңүл бөлүңлар;
7 不可與你們中間的異族往來,不可提起你們的神名,不可指著他們起誓,不可事奉那些神袛,也不可在你們面前跪拜。
шундақ қилип, араңларда қелип қалған бу таипиләр билән барди-кәлди қилмаңлар; шуниңдәк уларниң илаһлириниң намлирини тилға алмаңлар яки уларниң нами билән қәсәм қилмаңлар; уларға ибадәт қилмаңлар, уларға баш урмаңлар;
8 反之,你們應依照你們直到到今天所行的,依附上主你們的天主,
бәлки бүгүнгичә қилғиниңлардәк, Пәрвәрдигар Худайиңларға бағлинип туруңлар.
9 因為是上主從你們中間趕走了那些強大的異族,直到今天,沒有人能抵抗你們,
Чүнки Пәрвәрдигар алдиңлардин чоң-чоң вә күчлүк әлләрни қоғлап чиқиривәткәндур; бүгүнгичә һеч қандақ адәм алдиңларда пут тирәп туралмиди.
10 你們一人能趕走千人,是因為上主你們的天主,照衪所應許的,親自為你們作戰。
Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә ейтқини бойичә силәр тәрәптә туруп җәң қилғини үчүн силәрдин бир адимиңлар уларниң миң адимини тирипирән қилиду.
11 你們要盡心盡力,愛慕上主你們的天主。
Шуңа Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүш үчүн өз көңлүңларға қаттиқ сәгәк болуңлар!
12 如果你們背棄上主,依戀你們中間所剩餘的異族,同他們結婚,互相往來,
Чүнки әгәр силәр Униңдин йүз өрүп араңларда қалған бу әлләр билән арилишип-бағлинип, улар билән қода-баҗа болуп, улар билән бериш-келиш қилсаңлар,
13 你們就當知道,上主你們的天主必不從你們面前,趕走這個異族,你們必將成為你們的羅網和陷阱,打你們腰的鞭子,扎你們眼的芒刺,直到從上主你們的天主所賜給你們的這福地上,全被消滅。
ундақта силәргә шу иш аян болсунки, Пәрвәрдигар Худайиңлар алдиңлардин бу әлләрни иккинчи қоғлап чиқармайду, бәлки булар силәргә қапқан вә қилтақ болуп, биқиниңларға қамча болуп чүшүп, көзүңләргә тикән болуп санҗилиду; ахирда Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә бәргән бу яхши зиминдин мәһрум болуп йоқилисиләр.
14 看我今天就要走世人必走的路,你們要一心一意地承認,上主你們的天主應許所賜給你們的話,沒有一句落空。
Мана, мән бүгүн барлиқ адәмләр муқәррәр бесип өтидиған йолни маңимән; силәрниң пүтүн дилиңлар вә вуҗудуңларға шу рошәнки, Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәр тоғрилиқ қилған мубарәк вәдилириниң һеч бири әмәлгә ашурулмай қалмиди; һәммиси силәр үчүн беҗа кәлтүрүлүп, һеч қайсиси йәрдә қалмиди.
15 上主你們的天主對你們所應許的一切幸福,怎樣實行在你們身上,直到將你們從上主你們天主所賜與你們的這土地上消滅。
Лекин силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәргә әмир қилип тохтатқан әһдисини бузғанда, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә вәдә қилған һәммә бәрикәт үстүңләргә чүшүрүлгәндәк, шундақ болидуки, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни Өзи силәргә бәргән зиминдин йоқатқичә барлиқ агаһ қилған ишни чүшүриду; силәр берип, [униң әһдисини бузуп] башқа илаһларға ибадәт қилип баш урсаңлар, Пәрвәрдигарниң ғәзиви силәргә тутишип, силәрни Өзи силәргә бәргән яхши зиминдин тезла йоқ қилиду».
16 如果你們違犯上主你們的天主與你們訂立的盟約,去事奉敬其他的神,上主必向你們大發忿怒,使你們迅速從你們的福地上消滅。

< 約書亞記 23 >