< 約書亞記 21 >

1 肋未人各家長來見司祭厄肋阿匝爾和農竹旳兒子若蘇厄,以及以色列子民的族長,
У вақитта Лавий җәмәтлириниң каттивашлири каһин Әлиазар, Нунниң оғли Йәшуа вә Исраил қәбилилириниң каттивашлириниң қешиға берип,
2 在客納罕地的史羅對他們說:「上主曾藉梅瑟吩咐過,要給我們一些城市居住,一些郊區為牧放我們的牲畜。」
Қанаан зиминидики Шилоһда уларға: — Мусаниң вастиси арқилиқ Пәрвәрдигар биз тоғрилиқ: «Уларға турушқа шәһәрләрни, маллири үчүн яйлақларни қошуп бәргин», дәп ейтқан, деди.
3 以色列子民於是按照上主的吩咐,由自己的產業中,將以下的城市和郊區分給了肋未。肋未人,屬大司祭亞郎的子孫,
Шуни девиди, Исраиллар Пәрвәрдигарниң әмри бойичә өз мирас үлүшлиридин муну шәһәрләр билән яйлақларни қошуп Лавийларға бәрди: —
4 刻哈特家族由猶大支派、西默盎支派和本雅民支派的地區中抽得十五座城。
биринчи ташланған чәк Коһат җәмәтлиригә чиқти; чәк ташлинип, Лавийлар ичидики каһин Һарунниң әвлатлириға Йәһуда қәбилиси, Шимеон қәбилиси вә Бинямин қәбилисиниң зиминлиридин он үч шәһәр бекитилди;
5 刻哈特其他子孫,按家族由厄弗辣因支派,丹支派和默納協半支派,抽得了十座城。
Андин Коһатниң қалған әвлатлириға чәк ташлинип, Әфраим қәбилә-җәмәтлириниң зиминидин, Дан қәбилисиниң зиминидин вә Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминлиридин он шәһәр бекитилди.
6 革爾爾雄的子孫,按照家族,由依撒加爾支派、阿協爾支派、納斐塔里支派和由巴商的默納協半支派,抽得了十三座城。
Гәршонниң әвлатлириға чәк ташлинип, Иссакар қәбилә-җәмәтлириниң зиминидин, Ашир қәбилисиниң зиминидин, Нафтали қәбилисиниң зиминидин вә Манассәһниң йәнә бир йерим қәбилисиниң зиминидин он үч шәһәр бекитилди.
7 默辣黎的子孫,按照家族,由勒烏本支派、加得支派和則步隆支派,抽得了十二座城。
Мәрариниң әвлатлириға, җәмәт-аилилири бойичә чәк ташлинип, Рубән қәбилисиниң зиминидин, Гад қәбилисиниң зиминидин вә Зәбулун қәбилисиниң зиминидин он икки шәһәр бекитилди.
8 以色列子孫按照上主藉梅瑟所吩咐的,將這些城和城郊,以抽籤方式分給了肋未人。
Бу тәриқидә Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән буйруғинидәк Исраиллар чәк ташлап бу шәһәрләр билән яйлақлирини қошуп, Лавийларға бәрди.
9 由猶大西默盎支派,分給了他們下列各城:
Улар Йәһуданиң қәбилиси билән Шимеонниң қәбилисиниң зиминидин төвәндә тизимланған муну шәһәрләрни бәрди: —
10 肋未人,亞郎的子孫,刻哈特家族應抽第一籤。
(чәк ташланғанда, Лавийларниң нәсли болған Коһатлар җәмәтидики Һарунниң әвлатлириға биринчи чәк чиққачқа муну шәһәрләр берилди): —
11 他們分得了猶大山區克黎雅特阿爾巴和四周城郊──阿爾原是阿克的祖先,克黎雅特阿爾巴,即是赫貝龍──
уларға Йәһуданиң тағлиқ районидики Кириат-Арба (Арба Анакниң атиси еди), йәни Һеброн билән әтрапидики яйлақларни қошуп бәрди.
12 但已割給耶孚乃的兒子加肋布作產業的田和村莊卻不在內。
Лекин шәһәргә тәвә етизлар билән кәнт-қишлақларни Йәфуннәһниң оғли Каләбкә мирас қилип бәрди.
13 司祭亞郎的子孫分得給誤殺人者作避難城的赫貝龍和城郊,里貝納和城郊,
Шундақ қилип улар Һарун каһинниң әвлатлириға адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Һеброн вә яйлақлирини, йәнә уларға Либнаһ билән яйлақлирини,
14 此外,尚有雅提爾和城郊,厄斯特摩和城郊,
Яттир билән яйлақлирини, Әштәмоа билән яйлақлирини,
15 曷隆和城郊,德彼爾和城郊,
Һолон билән яйлақлирини, Дәбир билән яйлақлирини,
16 阿商和城郊猶他和城郊,貝特舍默士和城郊由這兩支派各分得了九座城。
Айин билән яйлақлирини, Юттаһ билән яйлақлирини, Бәйт-Шәмәш билән яйлақлирини бәрди; бу икки қәбилиниң зиминлиридин җәмий тоққуз шәһәрни бәрди.
17 由本雅明支派,尚分得了基貝紅和城郊,
Мундин башқа уларға Бинямин қәбилисиниң зиминидин Гибеон билән яйлақлирини, Геба билән яйлақлирини,
18 阿納托特和城郊,阿爾孟和城郊:共計四座城。
Анатот билән яйлақлирини, Алмон билән яйлақлирини қошуп җәмий төрт шәһәр бәрди.
19 亞郎的子孫司祭們共分得了十三座城和所屬城郊。
Бу тәриқидә каһинлар, йәни Һарунниң әвлатлириға берилгән шәһәрләр он үч болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
20 肋未人刻哈特家族,即刻哈特其餘的子孫,由厄弗辣因子孫抽,得了一些城市。
Улар йәнә Лавийларниң нәслидин болған Коһатниң қалған җәмәтлиригиму шәһәрләрни бәрди. Чәк ташлаш билән уларға бекитилгән шәһәрләр мунулар: — уларға Әфраим қәбилисиниң зиминидин
21 他們分得厄弗辣因山區,給誤殺人者作避難城的舍根和城郊,革則爾和城郊,
Әфраимниң тағлиқ районидики адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Шәкәм билән яйлақлирини, йәнә Гәзәр билән яйлақлири,
22 克貝匝殷和城郊,貝特曷隆和城郊:共計四座城;
Кибзаим билән яйлақлири вә Бәйт-Һорон билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди;
23 由丹支派分得了厄耳特刻和城郊,基貝通和城郊,
буниңдин башқа Дан қәбилисиниң зиминидин Әлтәкәһ билән яйлақлири, Гиббетон билән яйлақлири,
24 阿雅隆和城郊,加特黎孟和城郊:共計四座城;
Айҗалон билән яйлақлири вә Гат-Риммон билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди.
25 由默納協半支派分得了塔納客和城郊,依貝爾罕和城郊,共計兩座城。
Буниңдин башқа Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминидин Таанақ билән яйлақлири, Гат-Риммон билән яйлақлири болуп, җәмий икки шәһәрни бәрди.
26 刻哈特家族其餘的子孫,共分得了十座城和所屬城郊。
Бу тәриқидә Коһатларниң қалған җәмәтлиригә берилгән шәһәрләр он болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
27 肋未家族的革爾雄子孫由默納協半支派,分得了在巴商給誤殺人者作避難城的哥藍和城郊,阿市塔洛城和城郊:共計兩座城;
Лавийларниң җәмәтлиридин болған Гәршонларға болса улар Манассәһниң йерим қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Башандики Голан билән яйлақлирини, шундақла Бәәштераһ билән яйлақлирини, җәмий икки шәһәрни бәрди;
28 由依撒加爾支派,分得了克史雍和城郊,多貝辣特和城郊,
йәнә Иссакар қәбилисиниң зиминидин Кишион билән яйлақлири, Дабират билән яйлақлири,
29 雅爾慕特和城郊,恩加寧和城郊,共計四座城;
Ярмут билән яйлақлири вә Ән-Ганним билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди;
30 由阿協爾支派分得了米沙爾和城郊,阿貝冬和城郊,
буниңдин башқа Ашир қәбилисиниң зиминидин Мишал билән яйлақлири, Абдон билән яйлақлири,
31 赫爾卡特和城郊,勒曷有布和城郊:共計四趡城;
Һәлкат билән яйлақлири вә Рәһоб билән яйлақлири болуп, җәмий болуп төрт шәһәрни бәрди;
32 納斐塔里支派,分得了在加里肋亞給誤殺人者作避難城的刻德市和城郊,哈摩特多爾和城郊,卡爾堂和城郊:共計三座城。
буниңдин башқа Нафтали қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Галилийәдики Кәдәш билән яйлақлирини, йәнә Һаммот-Дор билән яйлақлири вә Картан билән әтрапидики яйлақлири болуп, җәмиий үч шәһәрни бәрди.
33 革爾雄人按照家族,共分得了十三座城和所屬城郊。
Бу тәриқидә Гәршонларға берилгән шәһәрләр он үч болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
34 其餘的肋未人,即默辣黎子孫的家族,由則步隆支派分得了約刻乃罕和城郊,卡爾達和城郊,
Қалған Лавийларға, йәни Мәрарилар җәмәтлиригә Зәбулун қәбилисиниң зиминидин Йокнеам билән яйлақлири, Картаһ билән яйлақлири,
35 黎孟和城郊,納哈拉耳和城郊:共計四座城;
Димнаһ билән яйлақлири вә Наһалал билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди.
36 在約旦河東,由勒烏本支派分得了位於曠野高原內,給誤殺人者作避難城的貝責爾和城郊,雅哈茲和城郊,
Буниңдин башқа Рубән қәбилисиниң зиминидин Бәзәр билән яйлақлири, Яһаз билән яйлақлири,
37 刻德摩特和城郊,默法阿特和城郊:共計四座城;
Кәдәмот билән яйлақлири вә Мәфаат билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди.
38 由加得支派,分得了在基肋阿得給誤殺人者作避難城的辣摩特和城郊,哈瑪紇殷和城郊,
Буниңдин башқа Гад қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Гилеадтики Рамот билән яйлақлирини, йәнә Маһанайим билән яйлақлири,
39 赫市朋和城郊,雅則爾和城郊:共四座城。
Һәшбон билән яйлақлири вә Җаазәр билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди.
40 其餘的肋未人家族,即默辣黎的子孫,按照家族,共抽得了十二座城。
Булар болса қалған Лавийларниң җәмәтлиригә, йәни Мәрарилар җәмәтлиригә берилгән барлиқ шәһәрләрдур; уларға чәк ташлиниш билән берилгән үлүши он икки шәһәр еди.
41 肋未人由以色列子民的產業中,共分得了四十八座城和所屬城。
Исраилларниң зимини ичидин Лавийларға бекитип берилгән шәһәрләр җәмий қириқ сәккиз еди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
42 這些城包括全城和城四郊;每座城都是這樣。
Бу шәһәрләрниң һәр бириниң әтрапида яйлақлири бар еди; шәһәрләрниң һәммиси шундақ еди.
43 上主這樣將誓許給他們祖先的整個地區,賜給了以色列人;他們佔領之後,便住在那裏。
Пәрвәрдигар шу тәриқидә Исраилларниң ата-бовилириға беришкә қәсәм билән вәдә қилған пүткүл зиминни уларға бәрди; улар келип уни егиләп, у йәрдә олтарди.
44 上主又使他們四境安寧,全像衪向他們的祖先所誓許的;一切仇敵,沒有能對抗他們的,因為上主將他們所有的仇敵,都交在他們手中了。
У вақитта Пәрвәрдигар илгири уларниң ата-бовилириға қәсәм билән вәдә қилғинидәк, уларға һәр әтрапида тинич-арамлиқ бәрди; уларниң дүшмәнлиридин һечқандиқи уларниң алдида қәддини руслап тик туралмайтти; бәлки Пәрвәрдигар һәммә дүшмәнлирини уларниң қолиға тапшурди.
45 上主向以色列家應許賜福的話,沒有一句落空,全部應驗了。
Пәрвәрдигарниң Исраилниң җәмәтигә вәдә қилған һиммәтлиридин һеч бири қалдурулмай әмәлгә ашурулди.

< 約書亞記 21 >