< 約書亞記 18 >

1 這地方即然已被征服,以色列子民的全會眾就都聚集到史羅,在那裏整起了會慕。
Пүткүл Исраиллар җамаити Шилоһқа жиғилип, у йәрдә ибадәт чедири тикти. Гәрчә зимин уларниң алдида бойсундурулған болсиму,
2 以色列子民中,還有七個支派沒有分到產業。
лекин Исраиллар арисида өз мирас үлүши техи тәқсим қилинмиған йәттә қәбилә қалған еди.
3 若蘇厄對以色列子民說:「你們遲遲不去,承受上主你們祖先的天主賜與你們的土地,要到時候呢﹖
Шуңа Йәшуа Исраилларға мундақ деди: — «Ата-бовилириңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә бәргән бу зиминни қолуңларға елишқа суслуқ қилип қачанғичә кәйнигә сүрисиләр?
4 你們應由每反派推選三人,我好派他們去走遍全境,按照各支派應得的產業,畫成圖樣,然後回來見我。
Силәр өзүңлар үчүн һәр қәбилидин үч адәмни таллаңлар; мән уларни қозғилип бу пүткүл зиминни айлинип чиқип, уни һәр бир қәбилә өз мирас үлүшигә мувапиқ сизип-хатириләшкә, андин қешимға йенип келишкә әвәтимән.
5 他們應將那地分成七份,猶大保有自己在南方的土地,若瑟家族保有自己在北方的土地。
Улар зиминни йәттә үлүшкә бөлсун; лекин Йәһуда қәбилиси болса җәнуптики өз үлүш зиминида туривәрсун, Йүсүпниң җәмәтиму шимал тәрәптики өз үлүш зиминида туривәрсун.
6 你們應將那地畫成七份,把圖樣帶來見我,使我好在這裏,於上主我們的天主面前,為你們抽籤。
Силәр зиминни йәттә үлүшкә бөлүп, пасилини хатириләп сизип йенимға келиңлар; андин мән Пәрвәрдигар Худайимизниң алдида бу йәрдә силәр үчүн чәк ташлаймән.
7 肋未人在你們中間不應有產業,因為上主司祭的品位,就是他們的產業。至於加得、勒烏本和默納協和默納協半個支派,在約旦河東岸已分得了產業,那是上主的僕人梅瑟分給他們的。」
Амма Лавийларниң болса, араңларда үлүши болмайду, чүнки Пәрвәрдигарниң каһинлиғи уларниң мирасидур. Гад билән Рубән вә Манассәһ йерим қәбилиси болса Иордан дәриясиниң у қети, шәриқ тәрипидә Пәрвәрдигарниң қули болған Муса уларға мирас қилип бәргән йәрләрни аллиқачан алғандур».
8 這些人準備出發時,若蘇厄吩咐這些去繪圖的人說:「你們去走遍這地,畫成圖樣,然後回來見我,我要在史羅在上主面前為你們抽籤。」
[Зиминни хатириләшкә бекиткән] кишиләр қозғилип йолға чиққанда, Йәшуа уларға қаттиқ җекиләп: — Силәр берип зиминни айлинип, уни сизип-хатириләп мениң қешимға йенип келиңлар; андин мән мошу йәрдә, Шилоһниң өзидә Пәрвәрдигарниң алдида силәр үчүн чәк ташлаймән, деди.
9 這些人就去走遍全境,將所有城市分成七分,寫在書冊上,回到史羅營中呈給若蘇厄。
Шундақ девиди, бу адәмләр берип зиминни айлинип, уни сизип-хатириләп, шәһәрләр бойичә йәттә үлүшкә бөлүп, хатиригә сизип, Шилоһдики чедиргаһқа, Йәшуаниң қешиға йенип кәлди.
10 若蘇厄便在史羅於上主面前,為他們抽籤,在那裏按照他們的分法,將地畫分給了以色列子民。
Андин Йәшуа Шилоһда Пәрвәрдигарниң алдида улар үчүн чәк ташлиди вә шу йәрдә қәбилә-җәмәти бойичә зиминни Исраилларға тәқсим қилип бәрди.
11 本雅明支派安他們的家族,抽籤分得的產業,是在猶大子孫和若瑟子孫中間。
Биняминлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә чәк тартилди; улар чәк арқилиқ еришкән зимин Йәһудалар билән Йүсүпләрниң зимини оттурисидики жут болди.
12 北邊邊界起自約旦河,沿耶利哥北邊的山坡往上,至西面山地,直達貝特阿文曠野;
Уларниң шималий чегариси Иордан дәриясидин башлап, Йерихониң шимал тәрипидики даванни яндап, ғәрип тәрипигә қарап тағлиқ жутқа чиқип вә Бәйт-Авәнниң чөлигә тутишатти;
13 再由此經路次,沿路即貝特耳南山坡下,下至阿塔洛特阿達爾,與在下貝特曷龍南部的山相接,
андин Лузға чиқип, луз, йәни Бәйт-Әлниң җәнуп тәрипини яндап өтүп, астин Бәйт-Һоронниң җәнубидики таққа йеқин Атарот-Аддарға чүшти;
14 西邊的邊界由此轉彎,折向南方,由貝特曷龍對面的山向南折,直到猶大人的克黎雅特巴爾,即克黎雅特耶阿陵城:這是西界。
чегара шу йәрдин өтүп ғәриптин җәнупқа қайрилип, Бәйт-Һоронниң җәнубиниң удулидики тағдин Йәһудаларниң шәһәрлиридин бири болған Кириат-Баал (йәни Кириат-Йеарим)ға туташти. Бу ғәрип тәрәпниң чегариси еди.
15 南界是從克黎雅特耶阿陵的邊界起,向加斤伸展,直到乃費托亞水泉;
Җәнуп тәрәпниң чегариси Кириат-Йеаримниң четидин башлап ғәрип тәрипигә меңип, Нәфтоаһтики су мәнбәсигә туташти;
16 由此往下直到位於勒法因不原北部,本希農山谷對面的山角;然後往下,經希農山谷,下至耶步斯人山腰南部,直到洛革耳泉;
чегара андин Рәфайийларниң җилғисиниң шимал тәрипигә җайлашқан Бән-Һинномниң җилғисиниң удулидики тағниң бешиға чүшүп, андин Һинномниң җилғиси билән йәнә чүшүп, Йәбусийларниң егизлигиниң җәнуп тәрипи билән меңип, андин Ән-Рогәл булиқиға йәтти;
17 由此轉北,出舍默士水泉,直至阿杜明山坡對面的革里羅特,再下至勒烏本人波罕的盤石;
андин шимал тәрипигә қайрилип Ән-Шәмәш булиқидин өтүп, Адуллам давининиң удулидики Гәлилотқа берип, Рубәнниң оғли Боһанниң тешиға чүшүп,
18 由此經貝特阿辣巴對面山腰的北部,直下到阿辣巴,
вә Арабаһ түзләңлигиниң шимал тәрипидики егизликтин өтүп, Арабаһ түзләңлигигә чүшти.
19 再經貝特曷拉山脊向北,止於鹽海北端,約旦河南口,:這是南界。
Андин чегара шимал тәрипигә чиқип Бәйт-Һоглаһниң давиниға тутишип, Иордан дәриясиниң җәнубий еғизида, йәни Шор деңизиниң шималий қолтуғида ахирлашти. Бу җәнуп тәрәпниң чегариси еди.
20 東邊以約旦河為界以上是本雅明子孫,按照家族,分得土地的四面邊界。
Шәриқ чегариси болса Иордан дәриясиниң өзи еди. Бу Биняминларниң үлүши болуп, уларға җәмәт-аилири бойичә тохтитилған мирас зимининиң чегариси шу еди.
21 本雅明支派子孫按照家族,分得的城市:有耶利哥、貝特曷革拉、厄默各刻漆茲、
Биняминлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тәккән шәһәрләр болса төвәндикиләрдур: — Йерихо, Бәйт-Һоглаһ, Емәк-Кәзиз,
22 背叛貝特阿辣巴、責瑪辣因、貝特耳、
Бәйт-Арабаһ, Зәмарайим, Бәйт-Әл,
23 阿威、帕辣、敖斐辣、
Аввим, Параһ, Офраһ,
24 革法爾阿摩尼、敖弗尼和革巴:共計十二座城和所屬村鎮。
Кәфар-Һаамонай, Офни вә Геба болуп, җәмий он икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди;
25 基貝紅、辣瑪、貝洛特、
Буниңдин башқа Гибеон, Рамаһ, Бәәрот,
26 米茲培、革非辣摩匝勒、
Мизпаһ, Кәфираһ, Мозаһ,
27 耿依爾耳、塔辣拉、
Рәкәм, Ирпәәл, Таралаһ,
28 責拉、厄肋夫、耶步斯即耶路撒冷、基貝亞和克黎雅特耶阿陵:共計十四座城和所屬村鎮:以上是本雅明子孫,按照家族分得的產業。
Зәлаһ, Һа-Әләф, Йәбуси (йәни Йерусалим), Гибеаһ вә Кириат болуп, җәмий он төрт шәһәр вә униңға қарашлиқ кәнт-қишлақларму бар еди. Бу болса Биняминларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.

< 約書亞記 18 >