< 約拿書 1 >

1 那時,上主的話傳給阿米泰的兒子約納說:
Пәрвәрдигарниң сөзи Амиттайниң оғли Юнусқа йетип келип мундақ дейилди: —
2 「你起身往尼尼微大城去,向他們宣佈:他們的邪惡已達到我前」。
«Орнуңдин тур, дәрһал Нинәвә дегән әшу бүйүк шәһәргә берип, авазиңни көтирип у йәрдикиләрни агаһландурғин; чүнки уларниң рәзилликлири Мениң көзүмгә қадилип туриду».
3 約納卻起身,想躲開上主的面,逃到塔爾史士去:遂下到約培,找到一隻要開往塔爾史士的船,繳了船費,上了船,同他們往塔爾史士去,好躲開上主的面。
Бирақ Юнус орнидин туруп Пәрвәрдигарниң йүзидин өзини қачуруш үчүн Таршиш дегән жутқа кәтмәкчи болди. Шуңа у Йоппа шәһиригә берип, Таршишқа баридиған кемә тепип, кирасини төләп униңға чүшти вә кемичиләр билән бирликтә Таршишқа берип, Пәрвәрдигарниң йүзидин өзини қачурмақчи болди.
4 但是上主卻使海上起了大風,海中風浪大作,那隻船眼看就要被擊破。
Пәрвәрдигар болса зор бир боранни деңизға ташлиди; шуңа деңизда дәһшәтлик қара боран чиқип, кемә парчилинип кәткили тас қалди.
5 水手們都驚慌起來,每人呼求自己的神,並將船上的貨物拋在海裏,為減輕載重。約納卻下到船艙,躺下沈睡了。
Кемичиләр болса бәк қорқуп кетип, һәр қайсиси өз илаһлириға хитап қилип дуа қилишти; улар кемини йениклисун дәп униңдики жүк-тақларни деңизға ташливәтти. Бирақ Юнус болса, кеминиң асти қәвитигә чүшүвелип, шу йәрдә өлүктәк ухлаватқан еди.
6 船長走到他跟前,向他說:「怎麼,你還在睡覺﹖起來! 呼求你的神吧! 你的神也許會眷念我們,使我們不致喪亡」。
Кемә башлиғи униң йениға келип униңға: «Әй, ухлаватқан киши, бу қандақ қилиғиниң? Орнуңдин тур, илаһиңни сеғинип нида қил! Ким билиду, илаһиңниң нәзири чүшүп бизни һалакәттин қутқузуп қаламду техи?» — деди.
7 他們彼此說:「來,我們抽籤,以便知道,我們遇到這場災禍,是因誰的緣故」。他們便抽籤,約納竟抽中了。
Улар бир-биригә: — Келиңлар, бу күлпәтниң кимниң вәҗидин бешимизға чүшкәнлигини бекитиш үчүн чәк ташлайли, — дейишти. Шундақ қилип улар чәк ташлашти; ахирда чәктә Юнус чиқип қалди.
8 他們向他說:「請告訴我們:我們遇到這場災禍,是因什麼緣故﹖你是幹什麼的﹖從那裏來﹖你是什麼地方的人﹖屬於那一個民族﹖」
Улар униңдин: — Қени, ейт, бешимизға чүшкән бу күлпәт кимниң сәвәвидин болуватиду? Сениң тирикчилигиң немә? Нәдин кәлдиң? Қайси әл, қайси милләттин сән? — дәп сориди.
9 他回答他們說:「我是個希伯來人,我敬畏的,是那創造海洋和陸地的上天的上主天主。」
У уларға: — Мән болсам ибраний миллитидин, әршләрдики Худадин, йәни деңизни, йәр-зиминни яратқан Пәрвәрдигардин қорққучимән, деди.
10 那些人都很害怕,就對他說:「怎麼你做了這事﹖」人們都知道,他是從天主面前逃跑的,因為他已告訴了他們。
Бу сөз уларни интайин қорқутивәтти. Улар: «Сән зади немә иш қилған?» — дәп сориди [чүнки улар униң Пәрвәрдигарниң йүзидин қачқанлиғини билгән еди, чүнки улар буни униң өз ағзидин аңлиған еди].
11 他們又向他說:「我們該怎樣處置你,才能使海為我們而平靜﹖」因為海越來越洶湧了。
Улар униңдин: — Әнди биз сени қандақ қилсақ деңиз биз үчүн тиничлиниду? — дәп сориди; чүнки деңиз долқуни барғансери әвҗ елип кетивататти.
12 他對他們說:「你們舉起我,將我拋在海裏,海就會為你們平靜下來,因為我知道,這場大風暴,臨到你們身上,只是因了我的緣故。」
У уларға: — Мени көтирип деңизға ташливетиңлар, шу чағда деңиз силәр үчүн тиничлиниду; чүнки билимәнки, бу зор боран мениң сәвәвимдин силәргә чүшти, — деди.
13 眾人雖然盡力搖櫓,想回到海岸,卻是不能,因為海上風暴,越來越洶湧。
Бирақ бу адәмләр күчәп палақ уруп қирғаққа йетишкә тиришти; амма йетәлмиди, чүнки деңиз қеришқандәк техиму долқунлап кетивататти.
14 所以他們便呼求上主說:「上主! 求你不要因這一個人的性命,使我們全部喪亡;不要將無辜者的血,歸在我們身上,因為你是上主,就按你的意願作吧! 」
Улар Пәрвәрдигарға илтиҗа қилип пәряд көтирип: — Аһ Пәрвәрдигар, Сәндин өтүнимиз, бу адәмниң җенини алғанлиғимизни биздин көрмигәйсән! Бигуна бир адәмниң қенини төкүшниң гунайини үстимизгә қоймиғайсән! Чүнки Сән Пәрвәрдигар Өзүңниң халиқиниңни қилдиң! — дәп нида қилди.
15 他們於是舉起約納,將他拋在海裏,海遂平靜。
Шуниң билән улар Юнусни көтирип елип деңизға ташливәтти; деңиз долқунлиништин шуан тохтиди.
16 眾人都極其敬畏上主,遂向上主祭獻,許下誓願。
Шуниң билән бу адәмләр Пәрвәрдигардин қаттиқ қорқти; улар Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ қилип қәсәм ичишти.
17 上主安排了一條大魚,吞了約納;約納在魚腹裏,三天三夜。
Бирақ Пәрвәрдигар Юнусни жутувелишқа йоған бир белиқни әвәткән еди. Юнус болса бу белиқниң қарнида үч кечә-күндүз турди.

< 約拿書 1 >