< 約翰福音 1 >

1 在起初已有聖言,聖言與天主同在,聖言就是天主。
Муқәддәмдә «Калам» бар еди; Калам Худа билән биллә еди һәм Калам Худа еди.
2 聖言在起初就與天主同在。
У муқәддәмдә Худа билән биллә еди.
3 萬有是藉著衪而造成的;凡受造的,沒有一樣不是由衪而造成的。
У арқилиқ барлиқ мәвҗудатлар яритилди вә барлиқ яритилғанларниң һеч бири униңсиз яритилған әмәс.
4 在衪內有有生命,這生命是中的光。
Униңда һаятлиқ бар еди вә шу һаятлиқ инсанларға нур елип кәлди.
5 光在黑暗中照耀,黑暗決不能勝過衪。
Вә нур қараңғулуқта парлайду вә қараңғулуқ болса нурни һеч бесип чүшәлигән әмәс.
6 曾有一人,是由天主派遺來的,名叫若翰。
Бир адәм Худадин кәлди. Униң исми Йәһя еди.
7 這人來是為作證,為給光作證,為使眾人藉他而信。
У гувалиқ бериш үчүн, йәни һәммә инсан өзи арқилиқ ишәндүрүлсун, дәп нурға гувачи болушқа кәлгән еди.
8 他不是那光,袛是為給那光作證。
[Йәһяниң] өзи шу нур әмәс, бәлки пәқәт шу нурға гувалиқ беришкә кәлгән еди.
9 那普照每人的真光,正在進入這世界;
Һәқиқий нур, йәни пүткүл инсанни йорутқучи нур дунияға келиватқан еди.
10 衪已在世界上;世界原是藉衪造成的;但世界卻不認識衪。
У дунияда болған вә дуния у арқилиқ барлиққа кәлтүрүлгән болсиму, лекин дуния уни тонумиди.
11 衪來到了自己的領域,自己的人卻沒有接受衪。
У өзиниңкиләргә кәлгән болсиму, бирақ уни өз хәлқи қобул қилмиди.
12 但是凡接受衪的,衪給他們,即給那些信衪名字的人權能,好成為天主的子女。
Шундақтиму, у өзини қобул қилғанлар, йәни өз намиға етиқат қилғанларниң һәммисигә Худаниң пәрзәнти болуш һоқуқини ата қилди.
13 他們不是由血氣,也不是由肉慾,也不是由另男慾,而是由天主生的。
Уни қобул қилған мошулар я қандин, я әтләрдин, я инсан ирадисидин әмәс, бәлки Худадин төрәлгән болиду.
14 於是聖言成了血肉,寄居在們中間;我們見了衪的光榮,正如父獨生者的光榮,滿溢恩寵和真理。
Калам инсан болди һәм аримизда маканлашти вә биз униң шан-шәривигә қаридуқ; у шан-шәрәп болса, Атиниң йенидин кәлгән, меһри-шәпқәт вә һәқиқәткә толған бирдин-бир йеганә Оғлиниңкидур.
15 若翰為衪作證呼喊說:「這就是我所說的:那在我以後來的,成了在我以前的,因衪原先我而有。」
(Йәһя униңға гувалиқ берип: — Мана, мән [силәргә]: «Мәндин кейин кәлгүчи мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияға келиштин бурунла болған еди» дегиним дәл мошу кишидур! — дәп җар қилди)
16 從衪的滿溢中,我們都領受了恩寵,而且恩寵上加恩寵。
Чүнки һәммимиз униңдики толуп ташқанлардин илтипат үстигә илтипат алдуқ.
17 因為法律是藉梅瑟傳授的,恩寵和真理卻是由耶穌基督而來的。
Чүнки Тәврат қануни Муса [пәйғәмбәр] арқилиқ йәткүзүлгән еди; лекин меһри-шәпқәт вә һәқиқәт Әйса Мәсиһ арқилиқ йәткүзүлди.
18 從來沒有人見過天主,只有那在父懷裏的獨生者,身為天主的,衪給我們詳述了。
Худани һеч ким көрүп баққан әмәс; бирақ Атиниң қучиғида турғучи, йәни бирдин-бир Оғул Уни аян қилди.
19 這是若翰所作的見證:當時,猶太人從耶路撒冷派遺了司祭和肋未人,到他那裏問他說:「你是誰?」
Йерусалимдики Йәһудийлар Йәһядин «Сән кимсән?» дәп сүрүштә қилишқа каһинлар билән Лавийларни униң йениға әвәткәндә, униң уларға җававән бәргән гувалиғи мундақ еди:
20 他明明承認,並沒有否認;他明認說:「我不是默西亞。」
У етирап қилип, һеч иккиләнмәй: — «Мән Мәсиһ әмәсмән» — дәп ениқ етирап қилди.
21 他們又問他說:「那麼你是誰?你是厄里亞嗎?」他回答說:「不是。」
Улар униңдин: — Ундақта өзүң ким болисән? Иляс [пәйғәмбәр]мусән? — дәп сориди. — Яқ, мән у әмәсмән, — деди у. — Әмисә, сән һелиқи пәйғәмбәрмусән? — дәп сориди улар. У йәнә: — Яқ! — деди.
22 於是他們問他說:「你究竟是誰?好叫們給派遺們來的人一個答覆。關於你自己,你說什麼呢?」
Шуңа улар униңдин: — Ундақта, сән зади ким болисән? Бизни әвәткәнләргә җавап беришимиз үчүн, [бизгә ейтқин], өзүң тоғрилиқ немә дәйсән? — дәп сориди.
23 他說:「我是在荒野裏呼喊者的聲音:修直上主的道路吧! 正如依撒意亞先知所說的。」
Йәһя мундақ җавап бәрди: — Йәшая пәйғәмбәр бурун ейтқандәк, чөлдә «Рәбниң йолини түз қилиңлар» дәп товлайдиған аваздурмән!
24 被派遺來的有些是法利賽人,
Әнди [Йерусалимдин] әвәтилгәнләр Пәрисийләрдин еди. Улар йәнә Йәһядин: — Сән я Мәсиһ, я Иляс яки һелиқи пәйғәмбәр болмисаң, немә дәп кишиләрни суға чөмүлдүрисән? — дәп сориди.
25 他們又問他說:「你既不是默西亞,又不是厄里亞,也不是那位先知,那麼你為什麼施洗呢?」
26 若翰答覆他們說:「我以水施洗,你們中間站著一位,是你們所不認識的;
Йәһя уларға мундақ дәп җавап бәрди: — Мән кишиләрни суғила чөмүлдүримән, лекин араңларда турғучи силәр тонумиған бириси бар;
27 衪在我以後來,我卻當不起解衪的鞋帶。」
у мәндин кейин кәлгүчи болуп, мән һәтта униң кәшиниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән!
28 這些事發生於約旦河對岸的伯達尼,若翰施洗的地方。
Бу ишлар Иордан дәриясиниң шәрқий қетидики Бәйт-Ания йезисида, йәни Йәһя пәйғәмбәр кишиләрни [суға] чөмүлдүрүватқан йәрдә йүз бәргән еди.
29 第二天,若翰見耶穌向他走來,便說:「看,天主的羔羊,除免世罪者!
Әтиси, Йәһя Әйсаниң өзигә қарап келиватқанлиғини көрүп мундақ деди: — Мана, пүткүл дунияниң гуналирини елип ташлайдиған Худаниң қозиси!
30 這位就是我論衪曾說過:有一個人在我以後來,成了在我以前的,因衪原先我而有。
Мана, мән [силәргә]: «Мәндин кейин кәлгүчи бириси бар, у мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияда болуштин бурунла болған еди» дегиним дәл мошу кишидур!
31 連我也不曾認識衪,但為使衪顯示於以色列,為此我來以水施洗。」
Мән бурун уни билмисәмму, лекин уни Исраилға аян болсун дәп, кишиләрни суға чөмүлдүргили кәлдим.
32 若翰又作證說:「我看見聖神彷彿鴿子從天降下,停在衪身上。
Йәһя йәнә гувалиқ берип мундақ деди: — Мән Роһниң пахтәк һалитидә асмандин чүшүп, униң үстигә қонғанлиғини көрдүм.
33 我也不曾認識衪,但那派遺我來以水施洗的,給我說:你看見聖神降下,停在誰身上,誰就是那要以聖神施洗的人。
Мән әслидә уни билмигән едим; лекин мени кишиләрни суға чөмүлдүрүшкә Әвәткүчи маңа: «Сән Роһниң чүшүп, кимниң үстигә қонғанлиғини көрсәң, у кишиләрни Муқәддәс Роһқа чөмүлдүргүчи болиду!» дегән еди.
34 我看見了,我便作證:衪就是天主子。」
Мән дәрвәқә шу ишни көрдүм, шуңа униң һәқиқәтән Худаниң Оғли екәнлигигә гувалиқ бәрдим!
35 第二天,若翰和他的兩個門徒,又在那裏站著,
Әтиси, Йәһя икки мухлиси билән йәнә шу йәрдә туратти.
36 若翰看見耶穌走過,便注視著衪說:「看,天主的羔羊! 」
У [у йәрдин] меңип кетиватқан Әйсани көрүп: — Қараңлар! Худаниң қозиси! — деди.
37 那兩個門徒聽見他說這話,便跟隨了耶穌。
Униң бу сөзини аңлиған икки мухлис Әйсаниң кәйнидин меңишти.
38 耶穌轉過身來,看見他們跟著,便問他們說:「辣彼! ─意即師傅─你住在那裏?」
Әйса кәйнигә бурулуп, уларниң әгишип келиватқинини көрүп улардин: — Немә издәйсиләр? — дәп сориди. Улар: — Рабби (бу [ибранийчә сөз болуп], «устаз» дегән мәнидә), қәйәрдә турисән? — деди.
39 衪向他們說:「你們來看看吧! 」他們於是去了,看了衪住的地方;並且那一天就在衪那裡住下了。那時,大約是第十時辰。
— Берип көрүңлар, — деди у. Шуниң билән, улар берип униң қәйәрдә туридиғанлиғини көрди вә у күни униң билән биллә турди (бу вақит шу күнниң онинчи саити еди).
40 西滿伯多祿的哥哥安德肋,就是聽了若翰的話,而跟隨了耶穌的那兩人中的一個,
Йәһя [пәйғәмбәрниң] жуқуриқи сөзини аңлап, Әйсаниң кәйнидин маңған иккиләнниң бири Симон Петрусниң иниси Андрияс еди.
41 先去找了自己的弟弟西滿,並向他說:「我們找到了默西亞。」─意即基督。
Андрияс авал өз акиси Симонни тепип, униңға: — Биз «Мәсиһ»ни таптуқ! — деди («Мәсиһ» ибранийчә сөз болуп, грек тилида «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дәп тәрҗимә қилиниду)
42 遂領他到耶穌跟,耶穌注視他說:「你是若望的兒子西滿,你要叫『刻法』─意即伯多祿。
вә акисини Әйсаниң алдиға елип барди. Әйса униңға қарап: Сән Юнусниң оғли Симон; буниңдин кейин «Кифас» дәп атилисән, — деди (мәниси «таш»тур).
43 第二天,耶穌願意往加利肋亞去,遇到了斐理伯,耶穌便向他說:「你跟隨我吧! 」
Әтиси, Әйса Галилийә өлкисигә йол алмақчи еди. У Филипни тепип, униңға: — Маңа әгишип маң! — деди
44 斐理伯是貝特賽達人,與安德肋和伯多祿同城。
(Филип Бәйт-Саидалиқ болуп, Андрияс билән Петрусниң жутдиши еди).
45 斐理伯遇到納塔乃耳,就向他說:「梅瑟在法律上所記載,和先知們所預報的,我們找著了,就是若瑟的兒子,出身於納匝肋的耶穌。」
Филип Натанийәлни тепип, униңға: — Муса пәйғәмбәр Тәвратта вә башқа пәйғәмбәрләрму [язмилирида] бешарәт қилип язған затни таптуқ. У болса Йүсүпниң оғли Насарәтлик Әйса екән! — деди.
46 納塔乃耳便向他說:「從納匝肋還能出什麼好事嗎?」斐理伯向說:「你來看一看吧! 」
Бирақ Натанийәл: — Насарәт дегән җайдин яхши бир немә чиқамду?! — деди. Келип көрүп бақ! — деди Филип.
47 耶穌看見納塔乃耳向自己走來,就指著說:「看! 這確是一個以色列人,在他內毫無詭詐。」
Әйса Натанийәлниң өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, у тоғрилиқ: — Мана, ичидә қилчә һейлә-микриси йоқ һәқиқий бир Исраиллиқ! — деди.
48 納塔乃耳給衪說:「你從那裏認識我呢?」耶穌回答說:「斐理伯叫你以前,當你還在無花果樹下時,我就看見了你。」
Натанийәл: — Мени қәйеримдин билдиң? — дәп сориди. Әйса униңға җавап берип: — Филип сени чақириштин авал, сениң әнҗир дәриғиниң түвидә олтарғанлиғиңни көргән едим, — деди.
49 納塔乃耳回答說:「辣彼,你是天主子,你是以色列的君王。」
Натанийәл җававән: — Устаз, сән Худаниң Оғли, Исраилниң Падишасисән! — деди.
50 耶穌遂說道:「因為我向你說:我看見了你在無花果樹下,你就信了嗎?你要看見比這更大的事! 」
Әйса униңға җававән: — Сени әнҗир дәриғиниң түвидә көргәнлигимни ейтқанлиғим үчүн ишиниватамсән? Буниңдинму чоң ишларни көрисән! — деди
51 又向他說:「我實在告訴你們:你們要看見天開,天主的天使在人子身上,上去下來。」
вә йәнә: — Бәрһәқ, бәрһәқ силәргә ейтип қояйки, силәр асманлар ечилип, Худаниң пәриштилириниң Инсаноғлиниң үстидин чиқип-чүшүп жүридиғанлиғини көрисиләр! — деди.

< 約翰福音 1 >