< 約珥書 1 >

1 上主的話傳給培特耳的兒子岳厄爾:
Пәрвәрдигарниң Петуелниң оғли Йоелға чүшкән сөзи: —
2 老人們,你們應聽這事! 地上的一切在你們的應側耳細聽! 在你們的時日,或在你們的祖先的時日,是否有過這樣的事﹖
«И қерилар, аңлаңлар; Зиминда барлиқ туруватқан һәммәйлән, қулақ селиңлар; Өз күнлириңларда яки ата-бовилириңларниң күнлиридиму шундақ бир иш болуп баққанму?
3 你們應將這樣的事告訴你們的子孫,你們的子孫應傳給你們的的子孫;他們的子孫又應代傳給下一代:
Балилириңларға шуни ейтип бериңлар, Балилириңлар өз балилириға ейтсун, Уларму келәр дәвиргә ейтсун: —
4 蝻子吃剩的,飛蝗來吃了;飛蝗吃剩的,冬斯來吃了;冬斯吃剩的,蚱蜢來吃了。
«Чишлигүчи қурут» қалдурғанни чекәткә йәп болди, Чекәткә қалдурғанни чекәткә личинкилири йәп болди, Чекәткә личинкилири қалдурғанни «вәйранчи қурут»лар йәп болди.
5 醉漢,你們醒來慟哭吧! 一切愛暍酒的人,為了新酒悲泣吧! 因為已由你們嘴邊奪去了。
Әй, һарақкәшләр, ойғинип қаттиқ жиғлаңлар, Һувлишиңлар, и шарап ичкүчиләр, Йеңи шарап түпәйлидин — Чүнки у ағзиңдин елип ташланди.
6 因為有一個民族侵入了我的地區,既強大而又不可勝數;你們的牙猶如獅子的牙,臼齒有如母獅的臼齒。
Чүнки бир хәлиқ, күчлүк, сансизлиған хәлиқ, Зиминим үстигә бесип кәлди; Униң чишлири болса ширниң чишлири, Униңда ширниң һиңгаң чишлири бардур;
7 他們蹂躝了我的葡萄園,折斷了我的無花果樹,將樹皮完全剝掉,使樹枝光禿發白。
У Мениң үзүм таллиримни вәйранә қиливәтти, Әнҗир дәриғимниң қовзақлирини сийривәтти, Уларни ялаңачлап, ташливәтти; Уларниң шахлири ақливетилди.
8 你哀傷吧! 如同一個身披喪服的處女,哀哭她青年的未婚夫。
Яшлиғидики ери үчүн матәм тутуп бөз кийимләргә оранған нәвҗувандәк қаттиқ пиған чекиңлар;
9 上主殿中的素祭和奠祭已中斷;上主的僕人──司祭都都悲哀不已。
Пәрвәрдигарниң өйи «ашлиқ һәдийә»дин һәм «шарап һәдийә»ләрдин мәһрум қилинди; Каһинлар, йәни Пәрвәрдигарниң хизмәтчилири матәм тутиду.
10 田園已荒廢,土地已淒涼;因為五榖已遭蹂躝,美酒已枯竭,油已乾涸。
Етизлар чөлдәрәп кәтти, Зимин матәм тутиду; Чүнки зираәтләр ғазан болди, Йеңи шарап қуруп кәтти, Зәйтун мейи қағҗириди.
11 農夫,你們應哀哭! 葡萄園丁,你們應為小麥和大麥而號咷! 因為田園的出產已遭。破壞
Һәй деханлар, уюлуңлар; Буғдайлар һәм арпилар үчүн ялвуруңлар, и үзүмчиләр, Чүнки етизларниң һосуллири қуруп кәтти.
12 葡萄樹枯槁了,無花果樹凋謝了;石榴樹、棕樹、蘋果樹,以及田間大中的一切果樹都枯死了;為此,喜樂已由人間消失。
Үзүм тели қағҗирап кәтти, Әнҗир дәриғи солишип қалди, Анар дәриғи, хорма палмиси һәм алма дәриғиму, Даладики барлиқ дәрәқләр солишип кәтти; Бәрһәқ, шатлиқму адәм балилирида солишип кәтти.
13 司祭,你們應披上麻衣而哀悼! 服務祭壇的人,你們應號咷! 我天主的僕人,你們應進來,披上麻衣過夜! 因為素祭和奠祭在你們天主的殿內已中斷了。
Белиңларни бағлаңлар, пәряд оқуңлар, и каһинлар; Һувлаңлар, и қурбангаһниң хизмәтчилири; Кечичә бөз кийимләрни кийип дүм йетиңлар, и Худаниң хизмәтчилири; Чүнки Худайиңларниң өйидин «ашлиқ һәдийә» һәм «шарап һәдийә» үзүлүп қалди.
14 你們應制定一個齋期,召開一個盛會,聚集長老和當地的一切居民,在上主你們的天主的殿內,向上主呼號o
«Роза тутайли» дәп [Худаға] мәхсус бир мәзгилни айриңлар, Җамаәткә мәхсус жиғилимиз, дәп җакалаңлар; Ақсақалларни, зиминда туруватқанларниң һәммисини Пәрвәрдигар Худайиңларниң өйигә жиғип, Пәрвәрдигарға налә көтириңлар!
15 那日子啊! 上主的日子來近了,它來有如全能者施行毀滅。
«Аһ, шу күн! Чүнки Пәрвәрдигарниң күни йеқинлашти, У Һәммигә Қадир тәрипидин һалакәт болуп келиду.
16 食物不是在我們眼斷絕了嗎﹖喜樂和歡欣不是離開了我們天主的殿嗎﹖
Мана, ғиза көз алдимиздин елип ташланди әмәсму? Шатлиқ, хошаллиқ Худайимизниң өйидин елип ташланди әмәсму?
17 麥粒已在土塊下腐爛,糧倉業已荒廢,廩倉業已坍塌,因為五榖都枯死了。
Уруқлар топа-чалмилар астида чирип кәтти, Амбарлар харабиләшти, Боғузханилар ғулап чүшти; Чүнки зираәтләр ғазаң болди.
18 牲畜為什麼悲鳴﹖牛群為什麼徬徨﹖因為沒有了草場;連群也感絕望。
Чарпайлар шундақ һөкиришип кәтти! Кала падилири патипарақ болди, Отлақни тапалмиғач; Қой падилириму өзи «гунайимиз бар» дегәндәк мәйүсләнди;
19 上主,我向你呼號,因為烈火吞滅了原野的牧場,火燄焚燒了田間的一切樹木。
Аһ, Пәрвәрдигар, нида қилимән Саңа; Чүнки от ялқунлири җаңгалдики от-чөпләрни йәвәтти, Ялқун даладики барлиқ дәрәқләрни көйдүрүвәтти.
20 連野獸也向你懇切哀鳴,因為水流已枯竭,烈火又吞滅了原野的牧場。
Даладики һайванларму Саңа нида қилиду, Чүнки ериқ-өстәңләр қуруп кәтти, От-ялқун җаңгалдики от-чөпләрни йәвәтти.

< 約珥書 1 >